Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 49

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Яқуп оғуллирини чақирип уларға мундақ деди: — Һәммиңлар җәм болуңлар, мән силәргә кейинки күнләрдә силәр йолуғидиған ишларни ейтип берәй: —
2Жиғилип келип аңлаңлар, и Яқупниң оғуллири; Атаңлар Исраилға қулақ селиңлар.
3Әй Рубән, сән мениң тунҗа оғлумсән, Күч-қудритимсән, Күчүм бар вақтимниң тунҗа мевисидурсән, Салапәт вә қудрәттә алди едиң,
4Лекин қайнап тешип чүшкән судәк, Әнди алди болалмассән; Чүнки сән атаңниң көрписигә чиқтиң, Шуниң билән сән уни булғидиң! У мениң көрпәмниң үстигә чиқти!  
5Шимеон билән Лавий қериндашлардур; Уларниң қиличлири зораванлиқниң қураллиридур!
6Аһ җеним, уларниң мәслиһитигә кирмигин! И иззитим, уларниң җамаити билән четилип қалмиғай! Чүнки улар аччиғида адәмләрни өлтүрүп, Өз бешимчилиқ қилип буқиларниң пейини кәсти.
7Уларниң аччиғи әшәддий болғачқа ләнәткә қалсун! Ғәзивиму рәһимсиз болғачқа ләнәткә қалсун! Мән уларни Яқупниң ичидә тарқитиветимән, Исраилниң ичидә уларни чечиветимән.  
8Әй Йәһуда! Сени болса қериндашлириң тәрипләр, Қолуң дүшмәнлириңниң гәҗгисини басар. Атаңниң оғуллири саңа баш урар,
9Йәһуда яш бир ширдур; Әй оғлум, сән овни тутупла чиқтиң; У ширдәк овниң йенида чөкүп созулуп ятса, Яки чиши ширдәк йетивалса, Кимму уни қозғашқа петинар?  
10Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду, Йәһуданиң пуштидин қанун чиқарғучи өксүмәйду, Таки шу һоқуқ Егиси кәлгичә күтиду; Кәлгәндә, җаһан хәлиқлири униңға итаәт қилиду.  
11У тәхийини үзүм телиға, Ешәк балисини сортлуқ үзүм телиға бағлап қояр. У либасини шарапта жуюп, Тонини үзүм шәрбитидә жуяр.
12Униң көзлири шараптин қизирип кетәр, Чишлири сүт ичкинидин апақ турар.
13Зәбулун деңиз бойини макан қилар, Макани кемиләрниң панаһгаһи болар, Йәр-зимини Зидонғичә йетип барар.
14Иссакар бәстлик бәрдәм бир ешәктур, У икки қотан арисида ятқандур;
15У арамгаһниң яхши екәнлигигә қарап, Зиминниң есиллиғини көрүп, Жүк көтиришкә мүрисини егип, Алванға ишләйдиған қул болуп қалар.
16Дан Исраил қәбилилиридин бири болар, Өз хәлқигә һөкүм чиқирар.
17Дан йол үстидики илан, Чиғир йол үстидә турған зәһәрлик бир иландур. У атниң туйиғини чеқип, Ат мингүчини арқиға моллақ атқузар.
18И Пәрвәрдигар, ниҗатиңға тәлмүрүп күтүп кәлдим!

19Гадқа болса, қарақчилар қошуни һуҗум қилар; Лекин у тапинини бесип зәрбә берәр.
20Аширниң тамиғида зәйтун мейи мол болар, У шаһлар үчүн назу-немәтләрни тәминләр.
21Нафталидин чирайлиқ гәпләр чиқар, У әркин қоюветилгән маралдур.
22Йүсүп мевилик дәрәқниң шехидур, Булақниң йенидики көп мевилик шахтәктур; Униң шахчилири тамдин һалқип кәткәндур.  
23Я атқучилар униңға азар қилип, Униңға оқ атти, униңға нәпрәтләнди.
24Һалбуки, униң оқяйи мәзмут турар, Қол-биләклири әплик турғузулар, Шу күч Яқуптики қудрәт Егисиниң қоллиридиндур — (Исраилниң Қорам Теши, йәни униң Падичиси Униңдин чиқар!)
25Әшу күч атаңниң Тәңрисидиндур — (У саңа мәдәт берәр!) Йәни Һәммигә Қадирдиндур — У сени бәрикәтләр! Жуқирида асманниң бәрикәтлири билән, Төвәндә ятқан чоңқур суларниң бәрикәтлири билән, Әмчәк билән балиятқуниң бәрикити билән сени бәрикәтләр!
26Сениң атаңниң тилигән бәрикәтлири ата-бовилиримниң тилигән бәрикәтлиридин зиядә болди, Улар мәңгүлүк тағ-едирларниң чәтлиригичә йетәр, Улар Йүсүпниң бешиға чүшәр, Йәни өз қериндашлиридин айрим турғучиниң чоққисиға тегәр.  
27Бинямин житқуч бөридәктур; Әтигәндә у овни йәр. Кәчқурун у олҗисини тәқсим қилар» — деди.
28Буларниң һәммиси Исраилниң он икки қәбилиси болуп, мәзкур сөзләр болса атисиниң уларға тилигән бәхит-бәрикәт сөзлиридур. У шуниң билән уларниң һәр биригә мас келидиған бир бәрикәт билән уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
29Андин Яқуп уларға мундақ тапилиди: — «Мән әнди өз қовмимниң қешиға қошулимән. Силәр мени ата-бовилиримниң йенида, Һиттийлардин болған Әфронниң етизлиғидики ғарға дәпнә қилиңлар;
30у ғар болса Қанаан зиминида Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғида. Ғарни Ибраһим гөристан болсун дәп шу етизлиқ билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
31Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ билән дәпнә қилинған; шу йәрдә Исһақ аяли Ривкаһ биләнму дәпнә қилинған; шу йәрдә мәнму Леяһни дәпнә қилдим.
32Бу етизлиқ һәм ичидики ғар Һәтниң әвлатлиридин сетивелинған еди».
33Яқуп оғуллириға бу вәсийәтни тапилап болуп, путлирини кариватта түзләп, нәпәс тохтап өз қовмиға қошулди.