Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 47

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йүсүп Пирәвнниң қешиға келип: — Атам билән қериндашлирим қой-калилири, шундақла һәммә мал-мүлүклирини биллә елип Қанаан зиминидин кәлди. Мана, улар һазир Гошән жутиға чүшти, дәп хәвәр берип,
2қериндашлириниң ичидин бәшәйләнни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди.
3Пирәвн униң қериндашлиридин: — Немә оқитиңлар бар, дәп соривиди, улар Пирәвнгә җавап берип: — Кәминилири ата-бовилиримизға охшаш мал баққучилармиз, — деди.
4Андин улар Пирәвнгә илтимас қилип: — Қанаан зиминида қаттиқ қәһәтчилик болғачқа, кәминилириниң қойлиримизни бақидиғанға яйлақму йоқ; шуңа бу зиминда мусапир болуп турушқа кәлдуқ; җанаблиридин тәләп қилимизки, кәминилириниң Гошән жутида турушиға иҗазәт бәргәйла, — деди.
5Пирәвн Йүсүпкә: — Атаң вә қериндашлириң қешиңға кәлди;
6мана Мисир зимини сениң алдиңда турупту; атаң вә қериндашлириңни зиминниң әң есил йеридә олтарғозғин; улар Гошән жутида макан қилсун. Шуниңдәк, әгәр сән уларниң ичидики қабил кишиләрни билсәң, буларни мениң чарпайлиримға назарәтчи қилғин, — деди.
7Кейин, Йүсүп атиси Яқупни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди; Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тилиди.
8Андин Пирәвн Яқуптин: — Өмрүңниң йил-күнлири нәччигә йәтти? — дәп сориди.
9Яқуп Пирәвнгә җавап берип: — Мусапирлиқ сәпиримниң күнлири бир йүз оттуз жилға йәтти; өмрүмниң күнлири аз һәм җапа-мушәққәтлик болуп, ата-бовилиримниң мусапирлиқ өмүр сәпириниң күнлиригә техи йәтмиди, — деди.
10Шуниң билән Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тиләп, алдидин чиқип кәтти.
11Шуниң билән Йүсүп атиси билән қериндашлирини Мисир зиминида олтирақлаштуруп қойди; Пирәвнниң буйруғинидәк уларға зиминниң әң есил йеридин, йәни Рамсәс дегән жуттин тәвәлик бәрди.
12Йүсүп атиси, қериндашлири, шундақла атисиниң һәммә өйдикилирини бала-җақилириниң санлириға қарап ашлиқ билән тәминләп бақти.
13Амма ачарчилиқ қаттиқ еғир болғачқа, зиминниң һеч йеридә озуқ-түлүк тепилмиди; Мисир зимини билән Қанаан зимини ачарчилиқтин хараплишип кәтти.
14Йүсүп ашлиқ сетип Мисир зимини билән Қанаан зиминидики барлиқ пулни жиғивалди. Андин Йүсүп бу пулни Пирәвнниң ордисиға йәткүзүп бәрди.
15Амма Мисир зимини билән Қанаан зиминидики Пул түгәп кәткәндә мисирлиқларниң һәммиси Йүсүпниң алдиға келип: — Бизгә нан бәргәйла! Пул түгәп кәткини үчүн силиниң алдилирида өлимизму? — деди.
16Йүсүп җавапән: — Пулуңлар қалмиған болса, чарпайлириңларни елип келип бәрсәңлар, мән маллириңлариға озуқ-түлүк тегишип беримән, — деди.
17Буниң билән улар чарпайлирини Йүсүпниң қешиға елип кәлгили турди; Йүсүп уларниң атлири, қой падилири, кала падилири вә ешәклириниң орниға озуқ-түлүк бәрди; шу жили маллириниң орниға уларға озуқ-түлүк берип бақти.
18У жил аяқлишип, улар иккинчи жили униң қешиға келип униңға: — Биз ғоҗимиздин һеч немини йошурмаймиз; пулимиз түгиди, чарпай мал падилиримиз болса ғоҗимизниң илкидә, ғоҗимизниң алдида тәнлиримиз билән йеримиздин башқа һеч нәрсә қалмиди.

19Немишкә көз алдилирида биз һәм йеримизму өлүп кәтсун? Әнди сили өзимиз вә йеримизни озуқ-түлүккә тегишип еливалғайла; өзимиз вә йеримиз Пирәвнниң болуп, униңға қул болайли. Биз өлүп кәтмәй, тирик турушимиз, йеримизму вәйран болмаслиғи үчүн бизгә уруқ-түлүк бәргәйла, деди.
20Бу тәриқидә Йүсүп Мисирниң пүткүл терилғу йерини Пирәвн үчүн сетивалди; чүнки ачарчилиқ қаттиқ болғачқа, мисирлиқларниң һәр бири өз етизини сетип бәрди. Шуниң билән йәр-зимин Пирәвнниң болуп қалди.
21Йүсүп хәлиқни Мисирниң бу четидин йәнә бир четигичә һәр қайси шәһәрләргә көчүрди.
22Пәқәт каһинларниң йерини у алмиди; чүнки каһинларға Пирәвн тәрипидин алаһидә тәминат берилгәчкә, улар Пирәвн тәрипидин тәминләнгән үлүшини йәп, өз йәрлирини сатмиған еди.
23Йүсүп хәлиққә: — Мана, мән бүгүн өзүңлар билән йәрлириңларни Пирәвн үчүн сетивалдим. Мана силәргә уруқ! Әнди йәр териңлар.
24Әнди шундақ қилисиләрки, чиққан һосулдин бәштин бирини Пирәвнгә берип, қалған төрт қисмини өзүңларға елип қелиңлар; у уруқлуқ һәмдә өзүңларға, җүмлидин өйүңдикиләргә вә кичик балилириңларға озуқ болсун, — деди.
25Улар җавапән: — Сили җенимизни қутқуздила. Ғоҗимизниң нәзиридә илтипат тапқан болсақла, Пирәвнниң қуллири болуп турайли, — деди.
26Шуниң билән Йүсүп: — «Һосулниң бәштин бири Пирәвнгә берилсун» дәп бу ишни бүгүнгә қәдәр Мисир зимини үчүн қанун-бәлгүлимә қилди. Пәқәт каһинларниң йерила буниң сиртида болуп, Пирәвнгә тәвә болмиди.
27Исраиллар Мисир зиминида, Гошән өлкисидә олтирақлашти; улар шу җайда йәр-зиминлик болуп, көпийип, толиму көпәйди.
28Яқуп Мисир зиминида он йәттә жил өмүр көрди; буниң билән Яқупниң өмүр күнлири бир йүз қириқ йәттә жилға йәтти.
29Исраилниң күнлири сәкратқа йеқинлашқанда, оғли Йүсүпни чақиртип, униңға: — Әгәр нәзириңдә илтипат тапқан болсам, қолуңни янпашмниң астиға қоюп, маңа шапаәт вә садақәтликни көрситип, мени Мисирда дәпнә қилма;
30бәлки мән ата-бовилирим билән ятидиған вақтимда мени Мисирдин елип кетип, уларниң гөристаниға дәпнә қилғин, деди. У җавап берип: — Мән ейтқиниңдәк қилай, — деди.
31Яқуп униңға: — Маңа қәсәм қилип бәргин, — деди. У униңға қәсәм қилип бәрди; андин Исраил карватниң баш тәрипидә сәҗдә қилди.