1Пәрвәрдигар Нуһқа мундақ деди: — «Сән пүтүн өйдикилириң билән кемигә киргин; чүнки бу дәвирдә алдимда сени һәққаний дәп көрдүм.
2Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир.
4Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән».
5Шуниң билән Нуһ Пәрвәрдигар униңға буйруғининиң һәммисигә әмәл қилди.
6Йәр йүзини топан басқанда Нуһ алтә йүз яшта еди.
7Топандин қутулуп қелиш үчүн Нуһ билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кемигә кирди.
8Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, һәр бир түрдин бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди.
10Вә шундақ болдики, йәттә күндин кейин, йәр йүзини топан бесишқа башлиди.
11Нуһниң өмриниң алтә йүзинчи жили, иккинчи ейиниң он йәттинчи күнидә чоңқур деңизларниң тәглиридики барлиқ булақлар йерилип, асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти.
12Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди.
13Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди.
14Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди.
15Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди.
16Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти.
17Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди.
18Су улғийип, йәр үстидә техиму егизләп кәтти; кемә су үстидә давалғуп туратти.
19Сулар йәр йүзидә толиму улғийип, пүткүл асманниң астидики барлиқ егиз тағларниму бесип кәтти.
20Сулар тағлардин йәнә он бәш гәз өрләп, тағ чоққилириму су астида қалди.
21Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди;
22қуруқлуқта яшиғучи, бурнида һаятлиқ тиниқи бар болғанларниң һәммиси өлди.
23Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди.
24Бир йүз әллик күнгичә йәр йүзини су бесип турди.