1Андин биз бурулуп, Башанға баридиған йол билән чиқип маңдуқ; Башанниң падишаһи Ог вә барлиқ хәлқи бизгә қарши җәң қилишқа Әдрәйгә чиқти.
2Пәрвәрдигар маңа: «Униңдин қорқмиғин; чүнки Мән уни, униң хәлқи вә зиминини қолуңға тапшурдум; Һәшбонда турған Аморийларниң падишаһи Сиһонни немә қилған болса, униму шундақ қилисән» — деди.
3Пәрвәрдигар Худайимиз дәрвәқә Башанниң падишаһи Огни вә барлиқ хәлқини қолимизға тапшурди; биз униңға һуҗум қилип улардин һеч кимни қалдурмай қирдуқ.
4Шу вақитта биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилдуқ; биз униң шәһәрлиридин егилимигән бирисиму қалмиди. Булар Башандики Огниң падишаһлиғи, йәни пүткүл Аргоб райони болуп, җәмий атмиш шәһәр еди.
5Бу шәһәрләрниң һәммиси егиз сепиллар вә балдақлиқ қовуқлири билән мустәһкәм қилинған еди; уларға қарашлиқ йеза-кәнтләр интайин көп еди.
6Биз уларни Һәшбонниң падишаһи Сиһонни қилғинимиздәк тәлтөкүс йоқаттуқ — Барлиқ шәһәрләр, әрләр, аял-балиларни қоймай һәммисини тәлтөкүс йоқаттуқ.
7Биз пәқәт өзлиримиз үчүн барлиқ чарва-малларни вә шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
8Шу чағда биз Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә турушлуқ Аморийларниң икки падишаһиниң қолидин зиминини, йәни Арнон дәриясидин Һәрмон теғиғичә болған зиминини тартивалдуқ
9(Һәрмон теғини Зидонийлар «Сирион», Аморийлар «Сенир» дәп атайду);
10Биз йәнә түзләңликтики барлиқ шәһәрләр, пүткүл Гилеад вә Башан падишаһи огниң падишаһлиғидики Саликаһ вә Әдрәй шәһәрлиригичә, Башанниң барлиқ зиминини егилидуқ
11(шу чағда гигантларниң қалдуғидин пәқәт Башанниң падишаһи Ог қалған еди; униң каривити төмүрдин ясалған еди; мана, у Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә сақлиниватмамду? Униң узунлуғи тоққуз гәз, кәңлиги төрт гәз. «Гәз» — адәттики адәмниң җәйниги өлчәм қилинған).
12Биз шу чағда егилигән зимин мундақ: — Арнон дәрияси йенидики Ароәр шәһиридин тартип, Гилеад тағлиғиниң йеримини вә униңдики шәһәрләрни Рубән вә Гад қәбилисидикиләргә тәқдим қилдим;
13Гилеадниң қалған зимини вә Ог падишаһниң зимини болған пүткүл Башанни мән Манассәһниң йерим қәбилисигә тәқдим қилдим (пүткүл Аргоб райони, йәни пүткүл Башан «гигантларниң зимини» дейилиду.
14Манассәһниң оғли Яир пүткүл Аргоб районини, йәни Башанни Гәшурийлар вә Маакатийларниң чегарисиғичә егилигән вә уни өз исми билән «Һаввот-Яир» дәп атиған. Бүгүнгә қәдәр у шундақ аталмақта).
15Гилеадни болса мән Макирға тәқдим қилдим.
16Рубәндикиләр вә Гадтикиләргә мән Гилеадтин Арнон дәриясиғичә (вадиниң оттуриси чегара еди), шундақла Аммонийларниң чегараси болған Яббок дәриясиғичә болған зиминни тәқдим қилдим;
17йәнә Писгаһ тағлиғи астида ятқан Арабаһ түзләңлиги (тағлиқ түзләңликниң шәрқий тәрипидә) вә Иордан дәриясиниң Киннәрәт көлидин тартип Туз деңизғичә болған қисмини уларға чегара қилип бәрдим.
18Мән шу чағда силәргә: — Пәрвәрдигар Худайиңлар өзүңларниң тәәллуқатиңлар болсун дәп егилишиңлар үчүн бу зиминни силәргә ата қилған; араңлардики җәңчиләр җәңгә тәйярлинип қуралланған һалда қериндашлириңлар болған Исраилларниң алдида дәриядин өтүңлар;
19Пәқәт бала-җақилириңлар вә мал-чарвилириңлар (мал-чарвилириңларниң көплигини билимән) мән силәргә тәқсим қилған шәһәрләрдә қалсун;
20Пәрвәрдигар қериндашлириңларға силәрниң арам алғиниңлардәк арам бәргичә, улар Пәрвәрдигар Худайиңлар Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқдим қилған зиминни егилигичә улар билән биргә җәң қилиңлар; андин силәр һәр бириңлар мән силәргә тәқсим қилған өз тәәллуқатиңларға қайтисиләр» — дәп тапилиғанмән.
21Шу чағдиму мән Йәшуаға: «Сән Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу икки падишаһқа қилғанлириниң һәммисини өз көзүң билән көрдүң; Пәрвәрдигар сән баридиған йәрдики падишаһлиқларниму шуниңға охшаш қилиду.
22Силәр улардин қорқмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар өзи силәр үчүн җәң қилиду» — дәп тапилиғанмән.
23Шу чағда мән Пәрвәрдигардин өтүнүп: —
24«И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз қулуңға Өз улуқлуғуң вә күчлүк қолуңни аян қилишқа кириштиң; чүнки мәйли асманларда яки зиминда болсун Сениң қилғанлириңға вә күч-қудритиңгә тәң кәлгидәк шундақ илаһ барму?
25Сәндин өтүнүмәнки, мени Иордан дәриясидин өтүп, шу йәрдики яхши зиминни — Шу яхши тағлиқни вә Ливанни көрүшкә несип қилғайсән», — дедим.
26Лекин Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлар түпәйлидин маңа ғәзәплинип илтиҗайимға қулақ салмиди, бәлки маңа: «Болди, бәс! Бу ишни алдимда иккинчи тилға алғучи болма.
27Сән Писгаһниң чоққисиға чиқип бешиңни көтирип, өз көзүң билән мәғрибкә, шималға, җәнупқа вә мәшриққә тикилип қара; чүнки сән мошу Иордан дәриясидин өтмәйсән.
28Йәшуаға вәзипини тапилиғин, уни риғбәтләндүрүп жүрәклик қил; чүнки у бу хәлиқниң алдидин өтүп сән көридиған шу зиминға уларни егә қилғузиду» — деди.
29Шуниң билән биз Бәйт-Пеорниң удулидики вадида туруп қалдуқ.