Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән һеч қорқма, һәм һодуқмиғин. Туруп, барлиқ җәңчиләрни өзүң билән елип, Айи шәһиригә чиққин. Мана, Мән Айиниң падишаһи, хәлқи, шәһири вә зиминини қошуп сениң қолуңға тапшурдум.
2Сән Йерихо билән униң падишаһиға қандақ қилған болсаң Айи шәһири билән униң падишаһиғиму шундақ қилисән. Пәқәт силәр бу қетим шәһәрдин олҗа вә чарпайларни алсаңлар болиду. Әнди сән шәһәрниң кәйни тәрипигә һуҗум қилишқа пистирма қойғин, — деди.  
3Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди
4вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар.
5Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз;
6улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз.
7У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду.
8Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим».
9Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди.
10Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди.
11Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди.
12Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди.
13Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти.
14Айиниң падишаһи шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падишаһ билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаһниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди.
15Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпгә қачти.
16Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди.
17Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти.
18У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти.

19У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти.
20Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди.
21Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди.
22Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти.
23Улар Айиниң падишаһини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди.
24Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди.
25Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди.
26Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди.
27Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди.
28Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәдгичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта.
29Айиниң падишаһини болса, у бир дәрәққә астуруп, у йәрдә кәчкичә турғузди. Күн патқанда Йәшуа әмир қиливиди, кишиләр униң өлүгини дәрәқтин чүшүрүп, уни шәһәрниң қовуқиниң алдиға ташлап, үстигә чоң бир дога ташни догиливәтти; бу таш догиси бүгүнгичә турмақта.
30Андин Йәшуа Ебал теғида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қурбангаһ ясиди.
31Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң Исраилға буйруғини бойичә, Мусаға назил қилинған қанун китавида пүтүлгәндәк, қурбангаһ һеч бир төмүр әсвап тәккүзүлмигән пүтүн ташлардин ясалған еди. Униң үстидә хәлиқ Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп турди.
32Шу йәрдә Йәшуа униң ташлириниң үстигә пүткүл Исраилниң алдида Муса пүткән қанунни көчүрүп пүтүп қойди.
33Андин пүткүл Исраил хәлқи, уларниң ақсақаллири, әмәлдарлири билән һакимлири, мәйли мусапирлар болсун яки уларниң арисида туғулғанлар болсун, һәммиси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң икки тәрипидә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң дәсләптә буйруғини бойичә, Исраилларниң бәхит-бәрикитини тиләшкә хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди.
34Андин Йәшуа қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисигә мувапиқ қанундики һәммә сөзләрни, җүмлидин бәхит-бәрикәт сөзлири вә ләнәт сөзлирини оқуп бәрди.
35Йәшуа буларни пүткүл Исраил җамаитигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға оқуп бәрди; Мусаниң барлиқ буйруғанлиридин һеч бир сөзни қалдурмиди.