1Андин Худа Яқупқа: — Сән һазир Бәйт-Әлгә чиқип, шу йәрни макан қил, өзүң акаң Әсавдин қечип маңғиниңда саңа көрүнгән Мән Тәңригә бир қурбангаһ ясиғин, — деди.
2Шуниң билән Яқуп өйидикиләр вә өзи билән биллә болғанларниң һәммисигә мундақ деди: — Араңлардики ят илаһ бутлирини ташливетип, өзүңларни паклап егинлириңларни йәңгүшләңлар.
3Андин қопуп Бәйт-Әлгә чиқимиз. Мән шу йәрдә қийинчилиқта қалғанда дуайимни иҗабәт қилип, жүргән йолумда мениң билән биллә болуп кәлгән Тәңригә қурбангаһ салай, — деди.
4Шуниң билән өз қоллиридики һәммә ят илаһ бутлирини, шундақла қулақлиридики зириләрни чиқирип Яқупқа бәрди. Яқуп буларни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
5Андин улар сәпәргә атланди; амма әтрапидики шәһәрләрни Худадин болған бир вәһимә басқачқа, улар Яқупниң оғуллирини қоғлимиди.
6Бу тәриқидә Яқуп вә униң билән биллә болғанларниң һәммиси Қанаан зиминидики Луз, йәни Бәйт-Әлгә йетип кәлди.
7У шу йәрдә бир қурбангаһ ясиди; акисидин қечип маңғинида шу йәрдә Худа униңға көрүнгини үчүн бу җайниң исмини «Әл-Бәйт-Әл» дәп атиди.
8Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди.
9Яқуп шу йол билән Падан-Арамдин йенип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә бир қетим көрүнүп, униңға бәхит-бәрикәт ата қилди.
10Андин Худа униңға: — Сениң исмиң Яқуптур; амма мундин кейин сән Яқуп аталмай, бәлки намиң Исраил болиду, дәп униң исмини Исраил қоюп қойди.
11Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаһларму сениң пуштуңдин чиқиду.
12Мән Ибраһим вә Исһаққа бәргән зиминни саңа беримән, шундақла сәндин кейинки нәслиңгиму шу зиминни беримән, — деди.
13Андин Худа униң билән сөзләшкән җайдин, униң йенидин жуқуриға көтирилди.
14Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән җайда бир таш түврүкни тикләп, үстигә бир шарап һәдийәсини төкти вә зәйтун мейи қуюп қойди.
15Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән шу җайниң намини «Бәйт-Әл» дәп атиди.
16Андин улар Бәйт-Әлдин меңип, Әфратқа азғина йол қалғанда, Раһиләни толғақ тутуп кетип, қаттиқ туғут азавида қалди.
17Амма толғиғи қаттиқ еғирлашқанда, туғут аниси униңға: — Қорқмиғин, бу қетим йәнә бир оғлуң болидиған болди — деди.
18Шундақ болдики, Раһилә җени чиқиш алдида, ахирқи нәпәси билән оғлиға «Бән-Они» дәп исим қойди; амма униң атиси уни «Бән-Ямин» дәп атиди.
19Раһилә вапат болди вә Бәйт-Ләһәм дәп атилидиған Әфратниң йолиниң бойиға дәпнә қилинди.
20Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта.
21Андин Исраил сәпәрни давамлаштуруп Мигдал-Едирниң у тәрипидә өз чедирини тикти.
22Исраил у зиминда турған вақтида, Рубән берип өз атисиниң кенизиги Билһаһ билән бир орунда ятти; Исраил буни аңлап қалди. Яқупниң он икки оғли бар еди: —
23Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.
24Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди.
25Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди.
26Леяһниң дедиги Зилпаһдин туғулған оғуллири: — Гад билән Ашир еди. Булар болса Яқупқа Падан-Арамда туғулған оғуллири еди.
27Әнди Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ Мусапир болуп турған Кириат-арба, йәни Һебронниң йенидики Мамрәгә кәлди.
28Исһақниң көргән күнлири бир йүз сәксән жил болди.
29Исһақ толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди вә өз қовминиң қешиға берип қошулди. Униң оғуллири Әсав билән Яқуп уни дәпнә қилди.