Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә икки падишаһни өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу икки падишаһлар болса: —
2бирси Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаһи Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти;
3у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти.
4Униңдин башқа Исраил Башан падишаһи Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар дейилидиған гигантларниң қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти).
5У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаһи Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти.
6Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди.
7Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишаһлардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди,
8җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: —
9Уларниң падишаһлириниң бири Йерихониң падишаһи, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаһи,
10бири Йерусалимниң падишаһи, бири Һебронниң падишаһи,
11бири Ярмутниң падишаһи, бири Лақишниң падишаһи,
12бири Әглонниң падишаһи, бири Гәзәрниң падишаһи,
13бири Дәбирниң падишаһи, бири Гәдәрниң падишаһи,
14бири Хормаһниң падишаһи, бири Арадниң падишаһи,
15бири Либнаһниң падишаһи, бири Адулламниң падишаһи,
16бири Маккәдаһниң падишаһи, бири Бәйт-Әлниң падишаһи,
17бири Таппуаһниң падишаһи, бири Һәфәрниң падишаһи,
18бири Афәкниң падишаһи, бири Лашаронниң падишаһи,

19бири Мадонниң падишаһи, бири Һазорниң падишаһи,
20бири Шимрон-Мәронниң падишаһи, бири Ақсафниң падишаһи,
21бири Таанақниң падишаһи, бири Мәгиддониң падишаһи,
22бири Кәдәшниң падишаһи, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаһи,
23бири Дор егизлигидики Дорниң падишаһи, бири Гойимниң падишаһи,
24бири Тирзаһниң падишаһи болуп, җәмий оттуз бир падишаһ еди.