Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1У вақитта Лавий җәмәтлириниң каттивашлири каһин Әлиазар, Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилириниң каттивашлириниң қешиға берип,
2Қанаан зиминидики Шилоһда уларға: — Мусаниң вастиси арқилиқ Пәрвәрдигар биз тоғрилиқ: «Уларға турушқа шәһәрләрни, маллири үчүн яйлақларни қошуп бәргин», дәп ейтқан, деди.
3Шуни девиди, Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмри бойичә өз мирас үлүшлиридин муну шәһәрләр билән яйлақларни қошуп Лавийларға бәрди: —
4биринчи ташланған чәк Коһат җәмәтлиригә чиқти; чәк ташлинип, Лавийлар ичидики каһин Һарунниң әвлатлириға Йәһуда қәбилиси, Шимеон қәбилиси вә Бинямин қәбилисиниң зиминлиридин он үч шәһәр бекитилди;
5Андин Коһатниң қалған әвлатлириға чәк ташлинип, Әфраим қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Дан қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминлиридин он шәһәр бекитилди.
6Гәршонниң әвлатлириға чәк ташлинип, Иссакар қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Ашир қәбилисиниң зиминидин, Нафтали қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһниң йәнә бир йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бекитилди.
7Мәрариниң әвлатлириға, җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип, Рубән қәбилисиниң зиминидин, Гад қәбилисиниң зиминидин вә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин он икки шәһәр бекитилди.
8Бу тәриқидә Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк Исраиллар чәк ташлап бу шәһәрләр билән яйлақлирини қошуп, Лавийларға бәрди.
9Улар Йәһуданиң қәбилиси билән Шимеонниң қәбилисиниң зиминидин төвәндә тизимланған муну шәһәрләрни бәрди: —
10(чәк ташланғанда, Лавийларниң нәсли болған Коһатлар җәмәтидики Һарунниң әвлатлириға биринчи чәк чиққачқа муну шәһәрләр берилди): —
11уларға Йәһуданиң тағлиқ районидики Кириат-Арба (Арба Анакниң атиси еди), йәни Һеброн билән әтрапидики яйлақларни қошуп бәрди.
12Лекин шәһәргә тәвә етизлар билән кәнт-қишлақларни Йәфуннәһниң оғли Каләбкә мирас қилип бәрди.
13Шундақ қилип улар Һарун каһинниң әвлатлириға адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Һеброн вә яйлақлирини, йәнә уларға Либнаһ билән яйлақлирини,
14Яттир билән яйлақлирини, Әштәмоа билән яйлақлирини,
15Һолон билән яйлақлирини, Дәбир билән яйлақлирини,
16Аин билән яйлақлирини, Юттаһ билән яйлақлирини, Бәйт-Шәмәш билән яйлақлирини бәрди; бу икки қәбилиниң зиминлиридин җәмий тоққуз шәһәрни бәрди.
17Мундин башқа уларға Бинямин қәбилисиниң зиминидин Гибеон билән яйлақлирини, Геба билән яйлақлирини,
18Анатот билән яйлақлирини, Алмон билән яйлақлирини қошуп җәмий төрт шәһәр бәрди.

19Бу тәриқидә каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлириға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
20Улар йәнә Лавийларниң нәслидин болған Коһатниң қалған җәмәтлиригиму шәһәрләрни бәрди. Чәк ташлаш билән уларға бекитилгән шәһәрләр мунулар: — уларға Әфраим қәбилисиниң зиминидин
21Әфраимниң тағлиқ районидики адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Шәкәм билән яйлақлирини, йәнә Гәзәр билән яйлақлири,
22Кибзаим билән яйлақлири вә Бәйт-Һорон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
23буниңдин башқа Дан қәбилисиниң зиминидин Әлтәкәһ билән яйлақлири, Гиббетон билән яйлақлири,
24Айҗалон билән яйлақлири вә Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
25Буниңдин башқа Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин Таанақ билән яйлақлири, Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий икки шәһәрни бәрди.
26Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
27Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди;
28йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири,
29Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
30буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири,
31Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди;
32буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди.
33Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
34Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири,
35Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
36Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири,

37Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
38Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири,
39Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
40Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди.
41Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
42Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди.
43Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди.
44У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди.
45Пәрвәрдигарниң Исраилниң җәмәтигә вәдә қилған һиммәтлиридин һеч бири қалдурулмай әмәлгә ашурулди.