Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бир күни, Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Динаһ жутниң қизлири билән көрүшкили чиқти.
2Шу жутниң әмри һивий Һаморниң оғли Шәкәм уни көрүп қелип, уни тутувелип, зорлап номусиға тәгди.
3Амма униң көңли Яқупниң қизи Динаһқа чүшүп, уни яхши көрүп қалди вә униңға муһәббити билән көңүл сориди.
4Шуниң билән Шәкәм атиси Һамордин: — Бу қизни маңа хотунлуққа елип бәргин, дәп тәләп қилди.
5Яқуп Шәкәмниң қизи Динаһниң иппитигә тәккәнлигини аңлап қалди. Униң оғуллири маллири билән далаларда еди; шуңа Яқуп улар кәлгичә җим туруп турди.
6Шәкәмниң атиси Һамор Яқупниң алдиға униң билән сөзләшкили чиқти;
7Яқупниң оғуллири хәвәрни аңлапла далалардин қайтип кәлгән еди. Булар Шәкәмниң қилмайдиған ишни қилип, Яқупниң қизиниң номусиға тегип Исраил қәбилисидә шәрмәндилик қилғини үчүн азаплинип, интайин қаттиқ ғәзәпләнди.
8Һамор уларға сөз қилип: — Оғлум Шәкәмниң көңли қизиңларға чүшүп қапту. Илтипат қилип уни оғлумға хотунлуққа бәрсәңлар!
9Биз билән қуда-баҗа болуп, қизлириңларни бизгә бериңлар, бизниң қизлиримизниму силәр елиңлар;
10Биз билән биллә туруңлар. Мана, йәр алдиңларда турупту; бу йәрни макан қилип, сода қилип, өзүңлар үчүн өй-мүлүк елиңлар, — деди.
11Шәкәм қизниң атиси билән ака-укилириға: — Нәзириңларда илтипат тапсам дәймән; силәр немә десәңлар, шуни берәй.
12Мәндин қанчилик тойлуқ яки соғат тәләп қилсаңлар, маңа ейтқиниңларчә берәй; пәқәт бу қизни маңа хотунлуққа бәрсәңларла болиду, деди.
13Яқупниң оғуллири болса Шәкәм вә атиси Һаморға һейлә-микир билән җавап бәрди, чүнки у сиңлиси Динаһниң иппитигә тәккән еди;
14уларға: — Биз бундақ қилалмаймиз, сиңлимизни хәтнисиз бирисигә беришкә мақул дейәлмәймиз; чүнки бу бизгә номус болиду.
15Пәқәт бир шәртимизгә көнсәңларла силәргә мақул болимиз; силәрниң барлиқ әркәклириңлар хәтнә қилинип биздәк болса,
16Қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип араңларда олтирип, бир қовм болуп қалимиз.
17Амма бизгә қулақ салмай хәтнә қилинишқа унимисаңлар, ундақта биз қизимизни елип кетимиз, — деди.
18Уларниң сөзлири Һамор вә оғли Шәкәмниң нәзиригә яқти.

19Жигит бу ишни кәйнигә созмиди, чүнки у Яқупниң қизиға еҗил болуп қалған еди; у атисиниң өйидә һәммидин әтиварлиқ еди.
20Шуниң билән Һамор оғли Шәкәм билән шәһәрниң дәрвазисиға берип, шәһәрниң адәмлиригә сөз қилип: —
21Бу адәмләрниң биз билән енақ өткүси бар. Шуңа улар мошу жутта туруп сода-сетиқ қилсун; мана, бу җайниңИкки тәрипи уларға йәткидәк кәңридур. Биз уларниң қизлирини хотунлуққа елип, өз қизлиримизни уларға беримиз.
22Лекин пәқәт аримиздики һәммә әркәк улар хәтнә қилинғандәк хәтнә қилинса, у адәмләр аримизда туруп биз билән бир хәлиқ болушқа мақул дәйду.
23Шу тәриқидә уларниң мал-тәәллуқати, һәммә чарпайлири бизниңки болмамду? Биз пәқәт уларға мақул десәкла, улар аримизда туриду, — деди.
24Шуниң билән шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқидиғанларниң һәммиси Һамор билән оғли Шәкәмниң сөзигә қулақ салди. Шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқадиғанларниң һәммиси хәтнә қилинди.
25Амма үчинчи күни, улар техичә ағриқ ятқинида шундақ болдики, Яқупниң икки оғли, йәни Динаһниң акилири Шимеон билән Лавий һәр қайсиси өз қиличини елип, шәһәр хатирҗәмлик ичидә турғинида бесип кирип, һәммә әркәкни өлтүрүвәтти;  
26Улар Һамор билән оғли Шәкәмниму қиличлап, Динаһни Шәкәмниң өйидин елип кәтти.
27Андин Яқупниң барлиқ оғуллири: «Улар сиңлимизниң номусиға тәгди» дәп, өлтүрүлгәнләрниң җайиға келип, шәһәрни булап-талаң қилди.
28Уларниң қой-кала, ешәклирини, шәһәрдики һәммини, етизлиқлардики һәммини елип кәтти,
29Шундақла уларниң барлиқ мал-мүлкини булап-талап, барлиқ хотун-балиларни әсир қилип, өй ичидики барлиқ нәрсиләрниму қошуп елип кәтти.
30Яқуп Шимеон вә Лавийни әйипләп: — Силәр мени балаға тиқип, зиминдикиләр — Ⱪананийлар билән Пәриззийләрниң алдида сеситтиңлар. Бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз; улар маңа қарши чиқип жиғилип һуҗум қилиду; шуниң билән мән вә җәмәтим вәйран болимиз, — деди.
31Амма улар җавап берип: — Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду? — деди.