1Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Исраиллар билән әһдә бағлаш үчүн Моаб зиминида Мусаға тапилиған сөзләрдур. Бу әһдә Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә қилған әһдидин башқа бир әһдә еди.
2Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: «Силәр Пәрвәрдигарниң Мисир зиминида Пирәвнгә, униң барлиқ хизмәткарлири вә зиминниң һәммә йеридә көз алдиңларда немә иш қилғинини көрдүңлар,
3йәни шу чоң апәтләр билән улуқ мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни өз көзүңлар билән көрдүңлар.
4Лекин Пәрвәрдигар силәргә бүгүнгичә чүшәнгидәк көңүл, көргидәк көз вә аңлиғидәк қулақ бәрмиди.
5Мән қириқ жил силәрни баяванда йетәкләп жүрдүм; шу вақитларда үстүңлардики кийимлириңлар кониримиди, путуңлардики кәшиңларму конирап кәтмиди.
6Худа Өзиниң силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигини билсун дәп, силәргә йейишкә нан, ичишкә шарап яки күчлүк ичимлик несип қилмиди.
7Силәр бу җайға йетип кәлгиниңларда Һәшбонниң падишаһи Сиһон билән Башанниң падишаһи Ог биз билән җәң қилғили чиқти; амма биз уларни уруп мәғлуп қилдуқ;
8биз уларниң зиминлирини елип Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәрдук.
9Әнди силәр һәммә ишлириңларда раваҗ тепиш үчүн бу әһдиниң сөзлирини тутуп, уларға әмәл қилиңлар.
10Бүгүн һәммиңлар — кәбилә башлиқлириңлар, ақсқаллириңлар, әмәлдарлириңлар, шуниңдәк Исраилниң һәммә әрлири,
11кичик балилириңлар, аяллириңлар, чедиргаһиңларда туруватқан мусапирлар, шундақла отун кәскүчилириңлар вә су тошуғучилириңларму, һәммиңлар Пәрвәрдигарниң алдида һазир туруватисиләр;
12мәхсәт шуки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайиңлар бүгүн силәргә бәргән қәсими билән бағлиған әһдигә дахил болушуңлар үчүндур,
13Вә шуниң билән тәң У силәрни бүгүн Өзигә хас бир хәлиқ қилип силәргә вәдә қилғинидәк, ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қилған қәсими бойичә өзи силәргә Худа болуштур.
14Лекин мән бу әһдә вә қәсәмни ялғуз силәр биләнла әмәс,
15бәлки бүгүн биз билән бу йәрдә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида туруватқанлар, шундақла бүгүн бу йәрдә биз билән биргә болмиған кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән.
16(чүнки силәр бизниң Мисир зиминида қандақ турғанлиғимиз вә сәпиримиздә әлләрниң оттурисидин қандақ өтүп кәлгинимизни убдан билисиләр;
17Силәр уларниң арисидики жиркинишлик нәрсиләрни, уларниң арисидики яғач, таш, алтун вә күмүчтин ясалған бутларни көрдүңлар).
18Әһдиниң мәхсити болса, силәрниң араңлардики һәр бир әр, һәр бир аял, һәр бир аилә вә һәр бир қәбилилириңлардин бүгүн көңли Пәрвәрдигар Худайимиздин йенип, шу әлләрниң илаһлириниң қуллуғиға кирип кетидиған һеч киши болмисун, шундақла араңларда өт сүйи вә әмән чиқиридиған йилтиз пәйда болуп қалмисун үчүндур.
19Дәрвәқә шундақ болидуки, шу ләнәт сөзлирини аңлиғанда өз көңлидә өз-өзини бәхит-бәрикәтлик санап: «Мән қанчә башбаштақлиқ билән маңсамму, теч-аманлиқта туриверимән», дегүчи шундақ бир киши болиду; нәтиҗидә, нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду.
20Пәрвәрдигар мундақ кишини әпу қилмайду, бәлки Пәрвәрдигарниң ғәзиви билән отлуқ қәһри түтүндәк шу кишигә чүшиду; бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтләр униң бешиға чүшиду; Пәрвәрдигар униң исмини асманниң тегидин өчүриду.
21Пәрвәрдигар бу қанун китавида пүтүлгән әһдиниң һәммә ләнәтлири бойичә Исраилниң барлиқ қәбилилиридин уни айрип чиқип, апәткә муптила қилиду.
22Кәлгүси дәвир болса, йәни силәрдин кейин чиқидиған балилириңлар вә шундақла жирақ жуттин кәлгән мусапирлар Пәрвәрдигар шу зиминниң үстигә әвәткән балаю-апәтләр билән кесәлләрни көриду;
23Пәрвәрдигар ғәзиви вә қәһри билән вәйран қилған Содом, Гоморра, Адмаһ вә Зәбоимларниң вәйранчилиғидәк зиминниң һәммә йери гуңгутлишип, шорлишип, көйүп кәткинини, териқчилиқму, һосулму болмиғинини, от-чөпму үнмигинини көриду;
24буни көргәнләр, һәтта һәммә әл-жут: «Немишкә Пәрвәрдигар бу зиминға мундақ қилғанду? Немишкә Униң ғәзиви шунчә қаттиқ, әшәддий болғанду?» дәп сорайду;
25андин уларға җавап берилип: «Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарғинида улар билән бекиткән әһдини ташлап,
26берип уларниң несивиси болмиған, өзиму тонумиған илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунғини үчүн шундақ болди.
27Мана бу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бу зиминға тутишип, бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтни униң үстигә кәлтүрди.
28Шуниң үчүн Пәрвәрдигар ғәзәп, аччиқ вә зор қәһр билән уларни жутидин жулуп, башқа бир жутқа ташлиди» — дейилиду.
29Һәр бир йошурун сирлар болса Пәрвәрдигар Худайимизниңкидур; лекин һәр қандақ ашкариланған вәһийләр болса бу қанунниң сөзлиригә әмәл қилишимиз үчүн әбәдгичә биз вә балилиримизниңкидур.