1Һәр бир йәттә жилниң ахирида сән бир «халас қилиш»ни җакалиғин.
2Бу «халас қилиш» мундақ болиду: — барлиқ қәриз егилири хошнисиға бәргән қәризни кәчүрүм қилиши керәк; уни хошнисидин яки қериндишидин тәләп қилмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди.
3Чәтәлликтин болса тәләп қилишқа болиду; лекин қериндишиңда болған қәризни кәчүрүм қилишиң керәк.
4Һалбуки, араңларда һаҗәтмәнләр болмайду; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң силәргә мирас болуш үчүн егилишиңларға беридиған шу зиминда турғиниңда сени зиядә бәрикәтләйду;
5Пәқәт силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән силәргә бүгүн тапилиған бу пүтүн әмиргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәңлар шундақ болиду.
6Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк у сени бәрикәтләйду; сән көп әлләргә капаләтлик елип қәриз берисән, лекин улардин қәриз алмайсән; сән көп әлләр үстигә һөкүм сүрисән, лекин улар үстүңдин һөкүм сүрмәйду.
7Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан қериндашлириң арисидин кәмбәғәл бир адәм болса, сән униңға көңлүңни қаттиқ қилма яки һаҗити чүшкән қериндишиңға қолуңни жумувалма;
8сән бәлки сехийлиқ билән униңға қолуңни очуқ қил вә униңда немә кам болса чоқум һаҗитидин чиқип униңға өтнә берип тур.
9Көңлүңдә намрат қериндишиңдин ағринип: Йәттинчи йил, йәни «халас жили» йеқинлашти, дәп рәзил ойда болуштин, униңға һеч нәрсә бәрмәсликтин һези бол; шундақ болуп қалса у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириши билән бу иш саңа гуна һесаплиниду.
10Сән чоқум униңға сехийлиқ билән бәргин; униңға бәргиниңдә көңлүңдә нарази болма; чүнки бу иш үчүн Пәрвәрдигар Худайиң сени барлиқ ишлириңда вә қолуңдики барлиқ әмгигиңдә бәрикәтләйду.
11Чүнки кәмбәғәлләр зиминдин йоқап кәтмәйду; шуңа мән саңа: «Сән сехийлиқ билән зиминдики қериндишиңға, йәни сениң намратлириңға вә һаҗәтмәнлириңгә қолуңни ачқин» — дәп тапилидим.
12Сениң қериндишиң, мәйли ибраний әр яки ибраний аял болсун саңа сетилған болса, у алтә жил қуллуғуңда болиду, андин йәттинчи жилида сән уни өзүңдин халас қилип қоювәт.
13Уни қоювәткәндә қуруқ қол қоювәтсәң болмайду;
14сән чоқум қойлириңдин, хаминиңдин вә шарап көлчигиңдин тәқдим қилишиң керәк; Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә сән униңға бәр.
15Сениң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиң сени һөрлүк бәдили төләп қутқузғанлиғини ядиңда тут; шуңа мән бүгүн бу ишни саңа тапилидим.
16Һалбуки, шу қулуң саңа: «мән сәндин кәтмәймән» десә (чүнки у сени вә аиләңдикиләрни сөйиду, сениң билән һали яхши болиду)
17— шу чағда сән бигизни елип униң қулиқини ишиктә тәш. Шуниң билән у мәңгүгә сениң қулуң болиду. Шуниңдәк дедигиңгиму шундақ муамилә қилғин.
18Қулуңни йениңдин қоюветиш саңа еғир кәлмисун; чүнки у қуллуғуңда алтә жил болғачқа, қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду; уни қоювәтсәң Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ ишлириңда сени бәрикәтләйду.
19Калилириң вә қойлириң арисида туғулған барлиқ тунҗа әркәк мозай-қозилириңни Пәрвәрдигар Худайиңға ата; калилириңниң тунҗисини һеч қандақ әмгәккә салма, қойлириңниң тунҗисини қирқима.
20Сән вә өйүңдикиләр һәр жили шу мелиңни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар таллайдиған җайда йәңлар.
21Бирақ шу һайванларниң бир йери мәйип болса, мәйли у мәҗруһ , кор яки униңда һәр қандақ нуқсан болса, уни Пәрвәрдигар Худайиңға қурбанлиқ қилмаслиғиң керәк.
22Бәлки уни шәһәр-йезаңлар ичидә йесәң болиду; кишиләр мәйли пак яки напак болсун, уни җәрән яки кейикни йегәндәк йесә болиду.
23Пәқәт сән униң қенини йемә; қенини суни йәргә төккәндәк төкүвәт.