Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Йәшуа Исраилниң һәммә қәбилилирини Шәкәмгә жиғип, Исраилниң ақсақаллири, башлиқлири, һаким-сотчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирди; улар өзлирини Худаниң һозуриға һазир қилғанда
2Йәшуа пүткүл хәлиққә: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар: — «Қедимки заманда ата-бовилириңлар, җүмлидин Ибраһим билән Наһорниң атиси Тәраһ дәрияниң у тәрипидә олтиратти; улар башқа илаһларниң қуллуғида болатти.   
3Лекин Мән атаңлар Ибраһимни дәрияниң у тәрипидин елип келип, уни башлап пүткүл Қанаан зиминини айландуруп, униң нәслини көпәйтип униңға Исһақни бәрдим.   
4Андин Мән Исһаққа Яқуп билән Әсавни бәрдим; Әсавға Сеир тағлиқ районини тәвәлик қилип бәрдим, Яқуп билән оғуллири болса Мисирға чүшүп барди.
5Кейинрәк Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирлиқлар арисида әмәллирим билән уларға дәһшәтлик вабаларни чүшүрдум; андин силәрни шу йәрдин елип чиқтим.
6Мән бу тәриқидә ата-бовилириңларни Мисирдин елип чиқип, улар Қизил Деңизға йетип кәлгинидә, мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири билән ата-бовилириңларни қоғлап деңизғичә кәлди.   
7Исраиллар шуан Пәрвәрдигарға нида қиливиди, У силәр билән Мисирлиқларниң арисиға тум қараңғулуқ чүшүрди; андин деңизни уларниң үстигә бастуруп япти. Силәр Өз көзлириңлар билән Мениң Мисирда немә қилғинимни көрдүңлар; андин силәр узун вақитқичә чөлдә турдуңлар.
8Кейинрәк Мән силәрни Иордан дәриясиниң у тәрипидә турған Аморийларниң зиминиға башлап кәлдим; улар силәр билән соқушқанда мән уларни қолуңларға берип, силәр уларниң зиминини егилидиңлар. Мән уларни алдиңлардин йоқитивәттим.
9У вақитта Моабниң падишаһи, Зиппорниң оғли Балақ қопуп, Исраил билән җәңгә чүшти вә силәрни қарғаш үчүн Беорниң оғли Балаамни чақирип кәлди;
10лекин Мән Балаамниң сөзигә қулақ салмидим; шуниң билән у силәргә қайта-қайта бәхит-бәрикәт тилиди вә Мән силәрни Балақниң қолидин қутқуздум.
11Кейинрәк силәр Иордан дәриясидин өтүп Йерихоға барғанда Йерихониң адәмлири Аморийлар, Пәриззийләр, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Гиргашийлар, Һивийлар вә Йәбусийлар силәр билән урушқа қопқини билән Мән уларни қолуңларға тапшуруп бәрдим;
12Мән алдиңларға сериқ һәрини әвәттим, сериқ һәрә Аморийларниң иккила падишаһини һайдивәткәндәк уларниму һайдивәтти; бу иш силәрниң қиличиңлар яки оқяйиңлар билән болмиди.   
13Мән силәргә өз қолуңлар билән әмгәк сиңдүрмигән бир зиминни, өзүңлар ясимиған шәһәрләрни бәрдим, вә силәр шуларда макан қилдиңлар; өзүңлар тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтунзарлиқлардин мевилирини йәватисиләр» дәйду, — деди.
14— Шуңа әнди силәр Пәрвәрдигардин қорқуп ихласмәнлик вә һәқиқәт ичидә униң ибадитидә болуңлар; ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарниң қуллуғида болуңлар.
15Лекин әгәр Пәрвәрдигарниң ибадити силәргә яман көрүнсә, кимгә ибадәт қилидиғиниңларни талливелиңлар — мәйли ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә турғанда чоқунған илаһлар болсун яки силәр туруватқан зиминдики Аморийларниң илаһлири болсун, уларни таллаңлар; лекин мән билән өйүмдикиләр болсақ Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
16Хәлиқ җавап берип: — Пәрвәрдигарни тәрк етип башқа илаһларниң ибадитидә болуш биздин нери болсун!
17Чүнки биз билән ата-бовилиримизни «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип, көзимизниң алдида бу чоң мөҗизилик аламәтләрни көрситип, қайси йолда маңмайли, қайси хәлиқниң арисидин өтмәйли, бизни сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиз Өзидур!
18Пәрвәрдигар бу зиминда турған барлиқ таипиләрни, җүмлидин Аморийларни алдимиздин қоғливәтти; шуңа бизму Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз; чүнки У бизниң Тәңримиздур! — деди.

19Йәшуа хәлиққә: — Силәр Пәрвәрдигарниң ибадитидә болалмайсиләр, чүнки У муқәддәс бир Худадур; У вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Тәңри болғачқа, итаәтсизликлириңлар билән гуналириңларни кәчүрәлмәйду.
20Әгәр силәр Пәрвәрдигарни ташлап, ят илаһларға чоқунған болсаңлар Уму силәрдин йүз өрүп, силәргә яхшилиқ қилип кәлгәнниң орнида силәргә бала кәлтүрүп йоқитиду, — деди.
21Лекин хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Һәргиз ундақ болмайду! Биз Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
22Буни аңлап Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларниң Пәрвәрдигарни, Униң ибадитидә болушни таллиғанлиғиңларға өз-өзүңларға гувачи болдуңлар, девиди, улар: — Өзимиз гува! — дәп җавап беришти.
23У: — Ундақ болса әнди араңлардики ят илаһларни чиқирип ташливетип, көңлүңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға интилидиған қилиңлар, деди.
24Хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Биз Пәрвәрдигар Худайимизниң ибадитидә болуп, униң авазиғила қулақ салидиған болимиз, деди.
25Шуниң билән Йәшуа у күни хәлиқ билән әһдә бағлишип, Шәкәмдә улар үчүн һөкүм-бәлгүлимиләрни тохтитип бәрди.
26Андин Йәшуа бу һәммә сөзләрни Пәрвәрдигарниң қанун китавиға пүтүп, йоған бир ташни елип келип, уни Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайиниң йенидики дуб дәриғиниң астиға тикләп қойди.
27Андин Йәшуа хәлиққә: — Мана бу таш болса бизгә гува болуп туриду; чүнки у Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлап турди; у Пәрвәрдигар Худайиңлардин танмаслиғиңлар үчүн үстүңларда гувачи болуп туриду, — деди.
28Йәшуа шуларни дәп хәлиқни йолға селип, һәр бирини өз мирас йеригә яндурди.
29Бу ишлардин кейин Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
30Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
31Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә мөҗизилик әмәллирини убдан билидиған ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
32Йүсүпниң сүйәклирини болса, Исраиллар уларни Мисирдин елип кәлгән еди. Улар буларни Шәкәмгә елип берип, Яқуп Шәкәмниң атиси Һаморниң оғуллиридин йүз кәситаһ күмүчкә сетивалған йәрдә дәпнә қилди. Шу йәр Йүсүпләрниң мирас үлүши болуп қалди.  
33Һарунниң оғли Әлиазарму вапат болди; улар уни оғли Финиһасқа мирас қилип берилгән Әфраимниң тағлиқ районидики Гибеаһ дегән җайда дәпнә қилди.