Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Мана, булар Пәрвәрдигар маңа силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда турғиниңларда уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә үгитишни тапилиған әмирләр, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур: —
2(шуниң билән силәр, йәни сән өзүң, оғлуң вә нәврәң барлиқ тирик күнлириңларда Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, мән силәргә тапилаватқан униң барлиқ бәлгүлимә вә әмирлирини тутисиләр, шундақла узун күнләрни көрисиләр.
3Сән, и Исраил, уларни аңлап әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шуниң билән ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә дегинидәк, сүт билән һәсәл еқип туридиған мунбәт зиминда туруп, һалиңлар яхши болиду вә саниңлар интайин көпийиду): —
4— Аңлаңлар, әй Исраил: — Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур;   
5сән Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң билән, пүтүн җениң билән вә пүтүн күчүң билән сөйгин.
6Мән саңа бүгүн тапилиған бу сөзләр қәлбиңдә болсун;
7Сән уларни балилириңға сиңдүрүп үгәт, мәйли өйдә олтарғанда, йолда маңғанда, орнуңда ятқанда вә орнуңдин туруватқанда һәр вақит улар тоғрилиқ сөзлигин;
8уларни қолуңға әсләтмә-бәлгү қилип теңивал, пешанәңгә қашқидәк символ қилип орнитивал;
9Сән уларни өйүңдики кешәклириңгә вә дәрвазилириңға пүткүзгин.
10Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени қәсәм қилип ата-бовилириңға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зиминни саңа ата қилиш үчүн сени униңға башлиғанда, — өзүң қурмиған улуқ вә есил шәһәрләргә,
11өзүң бисатлиқ қилмиған аллиқачан есил бисатлиқ қилинған өйләргә, өзүң колимиған, аллиқачан коланған қудуқларға, өзүң тикмигән үзүмзарлар вә зәйтунзарларға муйәссәр қилинишиң билән сән йәп тоюнғандин кейин,
12— әйни чағда сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигарни унтуштин һези бол.
13Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин, ибадитидә болғин вә қәсәм қилсаң униң нами биләнла қәсәм ичкин.
14Силәр башқа илаһлар, йәни әтрапиңдики әлләрниң илаһлирини қәтъий издимәңлар;
15Чүнки араңларда туруватқан Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридур. Әгәр шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңниң ғәзиви саңа қозғилип, У сени йәр йүзидин йоқатмай қалмайду.
16Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни Массаһта синиғандәк Уни синимаңлар.   
17Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлирини, силәргә тапилиған гува-һөкүмлири вә бәлгүмилирини көңүл қоюп тутуңлар.
18Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә дурус вә яхши болғанни қилиңлар; шундақ қилғанда һалиңлар яхши болиду вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға беришкә қәсәм қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр,

19шундақла Пәрвәрдигар вәдә қилғандәк барлиқ дүшмәнлириңларни алдиңлардин һайдап чиқириветисиләр.
20Кәлгүсидә оғлуң сәндин: — «Пәрвәрдигар Худайимиз силәргә тапилиған агаһ-гува, бәлгүлимә һәм һөкүмләр немә?» дәп сориса,
21сән оғлуңға мундақ дәйсән: «Биз әслидә Мисирда Пирәвнниң қуллири екәнмиз; бирақ Пәрвәрдигар бизни Мисирдин күчлүк бир қол билән чиқарған.
22Пәрвәрдигар көз алдимизда улуқ һәм дәһшәтлик мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип, Пирәвнниң үстигә һәм униң барлиқ аилисидикиләрниң үстигә чүшүрди;
23У ата-бовилиримизға қәсәм ичип вәдә қилған зиминни бизгә ата қилип, униңға бизни башлап киришкә шу йәрдин йетәкләп чиқарған.
24Пәрвәрдигар бизгә бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутушни, Пәрвәрдигар Худайимиздин қорқушни тапилиған; У һалимизниң дайим яхши болуши вә бизниң бүгүнкидәк тирик сақланғандәк, Униң панаһида болушимиз үчүн шундақ тапилиғандур;
25вә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида у бизгә тапилиғандәк бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәк бу биз үчүн һәққанийлиқ болиду».