1Бу Адәматиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур: — Худа инсанни яратқан күнидә, уни Өзигә охшаш қилип яратти.
2У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди.
3Адәмата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди.
4Шет туғулғандин кейин Адәмата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
5Адәм атимиз җәмий тоққуз йүз оттуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
6Шет бир йүз бәш яшқа киргәндә униңдин Енош төрәлди.
7Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
8Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
9Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди.
10Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
11Енош җәмий тоққуз йүз бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
12Кенан йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Маһалалел төрәлди.
13Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
14Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти.
15Маһалалел атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Ярәд төрәлди.
16Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
17Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
18Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди.
19Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
20Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
21Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди.
22Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти.
23Һанохниң йәр йүзидә барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди;
24У Худа билән бир йолда меңип яшайтти; у туюқсиз көздин ғайип болди; чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.
25Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә яшқа киргәндә униңдин Ләмәх төрәлди.
26Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди.
27Мәтушәлаһ җәмий тоққуз йүз атмиш тоққуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
28Ләмәх бир йүз сәксән икки яшқа киргәндә бир оғул тепип, униң исмини Нуһ атап: — Пәрвәрдигар тупраққа ләнәт қилди; шуңа биз йәргә ишлигинимиздә һәмдә қоллиримизниң җапалиқ әмгигидә бу бала бизгә тәсәлли бериду, — деди.
30Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
31Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти.
32Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди.