Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Қулақ селиңлар, әй асманлар, мән сөзләй; Ағзимниң сөзлирини аңла, и йәр-зимин!
2Тәлимим болса ямғурдәк яғиду, Сөзлирим шәбнәмдәк тамиду, Юмран от-чөп үстигә чүшкән сим-сим ямғурдәк, Көкзарлиқниң үстигә чүшкән хасийәтлик ямғурдәк болиду.
3Чүнки мән Пәрвәрдигарниң намини баян қилимән; Әнди Худайимизни улуқ дәп җакалаңлар!
4У қорам таштур, Униң әмәллири мукәммәлдур; Униң барлиқ йоллири һәққанийдур. У наһәқлиғи йоқ, вападар бир Худа, Адил вә диянәтликтур.
5Амма Өз хәлқи униңға бузуқлуқ қилди; Уларниң қилмишлири Униң Өз балилириниңкидәк болмиди — мана бу уларниң әйивидур! Улар әгир вә иплас бир нәсилдур!
6Әй ахмақ вә надан хәлиқ, Пәрвәрдигарниң яхшилиғини шундақ яндурамсән? У сени бәдәл төләп һөр қилған атаң әмәсму? У сени яритип, сени тиклигән әмәсму?
7Өткән күнләрни есиңгә алғин, Дәвирдин-дәвиргичә өткән жилларни ойлиғин; Атаңдин сора, у саңа дәп бериду; Ақсақаллириңға соал қой, улар сени хәвәрләндүриду.
8Һәммидин алий болғучи әлләрниң үлүшини уларға үләштүргәндә, Адәм-атиниң пәрсәндлирини бир-биридин бөлгинидә, У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән.
9Чүнки Пәрвәрдигарниң несивиси болса униңға хас болған хәлқидур; Яқуп худди чәк ташлинип чиққандәк, Униң мирасидур.
10У уни чөл бир зиминда, Шамал һувлайдиған дәһшәтлик бир баяванда уни тапти; Уни орап әтрапида қоғдап турди, Уни көз қаричуқидәк сақлиди;
11Худди бүркүт өз чаңгисини тәвритип, Балилириниң үстидә пәрваз қилип, Қанатлирини йейип уларни пәйлириниң үстигә елип көтәргинидәк,
12Пәрвәрдигарму униңға шундақ ялғуз йетәкчилик қилди; Һеч қандақ ят илаһ униң билән биллә әмәс еди.
13У уни йәр йүзиниң егиз җайлириға миндүрди, Вә у етизлиқниң мәһсулатидин йеди, У униңға қия таштин һәсәл шоритип, Чақмақ тешидин зәйтун мейи шоратти;
14Саңа кала қаймиғи билән қой сүтини ичкүзүп, Қозиларниң йеғини, Башандики қочқарлар вә текиләрниң гөшини йегүзүп, Есил буғдайниң есил данлиридин йегүзди, Сән болсаң үзүм қени болған сап шарапни ичтиң.
15Лекин Йәшурун сәмрип тәпкәк болуп қалди; Бәрһәқ, сән сәмрип кәттиң, Бордилип кәттиң, Тоюнуп кәттиң! У өзини яратқан Тәңрини ташлап, Өз ниҗатиниң Қорам Тешини көзгә илмиди.
16Улар болса ят илаһларға әгишип Униң вапасизлиққа болған һәситини қозғиди, жиркиничлик ишлар билән Униң ғәзивини кәлтүрди.
17Улар Егә-Тәңриси әмәс җинларға, Өзи билмәйдиған илаһларға, Ата-бовилириму қорқмайдиған, Йеңи пәйда болуп қалған илаһларға қурбанлиқ қилди.
18Сән өзүңни төрәлдүргән Қорам Ташни көңлүңдин чиқардиң, Сени апиридә қилған Тәңрини унтудуң.

19Пәрвәрдигар буни көрүп, Оғул-қизлириниң Униң аччиғини кәлтүргинидин, улардин бизар болуп мундақ деди: —
20«Мән улардин йүзүмни йошуримән, Уларниң ақивитини көрүп бақай; Чүнки улар иплас бир нәсилдур, Қәлбидә вападарлиғи йоқ балилардур.
21Егә-тәңриси әмәсләр билән һәситимни кәлтүрди, Әрзимәс мәбудлири билән қәһримни қозғиди; Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ уларниң һәситини қозғаймән, Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән.  
22Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти; У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду, У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду, Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду.
23Мән уларниң үстигә балаю-апәтләрни догилаймән; Я-оқлиримни бирни қоймай уларға атимән.
24Улар ачарчилиқтин йегиләп кетиду, Томуз иссиқ вә вабаниң нәштәрлири тәрипидин йәп кетилиду; Уларға қарши житқуч һайванларниң чишлирини, Топида өмилигүчиләрниң зәһирини әвәтимән.
25Ташқирида қилич уларни мусибәткә салиду, Ичкиридә вәһимә басиду; У жигит билән қизни, Әмчәктики бала билән ақ чачлиқни һәммисини йоқитиду.
26Мән: «Уларни чепиветимән, Инсанларниң арисидин уларниң намини өчүримән» — дәйттим,
27Бирақ дүшмәнниң мәсқирә қилишидин қорқтум; Исраилниң рәқиплири бу ишни хата чүшинип: — Бу иш бизниң қолимизниң күчлүклүгидин болған болса керәк, Пәрвәрдигар буни һеч қилмиди» демисун дәп, бу ишни қилмидим.
28Исраил несиһәттин мәһрум болған бир әл, Уларниң һеч әқил-пәми йоқтур.
29Аһ, улар дана болсиди! Шундақ болса буни чүшинип, Өз ақивити қандақ болидиғинини ойлайтти!
30Әгәр уларниң Қорам Теши уларни сетивәтмигән болса, Пәрвәрдигар уларни дүшмәнлиригә ташлап бәрмигән болса, Бир киши қандақму миң кишини өз алдидин һайдийалайтти?, Икки киши қандақму он миң кишини қачуралайтти?
31Чүнки башқиларниң қорам теши болса бизниң Қорам Тешимиздәк әмәстур. Буниңға дүшмәнлиримиз өзлири гувалиқ бәрсун!
32Чүнки уларниң үзүм тели Содомниң үзүм телидин, Гоморраниң етизлиқлиридин чиққандур; Үзүмлири зәһәрлик үзүмләрдур, Уларниң һәр бир сапиғи аччиқтур,
33Шараби болса әҗдиһаларниң зәһиридур, Кобраларниң әҗәллик зәһиридур.
34Пәрвәрдигар: «Буларниң һәммиси Мениңкидә сақлақлиқ әмәсму? Өз ғәзнилиримдә мөһүрләнгән әмәсму?
35Интиқам Мениңкидур, Яманлиқни қайтурушму шундақ, Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду, Чүнки уларниң балаю-апәтлик күни йеқинлашмақта, Уларниң бешиға чүшидиған ишлар болса тез келиватиду.  
36Чүнки Пәрвәрдигар уларниң күчи түгәп кәткәнлигини, уларниң азийип, һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә, У Өз хәлқиниң үстигә һөкүм чиқириду, Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду.  

37У вақитта У мундақ дәйду: «Қени, уларниң илаһлири? Өзигә таянч қилған қорам теши әнди қәйәрдидур?
38Уларниң өткүзгән қурбанлиқлириниң йеғини йегән, Уларниң шарап һәдийәлиридики шарабини ичкәнләр қәйәргә кәтти? Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!
39Әнди Мән Өзүм, пәқәт Мәнла «Шу»дурмән, Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар. Мән өлтүрүп тирилдүримән, Зәхимләндүрүп сақайтимән; Вә һеч ким Мениң қолумдин қутқузалмайду.  
40Чүнки Мән қолумни асманларға көтирип: — «Әбәдгичә һаяттурмән» дәп ейтип,
41Чақнап туридиған қиличимни иштик қилимән, Мениң қолум адаләтни қурал қилип тутиду, Дүшмәнлиримдин интиқам алимән, Мәндин нәпрәтләнгүчиләрниң қилғанлирини уларға яндуримән!
42Мән я оқлиримни қан ичкүзүп мәс қилимән, Мениң қиличим гөш йәйду, Мән уларни өлтүрүлгәнләр билән әсирләрниң қенини, Дүшмәнниң сәрдарлириниң башлирини йәп-ичидиған қилимән».
43Әй әлләр, Униң хәлқи билән биллә шатлиниңлар, Чүнки У Өз бәндилириниң қениниң интиқамини алиду, Өз дүшмәнлиригә қисас яндуриду, Өз зимини билән хәлқи үчүн кәчүрүм-кафарәт кәлтүрүп бериду».
44Әнди Муса билән Нунниң оғли Йәшуа келип бу ғәзәлниң барлиқ сөзлирини хәлиқниң алдида оқуп бәрди.
45Андин Муса бу һәммә сөзләрни барлиқ Исраил алдида ахирлаштуруп
46уларға сөз қилип: «Мән бүгүн оттураңларда силәрни агаһландуруп гувалиқ бәргән бу барлиқ сөзләргә көңүл бөлүңлар; силәр буларни балилириңларға тапилап: «Бу қанунниң һәммә сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар» дәп буйрушуңлар керәк.
47Чүнки бу сөз силәргә мунасивәтсиз, қуруқ сөз әмәс, бәлки силәрниң һаятиңлардур! Силәр у зиминни егиләшкә Иордан дәриясидин өтисиләр; өткәндин кейин у зиминда бу сөз арқилиқ узун өмүр көрисиләр» — деди.
48Йәнә шу күни Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
49Сән ушбу Абарим теғиға, йәни Йерихониң уттуридики, Моабниң зиминидики Небо теғиға чиққин вә шу йәрдә Мән Исраилларға өз тәвәлиги болуш үчүн беридиған Қанаан зиминини көргин.
50Андин акаң Һарун Һор теғида өлүп өз хәлиқлиригә қошулғандәк, сәнму чиқидиған шу тағда өлүп хәлиқлириңгә қошулғин;
51чүнки силәр Зин чөлидики Мәрибаһ-Қадәшниң сулириниң йениға барғанда, иккиңлар Исраилларниң арисида Маңа вапасизлиқ көрситип, Исраилларниң арисида Мени «муқәддәс» дәп һөрмәтлимидиңлар.
52Шуңа сән Исраилларға беридиған шу зиминни удулуңда көрисән, лекин униңға кирәлмәйсән.