Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 37

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти.
2Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти.
3Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди.
4Амма акилири атисиниң уни өзлиридин яхши көридиғинини көрүп, униңға өч болуп қалған еди вә униңға чирайлиқ гәп қилматти.
5Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти.
6Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар.
7Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди.
8Акилири униңдин: — Әҗәба, сән бизгә падишаһ боламсән? Үстимизгә һөкүмранлиқ қиламсән? — дәп сориди. Униң көргән чүшлири вә гепидин акилири уни техиму яман көрди.
9Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.
10У бу чүшни атиси вә акилириға дәп бәрди. Атиси униңға тәнбиһ берип: — Бу көргиниң зади қандақ чүш? Әҗәба, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға берип, саңа йәргә баш уруп тазим қилимизму? — деди.
11Шуниң билән акилири униңға һәсәт қилғили турди. Амма атиси шу гәпни көңлигә пүкүп қойди.
12Әнди Йүсүпниң қериндашлири атисиниң қойлирини баққили Шәкәмгә кәткән еди.
13Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди.
14У униңға: — Әнди берип акилириң аман-есәнму-әмәсму, қойлар аман-есәнму-әмәсму, маңа хәвирини елип кәлгин, дәп уни Һеброн җилғисидин йолға салди; у Шәкәмгә барди.
15Шу йәрдә бириси униң далада тенәп жүргинини көрүп униңдин: — Немә издәватисән, дәп сориди.
16У: — Мән акилиримни издәватимән. Уларниң падилирини қәйәрдә беқиватқанлиғини ейтип бәрсиңиз, деди.
17У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди. Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти.
18Улар уни жирақтин көрүп, у техи уларниң қешиға кәлмәйла, уни өлтүрүветишни мәслиһәтләшти.

19Улар бир-биригә: — Мана һелиқи чүш көргүчи келиватиду.
20Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди.
21Амма Рубән буни аңлап уни уларниң қоллиридин қутқузмақчи болуп: — Уни өлтүрмәйли, деди.  
22Рубән уларға йәнә: — Қан төкмәңлар! Бәлки уни чөлдики мошу орәккә ташливетиңлар; лекин униңға қол тәккүзмәңләр, деди (әмәлийәттә, у уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди).
23Йүсүп акилириниң қешиға йетип кәлгәндә улар уни тутуп, униң алаһидә тонини, йәни кийиклик узун йәңлик тонини салдурувелип, орәккә ташливәтти. Лекин орәк қуруқ болуп, ичидә су йоқ еди.
25Андин улар тамақ йегили олтарди. Улар бешини көтирип қаривиди, мана Исмаилларниң бир карвини Гилеад тәрәптин келивататти. Төгилиригә дора-дәрмәк, тутия вә мурмәккиләр артилған болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти.
26Йәһуда қериндашлириға: — Бизниң бир туққан қериндишимизни өлтүрүп, қенини йошурғинимизниң немә пайдиси бар?
27Келиңлар, уни Исмаилларға сетиветәйли; қандақла болмисун у бизниң инимиз, бир туққан қериндишимиз; шуңа униңға қол салмайли, девиди, қериндашлири буниңға қулақ салди.
28Мидиянлиқ Содигәрләр шу йәрдин өтүп кетиватқанда, улар Йүсүпни орәктин тартип чиқирип, уларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар болса Йүсүпни Мисирға елип кәтти.
29Рубән орәкниң йениға қайтип келип, Йүсүпниң орәктә йоқлуғини көрүп, кийимлирини житип,
30инилириниң қешиға берип: — Бала йоқ туриду! Әнди мән нәгә барай?! — деди.
31Амма улар Йүсүпниң тонини елип, бир текини боғузлап тонни униң қениға миләп,
32Андин узун йәңлик тонни атисиниң қешиға әвәтип, униңға: — Буни биз тепивалдуқ; бу оғлуңниң тониму-әмәсму, өзүң көрүп баққин, деди.
33У уни тонуп: — Бу дәрвәқә мениң оғлумниң тони екән; бир вәһший һайван уни йәп кәткән охшайду; шүбһисизки, Йүсүп титма-титма қиливетилипту! — деди.
34Шуниң билән Яқуп кийимлирини житип, белигә бөз бағлап, нурғун күнләргичә оғли үчүн матәм тутти.
35Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти.
36Әнди мидиянийлар Йүсүпни Мисирға елип берип, Пирәвнниң бир ғоҗидари, пасибан беши Потифарға сатти.