Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 50

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йүсүп атисиниң йүзигә өзини етип, униң үстидә жиғлап, уни сөйди.
2Андин Йүсүп өз хизмитидә болған тевипларға атисини мумия қилишни буйруди; шуниң билән тевиплар Исраилни мумия қилди.
3Буни қилишқа қириқ күн кәтти, чүнки мумия қилишқа шунчилик күн кетәтти. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
4Униңға һаза тутуш күнлири өтүп болғанда, Йүсүп Пирәвнниң ордисидикиләргә: — Мән нәзириңларда илтипат тапқан болсам, Пирәвнниң қулақлириға сөз қилиңларки: — Атам маңа қәсәм қилдуруп: «Мана мән өлимән; сән мени мән Қанаан зиминида өзүм үчүн колап қойған гөргә дәпнә қилғин» дегән еди. Әнди Пирәвн маңа иҗазәт бәргәй, мән берип атамни дәпнә қилип болуп йенип кәлсәм, — деди.
6Пирәвн җавапән: — Сән берип өзүңгә атаң қәсәм қилдурғандәк уни дәпнә қилғин, деди.
7Шуниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили маңди. Пирәвнниң барлиқ хизмәткарлири, ординиң ақсақаллири һәм Мисир зиминидики ақсақаллар униң билән һәмраһ болуп маңди.
8Йүсүпниң өйидики һәммиси, қериндашлири вә атисиниң өйидикиләрму биллә барди; улар пәқәт кичик балилири, қой-кала падилирини Гошән жутида қоюп кәтти.
9Униң билән йәнә җәң һарвулири вә атлиқларму биллә барди; шуниң билән улар наһайити чоң бир қошун болди.
10Улар Иордан дәриясиниң у тәрипидики «Атадниң хамини»ға йетип кәлгәндә, шу йәрдә қаттиқ вә һәсрәтлик жиға-зерә қилип матәм тутуп жиғлашти. Йүсүп атиси үчүн йәттә күн матәм тутти.
11Шу жутта олтиришлиқ Ⱪананийлар Атадниң хаминида болған бу матәмни көрүп: — Бу мисирлиқларниң интайин қаттиқ тутқан һазиси болди, дейишти. Бу сәвәптин у җайниң нами «Абәл-Мизраим» дәп аталди; у Иордан дәриясиниң у тәрипидидур.
12Яқупниң оғуллири униң өзлиригә тапилиғинидәк қилди;
13униң оғуллири уни Қанаан зиминиға елип берип, Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғиниң ичидики ғарда дәпнә қилди. Шу ғарни Ибраһим қәбирстанлиқ қилай дәп Макпелаһниң етизлиғи билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
14Йүсүп атисини дәпнә қилғандин кейин, өзи, қериндашлири, шундақла атисини дәпнә қилишқа униңға һәмраһ болуп чиққан һәммә хәлиқләр Мисирға йенип кәлди.
15Лекин Йүсүпниң қериндашлири атисиниң өлүп кәткинини көргәндә: — Әнди Йүсүп бизгә дүшмән болуп бизниң униңға қилған барлиқ яманлиғимизни үстимизгә яндурармекин, дейишти.
16Улар Йүсүпниң қешиға адәм әвәтип: — Атилири өлүштин илгири бизгә вәсийәт қилип тапилап: —
17«Силәр Йүсүпкә: — Акилириң саңа рәзиллик қилған еди; әнди уларниң асийлиғи һәм гунайини кәчүргин! — дәңлар» — дегән еди. Һазир силидин өтүнүмизки, атилириниң Худасиниң бәндилириниң асийлиғини кәчүргәйла! — деди. Йүсүп бу гәпләрни аңлап жиғлиди.
18Андин акилири келип униң алдида өзлирини йәргә етип: — Мана, биз силиниң қуллиридурмиз! — деди.
19Лекин Йүсүп уларға җавапән: — Қорқмаңлар! Мән Худаниң орнида туруватамдим?

20Силәр дәрвәқә маңа шу ишни яман нийәт билән қилдиңлар; лекин Худа бүгүнки күндикидәк нурғунлиған хәлиқниң җенини тирик сақлап қелиш үчүн шу ишни яхшилиққа бекиткән еди.
21Шуңа әнди қорқмаңлар; мән һәм силәрни һәм бала-җақилириңларни бақимән, — деди вә уларниң көңлини хатирҗәм қилип меһирлик гәп қилди.
22Йүсүп атисиниң җәмәти билән биллә Мисирда туруп қалди. Йүсүп бир йүз он жил өмүр көрди.
23Бу тәриқидә Йүсүп Әфраимниң үчинчи әвладини көрди; Манассәһниң оғли Макирниң балилириму униң тизлири үстидә туғулди.  
24Йүсүп қериндашлириға: — Мән өлүп кетимән; лекин Худа чоқум силәрни йоқлап силәрни бу зиминдин чиқирип, Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа беришкә қәсәм қилип вәдә қилған зиминға йәткүзиду, — деди.  
25Андин Йүсүп йәнә қериндашлириға қәсәм ичкүзүп: «Худа силәрни чоқум йоқлайду; шу чағда силәр мениң сүйәклиримни елип, бу йәрдин чиқип кетишиңлар керәк», — деди.  
26Йүсүп бир йүз он яшқа киргәндә вапат тапти. Улар уни мумия қилип, Мисирда бир мейит сандуғиға селип қойди.