1Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип егиләшкә беридиған зиминда, далада өлтүрүлгән бир җәсәт тепилса, амма уни өлтүргән адәм мәлум болмиса,
2ақсақаллириңлар билән сорақчи бәглириңлар чиқип өлүк тепилған йәр билән әтрапидики шәһәрләрниң арилиғини өлчисун;
3өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрниң ақсақаллири болса ишқа селинмиған, боюнтороқму селинмиған инәк тепип кәлсун;
4шу шәһәрниң ақсақаллири инәкни сүйи тохтимай ақидиған, һайдилип терилмиған бир җилғиға елип берип, шу җилғиниң өзидә инәкниң бойнини сундурувәтсун;
5шу чағда Лавийниң әвлатлири болған каһинлар уларниң қешиға кәлсун; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни Өзиниң алдида хизмәттә болуп, Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә таллиғандур. Һәр бир дәва вә һәр бир таяқ җазаси уларниң сөзи бойичә кесилсун.
6Өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрдики ақсақалларниң һәммиси шу җилғиға келип, бойни сундурулған инәкниң үстидә туруп, қоллирини жуюп
7гувалиқ берип: «Қоллиримиз болса бу қанни төкмиди, көзлиримиз бу ишни көрмиди;
8әй Пәрвәрдигар, Сән Өзүң һөрлүк бәдили төләп қутқузған хәлқиң Исраилни кәчүргәйсән вә наһәқ аққан қанниң гунайини Исраил хәлқиңгә артмиғайсән» — десун; шундақ қилип бу қан гунайиға кафарәт кәлтүрүлгән болиду.
9Силәр шундақ қилип Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болғанни қилип наһәқ төкүлгән қанниң гунайини өзүңлардин чиқиривәткән болисиләр.
10Әгәр силәр дүшмәнлириңлар билән җәң қилғили чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға бәргәч, улардин әсир алған болсаңлар,
11бу әсирләрниң арисида чирайлиқ бир аялни көрүп, көңлүң униңға чүшүп, уни әмриңгә елишни халисаң,
12ундақта уни өйүңгә елип барғин; у чечини чүшүрүп, тирнақлирини ясап,
13әсирликтә кийгән кийимлирини селип, өйүңдә олтирип толуқ бир ай ата-аниси үчүн матәм тотсун; андин сән униң қешиға кирип уни өзүңгә аял қилип униңға әр болсаң болиду.
14Кейин, әгәрдә көңлүң униңдин сөйүнмисә, у қәйәрни халиса, барғили қоюшуң керәк; уни пулға сатмиғин вә униңға дедәктәк муамилә қилмиғин, чүнки сән униңға йеқинлиқ қилип уят қилғансән.
15Әгәр бирисиниң икки аяли болуп уларниң биригә амрақлиқ, йәнә биригә өчлүк қилған болса вә амрақ вә өч болған һәр иккисидин оғул туғулған болса, тунҗисини өч аялидин тапқан болса
16ундақта у киши оғуллириға барини мирас үчүн үләштүрүп бәргән күнидә өч аялиниң оғли, йәни униң тунҗа оғлиниң орниға амрақ аялиниң оғлини тунҗа оғуллуққа қоюшқа болмайду.
17У бәлки өч аялиниң оғлини тунҗа оғлум дәп етирап қилсун; чүнки бу униң күч-қуввити бар вақтидики дәсләпки мевисидур; тунҗа оғуллуқ һоқуқи униңки болғачқа, атиси барлиқ мал-мүлүктин униңға икки үлүш мирас бәрсун.
18Әгәр бирисиниң башбаштақ вә итаәтсиз оғли болса, у нә атисиниң сөзигә, нә анисиниң сөзигә қулақ салмай, һәтта таяқ-тәрбийиму кар қилмай, уларниң гепини йәнила аңлимиса,
19Униң ата-аниси уни тутуп, шәһәрниң дәрвазисиға елип берип, шәһәрниң ақсақаллириниң қешиға кәлтүрсун;
20улар шәһәрниң ақсақаллириға әрз қилип: — «Бу оғлимиз башбаштақлиқ вә итаәтсизлик қилип, сөзимизни аңлимай жүриду; у нәпси яман, шарапхор болуп қалди» дәп ейтсун.
21Шуниң билән шәһәрниң һәммә хәлқи бир болуп уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Силәр бу йол билән өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр; пүткүл Исраил бу ишни аңлап қорқидиған болиду.
22Әгәр бириси өлүм җазасиға лайиқ гуна садир қилип, өлтүрүлгән болса вә җәситини бир дәрәққә есип қойған болсаңлар,
23өлүги кечичә дәрәқтә қалмисун; қандақла болмисун, силәр дәрәққә есилғучини шу күндә көмүветиңлар (чүнки кимдәким дәрәққә есилған болса, Худа тәрипидин ләнәткә қалдурулған киши һесаплиниду). Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип бәргән зиминни булғимиған болисиләр.