1Шинарниң падишаһи Амрафәл, Әлласарниң падишаһи Ариоқ, Еламниң падишаһи Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаһи Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики,
2улар бирлишип Содомниң падишаһи Бера, Гоморраниң падишаһи Бирша, Адмаһниң падишаһи Шинаб, Зәбоимниң падишаһи Шәмебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишаһиға қарши һуҗумға атланди.
3Бу бәшиниң һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди.
4Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди.
5Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишаһлар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Eмийларға һуҗум қилип уларни йәңди;
6андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди.
7Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Aморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди.
8Шуниң билән Содомниң падишаһи, Гоморраниң падишаһи, Адмаһниң падишаһи, Зәбоимниң падишаһи вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаһи чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди;
9мошу бәшәйлән Еламниң падишаһи Кедорлайомәр, Гойимниң падишаһи Тидал, Шинарниң падишаһи Амрафәл, Әлласарниң падишаһи Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падишаһ билән бәш падишаһ өз ара соқушти.
10Сиддим вадисидики һәммила йәрдә қаримай орәклири бар еди. Содом вә Гоморраниң падишаһлири қечип, орәкләргә чүшүп кәтти. Амма қалғанлар болса таққа қечип кәтти.
11Ғалип кәлгән төрт падишаһ болса Содом билән Гоморраниң һәммә мал-мүлкини вә барлиқ озуқ-түлүгини елип кәтти.
12Улар йәнә Абрамниң җийәни Лутниму маллири билән қошуп елип кәтти; чүнки у Содомда олтирақлашқан еди.
13Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди.
14Абрам қериндишиниң әсир болуп қалғанлиғини аңлап, өз өйидә туғулған, алаһидә тәрбийиләнгән үч йүз он сәккиз адәмни башлап чиқип, төрт падишаһни қоғлап данғичә барди.
15Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшиқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип,
16пүткүл олҗа алған мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла барлиқ қалған адәмләрни яндуруп кәлди.
17Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаһларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаһи Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти.
18Салемниң падишаһи Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди;
19у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун!
20Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди.
21Андин Содомниң падишаһи Абрамға: — Адәмләрни маңа бәргәйла, ғәниймәтләрни өзлиригә алғайла, — деди.
22Лекин Абрам Содомниң падишаһиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки,
23мән сәндин һәтта бир тал жип нә бир тал боқучиниму нә сениң башқа һәр қандақ нәрсәңни алмаймән; болмиса, сән кейин: «мән Абрамни бай қилип қойдом» дейишиң мүмкин.
24Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән ғәниймәттин һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди.