1Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминдики таипиләрни силәрниң алдиңлардин үзүп ташлиған вақтида вә силәр шундақла уларниң шәһәрлири вә өйлиридә турғиниңларда,
2силәр шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминда үч шәһәрни айрим қилишиңлар керәк;
3шундақла, адәм өлтүргән һәр бир киши шу йәрләргә, шу шәһәрләрниң биригә қечип беривалсун дәп йол һазирлап, Пәрвәрдигар Худайиңлар мирас болушқа силәргә беридиған зиминни үч районға бөлисиләр.
4Тирик қелиш үчүн шу йәрләргә қечип беривалған, адәм өлтүргән киши тоғрилиқ бәлгүлимә мундақ: — у хошнисини тәсадипийлиқтин уруп өлтүрүп қойған, шундақла әслидә униңға өч-адавити болмиған болса, шу йәргә қечип беривалса болиду.
5Мәсилән, у хошниси билән отун кесишкә орманға киргән болуп, дәрәқни кесишкә палтини көтәргәндә палта беши сепидин аҗрап кетип хошнисиға тегип кетип уни өлтүрүп қойса, ундақта җавапкар киши бу шәһәрләрдин биригә қечип беривелип һаят қалиду;
6болмиса, қан қисаси алғучи ғәзиви қайниғанда адәм өлтүргән кишини қоғлайду вә йол узун болғачқа, униңға йетишивелип өлтүрүветиши мүмкин; әмәлийәттә, у киши өлүмгә лайиқ әмәс, чүнки униң әслидә хошнисиға һеч қандақ өч-адавити йоқ еди.
7Шуңа мән силәргә: «Өзүңлар шундақ үч шәһәрни айришиңлар керәк» дәп әмир қилимән.
8Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм қилғинидәк чегарайиңларни кеңәйтишни, ата-бовилириңларға вәдә қилған барлиқ зиминни силәргә тәқдим қилишни халайду;
9силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш вә униң йоллирида дайим меңиш үчүн мән силәргә бүгүн тапилиған бу әмирни тутсаңларла У шундақ қилиду, ундақта силәрму өзүңлар үчүн бу үч шәһәрдин башқа йәнә үч шәһәрни қошисиләр.
10Вә шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип тәқдим қилидиған зимин арисида наһәқ қан төкүлмәйду вә шуниңдәк гәдиниңларға хун гунайи чүшмәйду.
11Лекин бириси хошнисиға өч-адавәт тутқан болса, пайлап туруп униңға һуҗум қилип, уруп өлтүрүвәтсә вә шу шәһәрләрдин биригә қечип беривалған болса,
12ундақта униң өз шәһиридики ақсақаллар адәм әвәтип уни шу йәрдин яндуруп келиши керәк, андин уни өлтүрүлсун дәп «қан қисаси алғучи»ниң қолиға тапшуруши керәк.
13Сән уни һеч айимиғин, шундақ қилғанда Исраилдин төкүлгән гунасиз қанниң деғини тазилиған болисиләр; андин һалиңлар яхши болиду.
14Пәрвәрдигар Худайиң саңа егиләш үчүн тәқдим қилидиған зиминда бурунқилар мирас йериңдә бекиткән, хошнаңниң пасил тешини йөткимәслигиң керәк.
15Мәлум җинайәт яки гуна тоғрисида бирисигә «У гуна қилған» дәп әрз-шикайәт қилишта ялғуз бирла гувачи болса купайә қилмайду, бәлки һәммә иш икки яки үч гувачиниң сөзи билән бекитилсун.
16Бириси тоғрилиқ «паланчи-покунчи гуна қилған» дәп әрз қилидиған қара нийәтлик бир гувачи чиқса,
17дәвалишип қалған икки адәм Пәрвәрдигарниң алдида, шу күнләрдә болидиған каһинлар вә сорақчи бәгләр алдида һазир болсун;
18сорақчи бәгләр әстайидиллиқ билән тәкшүрсун; әгәр һелиқи гувачи ялған гувачи болуп, өз қериндиши тоғрилиқ ялған гувалиқ бәргән болса,
19ундақта, силәр дәл у қериндишиға қилмақчи болғинидәк униңғиму шундақ қилиңлар. Шундақ қилсаңлар рәзилликни араңлардин йоқитисиләр.
20Қалған хәлиқму бу ишни аңлайду вә қорқиду вә шундақла, араңларда ундақ рәзил ишни йәнә қилмайду.
21Силәр һеч рәһим қилмаңлар; җанға җан, көзгә көз, чишқа чиш, қолға қол, путқа пут елинсун.