Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Төвәндә хатириләнгини Мусаниң Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Паран билән Тофәл, Лабан, Һазирот, Ди-Заһабниң оттурисида, йәни Суфниң удулидики чөл-түзләңликтә, пүткүл Исраилға ейтқан сөзлиридур: —
2Һорәб теғидин чиқип, Сеир теғиниң йоли билән Қадәш-барнеаға барғичә җәмий он бир күнлүк йол еди.
3Һалбуки, Муса бу барлиқ сөзләрни Пәрвәрдигарниң уларни дәп өзигә тапилиғини бойичә Исраилларға ейтқан вақти қириқинчи жили, он биринчи айниң биринчи күни болди;
4бу вақит Муса Һәшбонни пайтәхт қилған Аморийларниң падишаһи Сиһонни вә Аштарот вә Әдрәйни пайтәхт қилған Башанниң падишаһи Огни мәғлуп қилғандин кейинки мәзгил еди.
5Шуниң билән Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Моаб зиминида Муса пәйғәмбәр бу қанун-тәлимни шәрһләшкә башлап, мундақ деди: —
6«Пәрвәрдигар Худайимиз Һорәб теғида бизгә сөз қилип: — «Силәрниң мошу тағ әтрапида турған вақтиңлар йетәрлик болди;
7әнди бурулуп сәпәргә атлинип, Аморийлар туруватқан егизликкә вә униңға йеқин болған барлиқ җайларға, җүмлидин Арабаһ түзләңлигигә, тағлиқларға, ойманлиққа, җәнупқа, деңиз бойлириға, улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә Ⱪананийларниң зиминиға һәм Ливан зиминиға бериңлар.
8Мана, Мән шу зиминни силәрниң алдиңларға қойдум; кириңлар, Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә уларниң әвлатлириға: «Силәргә беримән» дәп қәсәм қилған зиминни егиләңлар» — дегән еди.
9Шуңа Мән шу чағда силәргә: — «Мән жүкүңларни ялғуз көтирәлмәймән.
10Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни көпәйтти; мана, бүгүн силәр асмандики юлтузлардәк нурғунсиләр.
11Ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар дәрвәқә силәрни һазирқидин йәнә миң һәссә көпәйткәй, шундақла вәдә қилғинидәк силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай!
12Лекин мән өзүм ялғуз қандақму силәрниң җапалириңларни, жүкүңларни вә талаш-тартишиңларни көтирәләймән?
13Өзүңлар үчүн һәр қайси қәбилилириңлардин данишмән, йорутулған мөтивәрләрни таллаңлар, мән уларни үстүңләргә йолбашчи қилимән» — дедим.
14Силәр болсаңлар маңа: — «Сениң ейтқиниң яхши гәп болди», дедиңлар.
15Шуниң билән мән қәбилилириңлардин мунәввәр адәмләрни, йәни данишмән һәм мөтивәр адәмләрни таллап, үстүңләргә йолбашчи қилип, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши қилип тайинлап, қәбилилириңлар үчүн һәр хил әмәлләрни тутушқа тиклидим.
16Шу чағда мән араңлардики сорақчиларға: «Қериндашлириңлар арисидики әрз-дәваларни сораңлар, қериндаш билән қериндашниң оттурисида вә пухрайиң билән хошна олтарған яқа жутлуқлар оттурисида адил һөкүм чиқириңлар;
17һөкүм чиқарғанда һеч қандақ кишиниң йүз-хатирисини қилмаңлар; мәйли кичик болсун, чоң болсун силәр һәммисиниңла ишлирини сораңлар. Силәр инсанларниң сөлитидин қорқмаслиғиңлар керәк, чүнки мошу һөкүм чиқириш иши Худаға тәвә иштур. Силәргә тәс чүшидиған иш болса, мениң алдимға елип келиңлар, мән уни аңлаймән» — дедим.
18Әйни чағда мән қилишқа керәк болған барлиқ ишлар тоғрилиқ тапилиғанмән.

19Биз Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғандәк Һорәбтин чиқип, Аморийларниң тағлиғиға бардуқ вә силәр шу йолдики бипаян, дәһшәтлик чөлни көрдуңлар; биз униң һәммисидин өтүп, Қадәш-Барнеаға кәлдуқ.
20Вә мән силәргә: — «Силәр Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә ата қилидиған, Аморийларниң теғиға йетип кәлдуқ.
21Мана, Пәрвәрдигар Худайиңлар бу зиминни алдиңларға қойди; ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә ейтқандәк, шу йәргә чиқип уни егиләңлар; қорқмаңлар, һеч һодуқмаңлар» — дедим.
22Шуниң билән силәр һәммиңлар йенимға келип маңа: — «Биз зиминға кириштин илгири алдин адәмләрни әвәтәйли; улар биз үчүн у йәрни күзитип, чиқишимиз керәк болған йол вә биз учрайдиған шәһәрләр тоғрилиқ хәвәр йәткүзсун» — дедиңлар.
23Бу иш нәзиримгә мувапиқ көрүнүп, мән араңлардин он икки адәмни, йәни һәр қайси қәбилидин бирдин адәмни таллидим.
24Улар йолға атлинип таққа берип, Әшкол җилғисиға чүшүп у йәрни тәкшүрүп көрүшти.   
25Улар қоллириға шу зиминдики мевиләрдин елип бизгә кәлтүрди вә мәлумат берип: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилған бу зимин яхшидур» — деди.
26Һалбуки, силәр зиминға чиқишқа унимидиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмригә қарши чиқип Униңға асийлиқ қилдиңлар
27вә өз чедириңларда қақшап: «Пәрвәрдигар бизгә өч болғанлиғидин бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн Мисир зиминидин чиқарған.
28Әнди биз нәгә барармиз? Чүнки қериндашлиримиз: «Шу йәрдики адәмләр биздин чоң һәм егиз бир хәлиқ екән; уларниң шәһәрлири интайин чоң, сепиллири асманға тақишидикән; униң үстигә биз шу йәрдә Анакийларни байқидуқ», дәп көңлимизни паракәндә қиливәтти» — дедиңлар.  
29Шуңа мән силәргә: «Қорқмаңлар, уларниң алдида дәккә-дүккигә чүшмәңлар;
30силәрниң алдиңларда маңидиған Пәрвәрдигар Худайиңлар Мисир зиминида көз алдиңларда барлиқ қилғанлиридәк силәр үчүн җәң қилиду;
31силәр йәнә чөл-баявандиму барлиқ маңған йоллириңларда мошу йәргә йетип кәлгичә инсан өз оғлини қучиғида көтәргинидәк Пәрвәрдигар Худайиңларниңму силәрни көтәргинини көрдуңлар.
32Шуниңдәк гәрчә У йәнә кечидә отта, күндүздә булут ичидә силәрниң алдиңларда меңип, баргаһ тиккидәк йәрләрни издәп тепиш үчүн жүргән болсиму, бу ишта Пәрвәрдигар Худайиңларға ишәнмидиңлар.
34Пәрвәрдигар бу сөзләрни қилған авазиңларни аңлап ғәзәплинип:
35«Бу рәзил дәвирдикиләрдин һеч бир адәм һәр қандақ йол билән Мән ата-бовилириға тәқдим қилишни қәсәм қилған бу яхши зиминни көргүчи болмайду!
36Пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб пүтүн қәлби билән Пәрвәрдигарға әгәшкәчкә, шула зиминни көриду вә у өз пути билән кезип чиққан барлиқ йәрни униңға вә униң балилириға беримән» — дәп қәсәм қилди.
37Шу чағда Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлардин мәндинму аччиқланди вә: «Сәнму шу йәргә киргүчи болмайсән.   

38лекин алдиңда хизмәттә туруватқан Нунниң оғли Йәшуа кирәләйду. Уни күчләндүргин, чүнки у Исраилларни униңға мирас қилдуриду.
39Шуниңдәк силәрниң: «Улар дүшмәнләрниң олҗиси болуп қалиду» дегән кичик балилириңлар, йәни бүгүнки күндә яхши-яманни пәриқ етәлмәйдиған балилириңлар болса, кириду; Мән у йәрни уларға ата қилимән вә улар уни егиләйду.
40Лекин силәр болсаңлар, бурулуп Қизил Деңизға баридиған йол билән чөл-баяванға қайттиңлар» — деди.
41Шу чағда силәр маңа җавап берип: «Биз дәрвәқә Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ. Шуниң үчүн биз һазир Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә қилған барлиқ әмри бойичә җәң қилғили чиқимиз» — дедиңлар. Шуниң билән силәрниң һәр бириңлар өз бешимчилиқ қилип қурал-ярақлириңларни есип, таққа чиқмақчи болдуңлар.
42Лекин Пәрвәрдигар маңа: Уларға: — «Чиқмаңлар, җәң қилмаңлар, чүнки Мән араңларда әмәсмән; силәр чоқум дүшмәнлириңлар алдида мәғлуп болисиләр», дегин, деди.
43Мән силәргә сөз қилдим, лекин силәр қулақ салмидиңлар, бәлки Пәрвәрдигарниң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилип, өз бешимчилиқ қилип таққа чиқтиңлар.
44Лекин тағда турған Аморийлар силәргә қарши атлинип, бир топ һәриләрдәк силәрни таки Хормаһғичә қоғлап, Сеирда силәрни қиличлап өлтүрди.
45Силәр қайтип келип Пәрвәрдигар алдида жиға-зерә көтәрдиңлар, амма Пәрвәрдигар пәрядиңларни аңлимиди, я униңға қулақ салмиди.
46Шуниң билән силәр Қадәштә нурғун күнләр туруп қалдиңлар — силәр қанчә күнләр шу йәрдә турдуңлар!