1У вақитларда шундақ болдики, Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, Һираһ исимлиқ Адулламлиқ бир кишиниңкигә чүшти.
2Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир Ⱪананийниң қизини көрди; у уни хотунлуққа елип қешиға кирип ятти.
3У һамилдар болуп бир оғул туғди; Йәһуда униңға «Әр» дәп ат қойди.
4У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғди вә униңға Онан дәп ат қойди.
5Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди.
6Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди.
7Лекин Йәһуданиң тунҗа оғли Әр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғачқа, Пәрвәрдигар уни өлтүрди.
8Бу чағда Йәһуда Онанға: — Акаңниң аялиниң қешиға кирип, уни хотунлуққа елип қериндашлиқ бурчини Ада қилип, акаң үчүн нәсил қалдурғин, деди.
9Амма Онан бу нәсилниң өзигә тәвә болмайдиғанлиғини билип, акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн һәр қетим акисиниң аяли билән биллә болғанда мәнийсини йәргә ақтуруветәтти.
10Униң бу қилмиши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил көрүнгәчкә, униму өлтүрүвәтти.
11Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди.
12Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти.
13Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти.
14Шуниң билән Тамар Шәлаһ чоң болған болсиму, мән униңға хотунлуққа елип берилмидим, дәп қарап, туллуқ кийимини селиветип, чүмбәл тартип бәдинини орап, Тимнаһ йолиниң үстидә Әнаимға кириш еғизиға берип олтарди.
15Әнди Йәһуда уни йүзи йепиқлиқ һалда көргәндә: — Бу бир паһишә аял охшайду, дәп ойлиди.
16У йолдин бурулуп униң йениға берип, өз келини екәнлигини билмәй: — Кәл, мән сән билән биллә болай, деди. У җавап берип: — Мән билән биллә болсаң, маңа немә берисән? дәп сориди.
17У униңға: — Падамниң ичидин бир оғлақни саңа әвәтип берәй, деди. Аял: — Сән уни әкелип бәргичә, маңа рәнигә бирәр нәрсә берәмсән? дәп соривиди,
18У: — Саңа немини рәнигә берәй? — деди. У: — Өз мөһүрүң билән униң шойнисини вә қолуңдики һасаңни рәнигә бәргин, девиди, у буларни берип, униң билән биргә болди. Шуниң билән у униңдин һамилдар болуп қалди.
19Андин Тамар орнидин туруп маңди; у пәрәнҗини селиветип, туллуқ кийимини кийивалди.
20Йәһуда: — У хотунниң қолидики рәнини яндуруп кәлсун дәп адулламлиқ достиниң қоли арқилиқ оғлақни әвәтти, амма у уни тапалмиди.
21У шу җайдики адәмләрдин: — Әнаимдики йолниң бойида олтарған бутпәрәс паһишә қени, дәп сориса, улар: — Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә болған әмәс, дәп җавап бәрди.
22Буниң билән у Йәһуданиң қешиға йенип берип: — Мән уни тапалмидим; үниң үстигә у җайдики адәмләрму: «Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә аял болған әмәс» дейишти, деди.
23Йәһуда: — Бопту, у нәрсиләрни у елип кәтсә кәтсун; болмиса, башқиларниң мәсқирисигә қалимиз. Немила болмисун, мән униңға оғлақ әвәттим, лекин сән у хотунни тапалмидиң, деди.
24Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җавапән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди.
25Лекин у елип чиқилғанда қейинатисиға хәвәр әвәтип: — Бу нәрсиләрниң егиси болған адәмдин һамилдар болдум! Әнди сән көрүп бақ, бу мөһүр, шойниси вә һасиниң кимниң екәнлигини етирап қилғин, деди.
26Йәһуда бу нәрсиләрни етирап қилип: — У маңа нисбәтән һәқлиқтур; дәрвәқә мән уни оғлум Шәлаһқа елип бәрмидим, деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға йәнә йеқинчилиқ қилмиди.
27Униң туғут вақти йеқинлашти, мана қосиғида кош гезәк бар еди.
28У туққан вақтида балилардин бириси қолини чиқиривиди, туғут аниси дәрһал бир қизил жипни елип: «Бу авал чиқти» дәп униң қолиға чигип қойди.
29Лекин у қолини йәнә ичигә тиқивалди, мана униң иниси чиқти. Шуниң билән туғут аниси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» деди; шуниң билән униңға «Пәрәз» дегән ат қоюлди.
30Андин қолиға қизил жип чигилгән акиси туғулди. Униң исми Зәраһ дәп аталди.