Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур (Әсав йәнә Едом дәпму атилиду): —  
2Әсав аяллирини Ⱪананийларниң қизлиридин алди, йәни Һиттийлардин болған Елонниң қизи Адаһ билән һивийлардин болған Зибеонниң нәвриси, Анаһниң қизи Оһолибамаһни алди;
3униңдин башқа Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматниму алған еди.
4Адаһ Әсавға Елифазни туғуп бәрди; Басимат болса Реуәлни туғди.
5Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди.
6Әсав аяллири, оғул-қизлири, өйидики һәммә кишилирини вә чарпайлирини, барлиқ улақлирини, шундақла Қанаан зиминида тапқан барлиқ тәәллуқатлирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа бир жутқа көчүп кәтти.
7Чүнки һәр иккисиниң тәәллуқатлири интайин көп болғачқа, бир йәрдә биллә туралмайтти; мусапир болуп турған зимин уларниң мал-чарвилириниң көплүгидин уларни бақалмайтти.
8Буниң билән Әсав (Әсав Едом дәпму атилиду) Сеир теғиға берип, олтирақлишип қалди.
9Төвәндикиләр тағлиқ район Сеирдики едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: —
10Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
14Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди.
15Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ,
16әмир Кораһ, әмир Гатам вә әмир Амаләк чиққан. Булар Едом зиминида Елифазниң нәслидин чиққан әмирләр болуп, Адаһниң әвлатлири еди.
17Әсавниң оғли Реуәлниң оғуллиридин әмир Наһат, әмир Зәраһ, әмир Шаммаһ вә әмир Миззаһлар чиққан; булар Едом зиминида Реуәлниң нәслидин чиққан әмирләрдур; буларниң һәммиси Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
18Әсавниң аяли Оһолибамаһниң оғуллиридин әмир Йәуш, әмир Яалам вә әмир Кораһлар чиққан. Булар Анаһниң қизи, Әсавниң аяли Оһолибамаһниң нәслидин чиққан әмирләр еди.
19Булар Әсавниң, йәни Едомниң әвлатлири болуп, едомийларниң әмирлири еди.
20Һорийлардин болған Сеирниң Едом зиминида олтарған әвлатлири: — Лотан, Шобал, Зибеон, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди. Булар Сеирниң әвлатлири болуп, Едом зиминида һорийларниң әмирлири еди.  
22Лотанниң оғуллири Һори билән Һемам еди; Лотанниң сиңлиси Тимна еди.

23Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Ебал, Шефо вә Онам еди.
24Зибеонниң оғуллири: — Аяһ вә Анаһ еди. Бу Анаһ чөлдә атиси Зибеонниң ешәклирини беқиветип, аршаңларни тепивалған Анаһниң дәл өзи шу еди.
25Анаһниң пәрсәндлири: оғли Дишон; Анаһниң қизи Оһолибамаһ еди.
26Дишонниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Керан еди.
27Езәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Акан еди.
28Дишанниң оғуллири: Уз вә Аран еди.
29Һорийларниң өзлириниң әмирлири: әмир Лотан, әмир Шобал, әмир Зибеон, әмир Анаһ, әмир Дишон, әмир Езәр вә әмир Дишан еди. Булар болса һорийларниң Сеир зиминида өз намлири бойичә аталған қәбилиләрниң әмирлири еди.
31Исраилларниң үстигә һеч падишаһ техи сәлтәнәт қилмаста Едом зиминида сәлтәнәт қилған падишаһлар төвәндикидәк: —
32Беорниң оғли Бела Едомда сәлтәнәт қилди; униң шәһириниң исми Динһабаһ еди.
33Бела өлгәндин кейин, бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орнида сәлтәнәт қилди.
34Йобаб өлгәндин кейин, теманийларниң зиминидин кәлгән Һушам униң орнида сәлтәнәт қилди.
35Һушам өлгәндин кейин, Бедадниң оғли Һадад униң орнида сәлтәнәт қилди. У Моабниң яйлақлирида мидиянийларға һуҗум қилип йәңгән еди. Униң шәһириниң исми Авит еди.
36Һадад өлгәндин кейин, масрәкаһлиқ Самлаһ униң орнида сәлтәнәт қилди.
37Самлаһ өлгәндин кейин, «Дәрияниң бойидики Рәһобот»тин кәлгән Саул униң орнида сәлтәнәт қилди.
38Саул өлгәндин кейин, Акборниң оғли Баал-һанан униң орнида сәлтәнәт қилди.
39Акборниң оғли Баал-һанан өлгәндин кейин, Һадар униң орнида сәлтәнәт қилди. Униң шәһириниң исми Пау еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, у Мәй-Заһабниң қизи болған Матрәдниң қизи еди.
40Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав едомийларниң ата-бовиси болди.