Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1— Әнди, и Исраил, мән силәргә үгитидиған мошу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар; уларға әмәл қилсаңлар һаятлиқ таписиләр вә шундақла ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә тәқсим қилидиған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
2Мән силәргә тапшуридиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу әмирлиригә әмәл қилишиңлар үчүн, мән силәргә әмир қилған сөзгә һеч немини қошмаңлар һәмдә униңдин һеч немини чиқиривәтмәңлар.
3Силәр өз көзлирңлар билән Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр; чүнки Баал-Пеорға әгәшкәнләрниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңлар араңлардин йоқатти;   
4Лекин Пәрвәрдигар Худайиңларға чиң бағланғанлардин һәр бириңлар бүгүнгә қәдәр һаят туруватисиләр.
5Мана, мән Пәрвәрдигар Худайим маңа әмир қилғандәк, кирип егиләйдиған зиминда турғанда уларға әмәл қилсун дәп силәргә бәлгүлимә һәм һөкүмләрни үгәттим.
6Силәр уларни чиң тутуп әмәл қилиңлар; чүнки шундақ қилсаңлар бу һөкүмләрниң һәммисини аңлиған хәлиқләрниң көз алдида силәрниң дана вә йорутулған бир хәлиқ екәнлигиңлар испатлиниду; улар дәрвәқә: «Бу улуқ әл дәрһәқиқәт дана һәм йорутулған бир хәлиқ екән» — дәйду.
7Чүнки Пәрвәрдигар Худайимизниң бизниң униңға нида қилған һәр бир тиләклиримиздә бизгә йеқин турғинидәк, өзигә йеқин турған бир Худаси болған бизгә охшаш башқа бир улуқ әл барму?
8Мән алдиңларға қойған мошу пүткүл қанундикидәк адил бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә егә болған силәрдәк башқа бир улуқ әл барму?
9Өз көзүңлар билән көргән ишларни унтумаслиғиңлар, һәтта өмрүңларниң барлиқ күнлиридә қәлбиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн өзүңларға еһтият қилиңлар вә ихласлиқ билән қәлбиңларни езиштин сақлаңлар; шуниңдәк силәр көргиниңларни балилириңларға вә балилириңларниң балилириға йәткүзүңлар;
10Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида турған күни Пәрвәрдигар маңа: «Хәлиқни Мениң сөзлиримни аңлиши үчүн йенимға жиққин; шуниң билән улар сөзлиримни үгинип, йәр йүзидики барлиқ күнлиридә Мәндин әйминиду вә балилириға үгитиду» — дегән еди.
11Силәр йеқин келип тағниң түвидә турдуңлар; бу тағниң оти асманларниң бағриғичә көйүп йәтти, һәмдә қараңғулуқ, булутлар вә сүр тағни қаплиди;
12Пәрвәрдигар отниң оттурисидин силәргә сөз қилди; силәр сөзләрниң садасини аңлидиңлар, лекин һеч шәкилни көрмидиңлар; силәр пәқәт бир авазни аңлидиңлар.
13Вә У шу чағда силәргә әмир қилған әһдисини, йәни «он әмир»ни аян қилди вә уларни икки таш тахтай үстигә пүтти.
14Вә шу чағда Пәрвәрдигар маңа әмир қилип, силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда уларни уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни үгитишни тапилиди.
15Өзүңларға наһайити еһтият қилиңларки (чүнки Пәрвәрдигар Һорәб теғида от оттурисидин силәргә сөз қилғанда һеч қандақ шәкилни көрмигәнсиләр),
16өзүңларни булғап, мәйли әркәк яки аял сүритидә, мәйли йәр йүзидики һәр қандақ һайван яки асманда учидиған һәр қандақ қуш болсун, мәйли йәр йүзидә һәр қандақ өмилигүчи һайван яки йәр астидики сулардики һәр қандақ белиқ болсун, уларниң сүритидә һеч қандақ шәкил-қияпәттики ойма бутни өзүңлар үчүн ясимаңлар,
19яки шуниңдәк, бешиңларни көтирип асманларға қарап, қуяш, ай, юлтузлар, йәни пүткүл самави қошунни көрүп, көңлүңлар майил болуп уларға баш егип қуллуғиға кирмәңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған.
20Лекин силәрни болса Пәрвәрдигар Өз мираси болған бир хәлиқ болушуңлар үчүн «төмүр тавлаш хумдани»дин, йәни Мисирдин елип чиқти.

21Лекин Пәрвәрдигар силәрниң вәҗәңлардин маңа ғәзәплинип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас болуш үчүн ата қилидиған яхши зимин тоғрисида: — «Сән шу йәргә киришкә Иордан дәриясидин өтмәйсән» дәп қәсәм қилди.
22Шуңа мән мошу зиминда өлүшүм муқәррәр; Иордан дәриясидин өтмәймән; бирақ силәр болсаңлар униңдин өтүп шу яхши зиминни егиләйсиләр.
23Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр билән түзгән әһдисини унтумаслиғиңлар, шундақла өзүңлар үчүн Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мәнъий қилған ойма бутни яки һәр қандақ нәрсиниң шәкил-қияпитини ясимаслиғиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар.
24Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар һәммини жутқучи бир от, вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур.  
25Силәр пәрсәндләр, пәрсәндиңларниң пәрсәндлирини көрүп, зиминда узақ вақит турғандин кейин, бирхил шәкил-қияпәттә болған ойма бутни ясиған, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиңларни рәнҗитип униң нәзиридә рәзил болғанни қилип өзүңларни булғиған болсаңлар,
26мән асман-зиминни үстүңларға гувачи болушқа чақиримән, силәр Иордан дәриясидин өтүп, егиләйдиған шу зиминдин тезла пүтүнләй йоқ қилинисиләр; силәрниң униңда яшиған күнлириңлар узун болмайду, силәр бәлки униңдин пүтүнләй йоқ қилинисиләр.
27Пәрвәрдигар силәрни барлиқ хәлиқләр арисиға тарқитиду, Пәрвәрдигарниң силәрни һайдиши билән силәр шу әлләр арисида кичик бир қалдуқ болисиләр.
28Силәр шу йәрләрдә туруп яғачтин яки таштин ясалған, нә көрәлмәйдиған, нә аңлиялмайдиған, нә йемәйдиған, нә пуралмайдиған, пәқәт инсанниң қолиниң ясиғини болған илаһларниң қуллуғида болисиләр.
29Силәр шу йәрләрдә Пәрвәрдигар Худайиңларни издәйсиләр; пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән уни издисәңлар, уни таписиләр.
30Силәр еғир азап-оқубәт тартқиниңларда, бу ишларниң һәммиси бешиңларға чүшкәндә, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға йенип келисиләр вә униң авазиға қулақ салисиләр.
31Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар рәһимдил бир Худадур; у силәрни ташливәтмәйду, нә һалак қилмайду, нә ата-бовилириңлар билән қәсәм ичип түзгән әһдисини һеч унтумайду.
32Әнди, силәрдин илгири, Худа инсанни йәр йүзидә яратқан күнидин тартип өткән күнләр тоғрилиқ сүрүштә қилиңлар, шундақла асманларниң бир четидин йәнә бир четигичә сүрүштә қилиңларки, мушуниңға охшаш улуқ бир иш болуп баққанму? Униңға охшаш бир ишни аңлап баққанму?
33Силәргә охшаш, Худаниң от ичидин чиққан авазини аңлап тирик қалған башқа бир хәлиқ барму?
34Пәрвәрдигар Худайиңлар көз алдиңларда силәр үчүн Мисир зиминида қилғанлиридәк, қийин синақлар билән, мөҗизилик аламәтләр билән, карамәтләр билән, уруш билән, күчлүк қол һәм узитилған биләк билән вә дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ят бир әлниң арисидин чиқирип Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму?
35Пәрвәрдигарла Худадур, униңдин башқа бириси йоқтур, дәп билишиңлар үчүн силәр бу улуғ ишларни көрүшкә муйәссәр қилинғансиләр.
36Силәргә тәлим бериш үчүн У асманлардин силәргә Өз авазини аңлатти; У йәр йүзидә Өзиниң улуқ отини көрсәтти; силәр шу отниң оттурисидинму униң авазини аңлидиңлар.
37Униң үстигә, ата-бовилириңларға бағлиған муһәббити түпәйлидин һәмдә уларниң кейинки әвлатлирини таллиғанлиғи үчүн, У силәрни Мисирдин шәхсән Өзи зор қудрити билән қутқузуп чиқарди;   
38У шуниңдәк силәрниң алдиңлардин өзүңлардин көп вә күчлүк болған әлләрни зиминидин һайдап, силәрни униңға киргүзүп, уни бүгүнки күндикидәк силәргә мирас қилиш үчүнму шундақ қилғандур.

39Шуңа бүгүн шуни билип қоюңларки вә көңлүңларни шуниңға бөлүңларки, Пәрвәрдигар жуқуридики асманларда болсун, астидики йәр-зиминда болсун Худадур; Униңдин башқа һеч бири йоқтур.
40Шуниңдәк силәрниң вә кейинки балилар-әвлатлириңларниң әһвали яхши болуш үчүн, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ата қилидиған зиминда күнлириңларни узун, һәтта мәңгүлүк қилиш үчүн мән бүгүнки күндә силәргә тапилаватқан Униң бәлгүлимилири вә әмирлирини тутуңлар».
41Андин Муса Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидә үч шәһәрни айрип бекитти;
42мәхсити, һеч қандақ өч-адавити болмай, тәсадипий хошнисини өлтүрүп қойса, өлтүргән киши шу йәрләргә, йәни шу шәһәрләрдин биригә қечип берип аман-есән қелиштин ибарәт еди.
43Бу шәһәрләр болса: — Рубәнләрниң зиминидин чөл-баявандики Бәзәр, Гадларниң зиминидин Гилеадтики Рамот, Манассәһләрниң зиминидин Башандики Голандин ибарәт еди.
44Муса Исраилларниң алдиға қойған қанун мана төвәндикидәк: —
45(булар болса Исраиллар Мисирдин чиққанда Муса пәйғәмбәр уларға җакалиған агаһ-гувалар, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур;
46Муса вә Исраиллар Мисирдин чиққанда Аморийларниң Һәшбон шәһиридә турушлуқ падишаһи Сиһонни өлтүргән еди; Муса бу әмирләрни Сиһонниң зиминида, Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Бәйт-Пеорниң удулидики вадида Исраилларға җакалиған.   
47Шу чағда Исраиллар Сиһонниң вә Башанниң падишаһи Огниң зиминини, йәни Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики Аморийларниң икки падишаһиниң зимининиму егилигән еди;
48уларниң зимини Арнон дәриясиниң қирғиқидики Ароәрдин тартип Сион (йәни Һәрмон) теғиғичә,
49шундақла Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики пүткүл Арабаһ түзләңлиги вә Писгаһ теғиниң бағриға җайлашқан «Түзләңликтики деңиз»ғичә еди).