1Пәрвәрдигар әслидә Абрамға мундақ дегән еди: — Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин.
2Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән;
3кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди.
4Абрам Пәрвәрдигар униңға ейтқини бойичә Һарандин айрилди; Лутму униң билән биллә маңди. Абрам Һарандин чиққинида йәтмиш бәш яшта еди.
5Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди.
6Абрам зиминни кезип, Шәкәм дегән җайдики «Морәһниң дуб дәриғи»ниң йениға кәлди (у чағда у зиминда Ⱪананийлар туратти).
7Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп, униңға: — Мән бу зиминни сениң нәслиңгә ата қилимән, — деди. Шуниң билән у шу йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди.
8Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.
9Андин кейин Абрам тәдриҗий көчүп, җәнубидики Нәгәв райониға қарап йөткәлди.
10Зиминда ачарчилиқ болған еди; Абрам Мисирға чүшти; у шу йәрдә вақтинчә турмақчи болған еди, чүнки зиминда ачарчилиқ бәк еғир еди.
11Амма шундақ болдики, у Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сарайға: — Мана, мән сениң һөсүн-җамалиңниң гөзәллигини билимән.
12Шундақ болидуки, мисирлиқлар сени көрсә, «Бу униң аяли екән» дәп, мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду.
13Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди.
14Абрам Мисирға киргәндә шундақ болдики, мисирлиқлар дәрвәқә аялниң гөзәл екәнлигини көрди.
15Пирәвнниң әмирлириму уни көрүп, Пирәвнгә униң тәрипини қилди; шуниң билән аял Пирәвнниң ордисиға елип кирилди.
16Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти.
17Амма Пәрвәрдигар Пирәвн вә өйидикилирини Абрамниң аяли Сарайниң сәвәвидин толиму еғир вабаларға муптила қилди.
18Шуниң үчүн Пирәвн Абрамни чақирип униңға: — «Бу зади сениң маңа немә қилғиниң? Немишкә униң өз аялиң екәнлигини маңа ейтмидиң?
19Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди.
20Пирәвн өз адәмлиригә Абрам тоғрисида әмир қилди; улар уни, аялини вә униң барлиғини қошуп йолға селивәтти.