1Андин у өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу кишиләрниң тағарлирини елип көтирәлигидәк ашлиқ қачилап, һәр бириниң пулини тағириниң ағзиға селип қойғин;
2андин мениң җамимни, йәни күмүч җамни ашлиқниң пули билән биллә әң кичигиниң тағириниң ағзиға селип қойғин, — деди. У адәм Йүсүпниң дегинидәк қилди.
3Әтиси таң йориғанда, улар ешәклири билән биллә йолға селип қоюлди.
4Лекин улар шәһәрдин чиқип анчә узун маңмайла, Йүсүп ғоҗидариға: — Орнуңдин тур, бу адәмләрниң кәйнидин қоғлиғин; уларға йетишкиниңдә уларға: «Немишкә яхшилиққа яманлиқ қайтурдуңлар?
5Ғоҗам шу җамда шарап ичиду һәмдә униңда пал ачиду әмәсму?! Мундақ қилғиниңлар рәзиллик қилғиниңлар болмамду!» дегин, — деди.
6Бу адәм уларниң кәйнидин йетишип берип, уларға бу сөзләрни қилди.
7Улар униңға җавапән: — Ғоҗимиз немишкә мундақ гәп қилиду? Мундақ ишни қилиш кәминилиридин нери болсун!
8Биз әслидә тағарлиримизниң ағзидин тапқан пулниму Қанаан зиминидин силиниң қашлириға қайтуруп беришкә әкәлгән едуқ. Шундақ туруқлуқ қандақму ғоҗилириниң өйидин алтун-күмүчни оғрилайли?
9Кәминилириңниң арисида кимдин бу җам тепилса, шу өлүмгә мәһкүм болсун, бизму ғоҗимизниң қуллири болайли, — деди.
10Ғоҗидар җавапән: — Ейтқан сөзлириңлардәк болсун; җам кимниң йенидин тепилса, шу киши қулум болуп қелип қалсун, қалғанлириңлар бегуна болисиләр, — деди.
11Шуниң билән улар алдирап-тенәп, тағарлирини йәргә чүшүрүп, һәр бири өз тағирини ечип бәрди.
12Ғоҗидар чоңиниңкидин башлап кичигиниңкигичә ахтурди, җам Биняминниң тағиридин тепилди.
13Буни көрүп улар кийимлирини житишип, һәр бири ешигигә қайтидин жүкни артип, шәһәргә қайтти.
14Шундақ қилип Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң өйигә кәлди; у техи шу йәрдә еди. Улар униң алдиға келип өзлирини йәргә етишти.
15Йүсүп уларға: — Бу силәрниң зади немә қилғиниңлар? Мениңдәк адәмниң чоқум пал ачалайдиғанлиғини билмәмтиңлар? — деди.
16Йәһуда җавапән: — Биз ғоҗимизға немиму дейәләймиз? Немә гәп қилалаймиз, қандақ қилип өзимизни ақлиялаймиз? Худа кәминлириниң қәбиһлигини ашкарә қилди. Мана, биз вә қолидин җамлири тепилған киши һәммимиз ғоҗимизға қул болидиған болдуқ, — деди.
17Лекин Йүсүп: — Мундақ қилиш мәндин нери болсун! Бәлки җам кимниң қолидин тепилған болса пәқәт шу киши мениң қулум болиду. Лекин қалғанлириңлар аман-есән атаңларниң қешиға кетиңлар, — деди.
18Андин Йәһуда униңға йеқин берип мундақ деди: — Әй ғоҗам, кәминилиригә қулақ селип ғоҗамниң қулиқиға бир еғиз гәп қилишқа иҗазәт бәргәйла. Ғәзәплири кәминилиригә туташмиғай; чүнки өзлири Пирәвнгә охшаш екәнла.
19Әслидә ғоҗам кәминилиридин: «Атаңлар я иниңлар барму» дәп соривидила,
20биз ғоҗимизға җавапән: «Бизниң бир қери атимиз бар вә у қериғанда тапқан, яш бир балисиму бар. Бу балиниң бир анисидин болған акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди; униң атиси уни интайин сөйиду» десәк,
21Сили кәминилиригә: «Униң өзини қешимға елип келиңлар, мән уни өз көзүм билән көрәй» дедилә.
22Биз ғоҗимизға җавап берип: «Жигит атисидин айрилалмайду; әгәр атисидин айрилса, атиси өлүп кетиду» десәк,
23Сили йәнила кәминилиригә: «Әгәр кичик иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни йәнә көримиз дәп хиял қилмаңлар» дегән едила.
24Шуниң билән биз кәминилири атимизниң қешиға барғанда ғоҗамниң сөзлирини униңға ейттуқ;
25андин атимиз йәнә: «Йәнә берип, бизгә азрақ ашлиқ елип келиңлар» девиди,
26Биз җавапән: «Биз шу йәргә қайтидин чүшәлмәймиз; әгәр кичик инимиз биз билән биллә болса, ундақта баримиз; чүнки кичик инимиз биз билән биллә болмиса, у затниң йүзи алдида туралмаймиз», дедуқ.
27Силиниң қуллири бизниң атимиз бизгә йәнә: «силәргә мәлумки, аялим маңа икки оғул туғуп бәргән еди.
28Бири мениң йенимдин чиқип, йоқ болуп кәтти; мән: у җәзмән титма-титма қиливетилипту, дәп ойлидим, шундақла уни бүгүнгичә көрмидим.
29Әнди силәр буниму мениң қешимдин елип кетип, униңға бир келишмәслик келип қалса, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр», дегән еди.
30Әнди мән силиниң қуллири мениң атамниң қешиға барғанда, шу бала биз билән болмиса униң җени балиниң җениға бағланған болғачқа,
31шундақ болидуки, у балиниң йоқлуғини көрсә, җәзмән өлүп кетиду; шуниң билән силиниң қуллири бизниң атимиз болған бу ақ чачни дәрд-әләм ичидә тәһтисараға чүшүрүвәткән болимиз.
32Чүнки мәнки кәминилири атамға бу жигит үчүн кепил болуп: «Әгәр мән уни қешиңға қайтуруп кәлмисәм пүткүл өмрүмдә атамниң алдида гунакар болай» дегән едим.
33Шуңа һазир өтүнүп қалай, мәнки кәминилири у жигитниң орнида ғоҗамниң қешида қул болуп турсам, у жигит қериндашлири билән биллә қайтип кәтсә!
34Чүнки жигит мән билән болмиса, мән қандақму атамниң қешиға баралаймән? Атамға шундақ азап-оқубәтниң чүшүшини көзүм көргүчи болмисун! — деди.