1Шуниң билән Исраил барлиқ тәәллуқатини елип йолға чиқип, Бәәр-шебаға кәлди. У шу йәрдә атиси Исһақниң Худасиға қурбанлиқларни сунди.
2Кечиси Худа аламәт көрүнүшләрдә Исраилға: — Яқуп, Яқуп! девиди, у җавап берип: — Мана мән! — деди.
3У: — Атаңниң Тәңриси болған Худа Мәндурмән. Сән Мисирға бериштин қорқмиғин, чүнки Мән сени шу йәрдә улуқ бир қовм қилимән.
4Мән сениң билән Мисирға биллә баримән вә Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән. Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду, — деди.
5Андин Яқуп Бәәр-Шебадин йолға чиқти; Исраилниң оғуллири атиси Яқуп вә уларниң бала-җақилирини Пирәвн уни епкелиш үчүн әвәткән һарвуларға олтарғузуп,
6чарпайлири билән Қанаан зиминида тапқан тәәллуқатлирини елип маңди. Бу тәриқидә Яқуп билән барлиқ әвлатлири Мисирға кәлди; оғуллирини, оғул нәврилирини, қизлирини, қиз нәврилирини жиғип, нәсиллириниң һәммисини өзи билән биллә елип Мисирға кәлди.
8Исраилниң оғуллири, йәни Яқупниң Мисирға кәлгән әвлатлири төвәндикичә: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән;
9Рубәнниң оғуллири Һанох, Паллу, Һәзрон билән Карми.
10Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә Ⱪананий аялдин болған Саул.
11Лавийниң оғуллири: — Гәршон, Коһат вә Мәрари.
12Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди.
13Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Йоб вә Шимрон.
14Зәбулунниң оғуллири: — Сәрәд, Елон вә Җаһлийәл.
15Булар Леяһниң Яқупқа Падан-Арамда туғуп бәргән оғул-әвлатлири еди; у йәнә қизи Динаһни туғуп бәрди. Буниң бу оғул-қиз пәрсәндлири җәмий болуп оттуз үч җан еди.
16Гадниң оғуллири: — Зифион, Һагги, Шуни, Әзбон, Ери, Ароди вә Арәли.
17Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ. Уларниң сиңлиси Сераһ еди; Берияһниң оғуллири Һәбәр вә Малкиәл еди.
18Булар болса Лабан қизи Леяһқа дедәк болушқа бәргән Зилпаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғуллири болуп, җәмий он алтә җан еди.
19Яқупниң аяли Раһиләниң оғуллири Йүсүп вә Бинямин.
20Йүсүпкә Мисир зиминида төрәлгән оғуллири Манассәһ вә Әфраим; буларни Ондики каһин Потифираһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди.
21Биняминниң оғуллири: — Белаһ, Бәкәр, Ашбәл, Гера, Нааман, Еһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Ард.
22Булар Раһиләниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий он төрт җан еди.
23Данниң оғли: — Һушим.
24Нафталиниң оғуллири: — Яһзиәл, Гуни, Йәзәр вә Шилләм.
25Булар Лабан қизи Раһиләгә дедәк болушқа бәргән Билһаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий йәттә җан еди.
26Яқупниң келинлиридин башқа, Яқупниң пуштидин болған, униң билән биргә Мисирға кәлгәнләр җәмий атмиш алтә җан еди.
27Йүсүпниң Мисирда туғулған оғуллири икки еди. Яқупниң җәмәтидин болуп, Мисирға кәлгәнләр җәмий йәтмиш җан еди.
28Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти. Шундақ қилип улар Гошән жутиға келип чүшти.
29Йүсүп өзиниң вәзирлик һарвусини қатқузуп, атиси Исраилниң алдиға Гошәнгә чиқти. У өзини униң алдиға һазир қилип атисиға өзини етип бойниға бешини қоюп қучағлап, узундин узун жиғлиди.
30Исраил Йүсүпкә: Мән сениң йүзүңни көрүп, тирик екәнлигиңни билдим; әнди өлсәмму арминим йоқ, — деди.
31Андин Йүсүп қериндашлири вә атисиниң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән һазир чиқип Пирәвнгә хәвәр берип: «Қанаан зиминида олтарған қериндашлирим, шундақла атамниң өйидикиләр қешимға кәлди;
32бу адәмләр падичилар болуп, мал беқиш билән шуғуллинип кәлгән, қой-калилири, шундақла барлиқ мал-мүлүклирини елип кәлди» дәп ейтай.
33Шундақ болидуки, Пирәвн силәрни чақириду; шу чағда у силәрдин: «Немә оқитиңлар бар?» дәп сориса,
34силәр җавап берип: — Кәминилири кичигимиздин тартип ата-бовилиримизға охшаш пада беқип кәлгәнмиз, — дәңлар. Шундақ десәңлар Гошән жутида олтирип қалисиләр; чүнки падичиларниң һәммиси мисирлиқлар арисида көзгә илинмайду.