Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 43

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ачарчилиқ зиминни интайин еғир басқан еди.
2Бу сәвәптин улар Мисирдин елип кәлгән ашлиқни йәп түгәткәндә, атиси уларға: — Йәнә берип бизгә азғина ашлиқ елип келиңлар, — деди.
3Лекин Йәһуда униңға җавапән: — Һелиқи киши бизни қаттиқ агаһландуруп: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән.
4Әгәр инимизни биз билән биллә әвәтсәң, биз берип саңа ашлиқ елип келимиз.
5Амма әвәтишкә унимисаң, биз бармаймиз; чүнки һелиқи киши бизгә: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән, — деди.
6Исраил уларға: — Силәр немишкә маңа шунчә яманлиқ қилип у кишигә: «Йәнә бир инимизму бар» дедиңлар, — деди.
7Улар җавапән: — У киши бизниң вә аилимизниң әһвалини сүрүштүрүп кочилап: «Атаңлар техи Һаятму? Йәнә бир иниңлар барму?» — дәп сориди. Биз униң шу соалиға яриша җавап бәрдуқ. Униң бизгә: «Иниңларни елип келиңлар» дәйдиғинини нәдин биләйли? — деди.
8Йәһуда атиси Исраилға: — Балини мән билән әвәткин; биз дәрһал қозғилип йолға чиқайли; шундақта биз вә сән, бизләр һәм балилиримиз өлмәй, тирик қалимиз.
9Мән униңға кепил болимән; сән униң үчүн мениң мениңдин һесап алисән; әгәр мән уни сениң қешиңға аман-есән яндуруп келип, йүзүңниң алдида турғузмисам, пүткүл өмрүмдә алдиңда гунакар болай.   
10Чүнки кечикмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.
11Уларниң атиси Исраил уларға: — Ундақ болса, мундақ қилиңлар: — У кишигә қача-қучаңларға зиминдики әң есил мевиләрдин соғат алғач бериңлар: йәнә азғина тутия, азрақ һәсәл, дора-дәрманлар, мурмәкки, пистә вә бадамларни алғач бериңлар.
12Қолуңларда икки һәссә пул елип, тағарлириңларниң ағзидики өзүңларға яндурулған пулниму алғач бериңлар. Еһтимал, бу ишта сәһвәнлик көрүлгән болуши мүмкин.
13Иниңларниму биллә елип, қозғилип у кишиниң йениға йәнә бериңлар.
14Һәммигә Қадир Тәңри Өзи силәрни у кишиниң алдида рәһимгә ериштүргәй. Буниң билән у силәрниң шу йәрдики қериндишиңларни вә Биняминни қоюп берип, силәргә қошуп қоярмекин; өзүм навада балилиримдин җуда болсам болай! — деди.
15Шуниң билән бу адәмләр шу соғатни елип, қоллириға икки һәссә пулни тутуп, Биняминни елип қозғилип, Мисирға берип Йүсүпниң алдида һазир болди.
16Йүсүп Биняминни улар билән биллә көргинидә, өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу адәмләрни өйүмгә башлап кирип, мал союп таам тәйяр қилғин; чүнки бу кишиләр чүшлүк ғизани мән билән йәйду, — деди.
17У киши Йүсүпниң буйруғинидәк қилип, адәмләрни Йүсүпниң өйигә башлап кирди.
18Улар болса Йүсүпниң өйигә башлап келингинидин қорқушуп: — Алдинқи қетим тағарлиримизға яндуролған пулниң сәвәвидин биз униң өйигә елип келиндуқ; униң мәхсити бизгә һуҗум қилип, үстимиздин бесип қул қилип, ешәклиримизни тартивелиш охшайду, — дейишти.

19Улар Йүсүпниң өйини башқуридиған ғоҗидарниң йениға келип, өйниң ишигиниң түвидә униңға: —
20Әй ғоҗам, биз һәқиқәтән әслидә мошу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ;
21Шундақ болдики, биз өтәңгә келип өз тағарлиримизни ачсақ, мана һәр биримизниң пули, әйни еғирлиғи бойичә тағарлиримизниң ағзида турупту; шуңа биз буни яндуруп қолимизда алғач кәлдуқ.
22Ашлиқ алғили қолимизда башқа пулму елип кәлдуқ; амма тағарлиримизға пулни кимниң селип қойғанлиғини билмидуқ, — деди.
23У уларға: — Хатирҗәм болуңлар, қорқмаңлар. Силәрниң Худайиңлар, атаңларниң Худаси тағарлириңларда силәргә байлиқ ата қилған охшайду; силәрниң пулуңларни аллиқачан тапшуруп алдим, — деди. Андин у Шимеонни уларниң қешиға елип чиқти.
24У киши уларни Йүсүпниң өйигә башлап кирип, уларниң путлирини жуюшиға су әкирип берип, андин ешәклиригә йәм бәрди.
25Улар Йүсүпниң чүштә келишигә үлгүртүп соғатни тәйярлап қойди; чүнки улар өзлириниң шу йәрдә ғиза йәйдиғинини аңлиған еди.
26Йүсүп өйгә кәлгәндә улар қоллиридики соғатни өйгә униң алдиға елип кирип, бешини йәргә тәккүзүп униңға тазим қилди.
27У улардин һал сорап, андин: — Силәр гепини қилған қери атаңлар саламәтму? У һаятму? — деди.
28Улар җавап берип: — Силиниң қуллири бизниң атимиз саламәт туруватиду, у техи һаяттур, — дәп униң алдида егилип тазим қилди.
29Йүсүп бешини көтирип, өз иниси Биняминни көрүп: — Силәр маңа гепини қилған кичик иниңлар шуму? — дәп сорап: — Әй оғлум, Худа саңа шапаәт көрсәткәй! — деди.
30Йүсүпниң өз инисиға болған сеғиниш оти қаттиқ күчийип, жиғливалғидәк халий җай издәп, алдирап ичкирики өйгә кирип таза бир жиғливалди.
31Андин йүзини жуюп чиқип, өзини бесивелип: — Таамларни қоюңлар, — дәп буйруди.
32Хизмәткарлар Йүсүпкә айрим, уларға айрим вә Йүсүп билән биллә тамаққа кәлгән мисирлиқларғиму айрим тамақ қойди; чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда тамақ йейишни жиркиничлик дәп қарап, улар билән биллә тамақ йемәйтти.
33Йүсүпниң қериндашлири униң удулида, һәр бири чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузулди; чоңи чоңлуғиға яриша, кичиги кичиклигигә яриша олтарғузулди; улар бир-биригә қарап һәйран қелишти.
34Йүсүп алдидики дәстихандики тамақлардин уларға бөлүп бәрди. Амма Биняминға бәргини башқиларниңкигә қариғанда бәш һәссә көп еди. Улар шарап ичип, униң билән хуш кәйп қилишти.