1Әнди Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини билгинидә оғуллириға: — Немишкә бир-бириңларға қаришип турисиләр? — деди.
2Андин йәнә: — Маңа қараңлар, аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. У йәргә берип, андин шу йәрдин бизгә ашлиқ елип келиңлар; буниң билән өлүп кәтмәй, тирик қалимиз, — деди.
3Буниң билән Йүсүпниң он акиси ашлиқ сетивалғили Мисирға йолға чиқти.
4Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминниң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқуп уни акилири билән биллә әвәтмиди.
5Шуниңдәк ачарчилиқ Қанаан зиминидиму йүз бәргәчкә, Исраилниң оғуллири ашлиқ алғили кәлгәнләр арисида бар еди.
6Йүсүп зиминниң валийси болуп, жутниң барлиқ хәлқигә ашлиқ сетип бәргүчи шу еди. Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди.
7Йүсүп акилирини көрүпла уларни тонуди; лекин у тонушлуқ бәрмәй, уларға қопал тәләппузда гәп қилип: — Қәйәрдин кәлдиңлар, дәп сориди. Улар җавапән: — Қанаан зиминидин ашлиқ алғили кәлдуқ, — деди.
8Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар уни тонумиди.
9Йүсүп әнди улар тоғрисида көргән чүшлирини есигә елип, уларға: — Силәр җасус, бу әлниң мудапиәсиз җайлирини күзәткили кәлдиңлар, — деди.
10Амма улар униңға җавап берип: — Әй ғоҗам, ундақ әмәс! Бәлки кәминилири ашлиқ сетивалғили кәлди!
11Биз һәммимиз бир адәмниң оғуллири, сәмимий адәмләрмиз. Кәминилири җасус әмәс! — деди.
12У уларға йәнә: — Ундақ әмәс! Бәлки зиминниң мудапиәсиз җайлирини көргили кәлдиңлар, — деди.
13Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди.
14Амма Йүсүп уларға йәнә: — Мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!
15Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә силәр бу йәрдин чиқип кетәлмәйсиләр; силәр шуниң билән синилисиләр.
16Иниңларни елип кәлгили бириңларни әвәтиңлар, қалғанлириңлар болса солап қоюлисиләр. Буниң билән ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду; болмиса, Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр җәзмән җасус! — деди.
17Шуниң билән у уларни үч күнгичә солап қойди.
18Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: — Мән Худадин қорқидиған адәммән; тирик қелишиңлар үчүн мошу ишни қилиңлар: —
19Әгәр сәмимий адәмләр болсаңлар, қериндашлириңлардин бири силәр соланған гундиханида солақлиқ туривәрсун, қалғиниңлар ачарчилиқта қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
20Андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар. Шуниң билән сөзлириңлар испатланса, өлмәйсиләр!, — деди. Улар шундақ қилидиған болди.
21Андин улар өз ара: — Бәрһәқ, биз инимизға қилған ишимиз билән гунакар болуп қалдуқ; у бизгә ялвурсиму униң азавини көрүп туруп униңға қулақ салмидуқ. Шуниң үчүн бу азап-оқубәт бешимизға чүшти, — дейишти.
22Рубән уларға җавапән: — Мән силәргә: балиға зулум қилмаңлар, дегән әмәсмидим? Лекин унимидиңлар. Мана әнди униң қан қәрзи биздин сориливатиду, — деди.
23Амма Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкәчкә, улар Йүсүпниң өз гәплирини уқуп туруватқинини билмиди.
24У улардин өзини чәткә елип, жиғлап кәтти. Андин уларниң қешиға йенип келип, уларға йәнә сөз қилип, уларниң арисидин Шимеонни тутуп, уларниң көз алдида бағлиди.
25Андин Йүсүп әмир чүшүрүп, уларниң тағарлириға ашлиқ толдуруп, һәр бирисиниң пулини қайтуруп тағириға селип қоюп, сәпәр һазирлиқлириму берилсун дәп буйрувиди, уларға шундақ қилинди.
26Шуниң билән акилири ешәклиригә ашлиқлирини артип, шу йәрдин кәтти.
27Амма өтәңгә кәлгәндә улардин бири ешигигә йәм бәргили тағирини ечивиди, мана, өз пули тағарниң ағзида туратти.
28У қериндашлириға: — Мениң пулумни қайтуруветипту. Мана у тағиримда туриду, деди. Буни аңлап уларниң жүриги су болуп, титришип бир-биригә: — Бу Худаниң бизгә зади немә қилғиниду? — дейишти.
29Улар Қанаан зиминиға, атиси Яқупниң қешиға келип, бешидин өткән һәммә вақиәләрни униңға сөзләп берип:
30— һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә қопал гәп қилди, бизгә зиминни пайлиғучи җасустәк муамилә қилди;
31әнди биз униңға: «Биз болсақ сәмимий адәмләрмиз, җасус әмәсмиз.
32Биз бир атидин болған оғуллар болуп, он икки ака-ука едуқ; бири йоқап кәтти, кичик инимиз һазир Қанаан зиминида атимизниң йенида қалди» десәк,
33Һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә мундақ деди: «Мениң силәрниң сәмимий екәнлигиңларни билишим үчүн, қериндашлириңларниң бирини мениң йенимда қалдуруп қоюп, ач қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
34андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар; шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәмләр екәнлигиңларни биләләймән. Андин қериндишиңларни силәргә қайтуруп беримән вә силәр зиминда сода-сетиқ қилсаңлар болиду» — деди.
35Амма шундақ болдики, улар тағарлирини төккәндә, мана һәр бириниң пулдини өз тағарлирида туратти! Улар вә атиси өзлириниң чигиклик пуллирини көргәндә, қорқуп қелишти.
36Атиси Яқуп уларға: — Мени оғлумдин җуда қилдиңлар! Йүсүп йоқ болди, Шимеонму йоқ, әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болуватисиләр! Мана бу ишларниң һәммиси мениң бешимғила кәлди! — деди.
37Рубән атисиға: — Әгәр мән Биняминни қешиңға қайтуруп елип кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүвәткин; уни мениң қолумға тапшурғин; мән уни қешиңға яндуруп елип келимән, — деди.
38Лекин Яқуп җавап берип: — Оғлум силәр билән биллә у йәргә чүшмәйду; чүнки униң акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди. Мабада йолда кетиватқанда униңға бирәр келишмәслик кәлсә, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр, — деди.