1Амма Һазорниң падишаһи Ябин буларни аңлап Мадонниң падишаһи Йобаб билән Шимронниң падишаһи вә Ақсафниң падишаһиға адәм әвәтти,
2шундақла шималдики тағлиқ райондики падишаһларға, Киннәротниң җәнубидики түзләңлик, ойманлиқ вә ғәриптики Дор егизлигидики һәммә падишаһларға әлчи әвәтти;
3У йәнә шәриқ билән ғәрип тәрәптики Ⱪананийлар, Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр билән тағлиқ райондики Йәбусийлар вә Һәрмон теғиниң етигидики Мизпаһ жутида туруватқан Һивийларни чақирди.
4Улар, йәни падишаһлири вә барлиқ қошунлири чиқти; уларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп еди, уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди.
5Бу һәммә падишаһлар бир болуп жиғилип, Исраил билән җәң қилиш үчүн Мәром сулириниң бойида чедирларни тикти.
6Лекин Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән улардин һеч қорқмиғин; чүнки Мән әтә мошу вақитларда уларниң һәммисини Исраилниң алдида һалакәткә тапшуримән. Сән уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүветисән, — деди.
7Буни аңлап Йәшуа билән униң һәммә җәңчилири Мәром сулириниң йениға берип, уларниң үстигә туюқсиз чүшүп һуҗум қилди.
8Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға тапшурди; уларни уруп Чоң Зидон вә Мисрәфот-Майимғичә, шундақла шәриқ тәрәптики Мизпаһ вадисиғичә сүрүп берип, улардин һеч бирини қоймай қиличлап өлтүрди.
9Йәшуа Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғинидәк қилип, уларниң атлириниң пәйлирини кесип, һарвулирини отта көйдүрүвәтти.
10Шу чағда Йәшуа қайтип берип, Һазорни ишғал қилип, униң падишаһини қиличлап өлтүрди. Һазор болса шу дәвирләрдә әшу барлиқ әлләрниң беши еди.
11Исраиллар шәһәр ичидә олтиришлиқ һәммисини қиличлап өлтүрүп, һеч нәпәс егисини қоймай һәммисини үзүл-кесил йоқатти; Һазорни Йәшуа отта көйдүрүвәтти,
12Шу падишаһларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишаһлирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти.
13Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти.
14Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди.
15Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди.
16Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини,
17Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишаһлирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди.
18Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишаһлар билән узун вақит җәң қилди.
19Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди.
20Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди.
21У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти.
22Шуниң билән Исраилларниң зиминида Анакийлардин һеч бириму қалдурулмиди; пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта бир нәччисила қалди.
23Шу тәриқидә Йәшуа Пәрвәрдигар Мусаға вәдә қилғандәк пүткүл зиминни алди; Йәшуа уни Исраилға уларниң қошун-қәбилиси бойичә мирас қилип тәқсим қилди. Андин зимин җәңдин арам тапти.