Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яритилиш

Яритилиш 40

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бу ишлардин кейин Мисир падишаһиниң сақийси вә баш навийи Мисир падишаһиниң зитиға тегип гунакар болуп қалди.
2Шуниң билән Пирәвн униң бу икки мәнсәпдариға, йәни баш сақий вә баш навайға ғәзәплинип,
3уларни пасбан бешиниң сарийиға, Йүсүп солақлиқ мунарлиқ зинданға солап қойди.
4Пасбан беши Йүсүпни уларниң хизмитидә болуп уларни күтүшкә тайинлиди. Улар солақта бир нәччә күн йетип қалди.
5Улар иккиси — Мисир падишаһиниң сақийси вә навийи гундиханида солақлиқ турған бир кечидә чүш көрди. Һәр бириниң чүшиниң өзигә хас тәбири бар еди.
6Әтиси әтигәндә, Йүсүп уларниң қешиға киривиди, уларниң ғәмкин олтарғинини көрди;
7шуңа у өзи билән биллә ғоҗисиниң сарийида солақлиқ ятқан Пирәвнниң бу икки мәнсәпдаридин: — Немишкә чирайиңлар бүгүн шунчә солғун? — дәп сориди.
8Улар униңға җавап берип: — Иккимиз бир чүш көрдуқ; амма чүшимизниң тәбирини йешип беридиған киши йоқ, деди. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш Худадин болиду әмәсму? Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.
9Буниң билән баш сақий Йүсүпкә чүшини ейтип: — Чүшүмдә алдимда бир үзүм тели турғидәк;
10бу үзүм телиниң үч шехи бар екән. У бих уруп чечәкләп, саплирида узум пишип кетиптудәк;
11Пирәвнниң қәдәһи қолумда екән; мән үзүмләрни елип Пирәвнниң қәдәһигә сиқип, қәдәһни униң қолиға сунуптимән, деди.
12Йүсүп униңға җавапән: Чүшниң тәбири шудурки, бу үч шах үч күнни көрситиду.
13Үч күн ичидә Пирәвн қәддиңни руслитип, сени мәнсивиңгә қайтидин тайинлайду. Буниң билән сән бурун униңға сақий болғандәк Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға сунидиған болисән.
14Лекин ишлириң оңушлуқ болғанда мени ядиңға йәткүзүп, маңа шапаәт көрситип Пирәвнниң алдида мениң тоғрамда гәп қилип, мени бу өйдин чиқартқайсән.
15Чүнки мән һәқиқәтән ибранийларниң зиминидин наһәқ тутуп елип келиндим; бу йәрдиму мени зинданға салғидәк бир иш қилмидим, — деди.
16Баш навай Йүсүпниң шундақ яхши тәбир бәргинини көрүп униңға мундақ деди: — Мәнму өзүмни чүшүмдә көрдүм; мана, бешимда ақ нан бар үч севәт бар екән.
17Әң үстүнки севәттә навайлар Пирәвнгә пишарған һәр хил назу-немәтләр бар екән; лекин қушлар бешимдики у севәттики нәрсиләрни йәп кетиптудәк, — деди.
18Йүсүп җавапән: — Чүшниң тәбири шудурки: — Бу үч севәт үч күнни көрситиду.

19Үч күн ичидә Пирәвн сениң бешиңни кесип, җәситиңни дәрәққә асидикән. Шуниң билән учарқанатлар келип гөшүңни йәйдикән, — деди.
20Үчинчи күни шундақ болдики, Пирәвнниң туғулған күни болғачқа, у һәммә хизмәткарлири үчүн бир зияпәт қилип бәрди, шундақла дәрвәқә хизмәткарлириниң арисида баш сақийниң бешини көтәрди вә баш навайниң бешини алди;
21у баш сақийни қайтидин өз мәнсивигә тайинлиди; шуниң билән у Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға қайтидин сунидиған болди.
22Лекин баш навайни болса Йүсүп уларға тәбир бәргәндәк есивәтти.
23Амма баш сақий Йүсүпни һеч әслимәй, әксичә уни унтуп қалди.