Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Манассәһ Йүсүпниң тунҗа оғли болғачқа, униң қәбилисигиму чәк ташлинип мирас берилгән. Манассәһниң тунҗа оғли Макирниң әвлатлири (Макир Гилеадниң атиси еди) батур палван болғачқа, уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди.   
2Манассәһниң қалған әвлатлириму, җүмлидин Абиезәрләр, Һәләкләр, Асриәлләр, Шәкәмләр, Һәфәрләр билән Шемидалар өз җәмәт-аилилири бойичә мирас үлүшини алди. Булар болса Йүсүпниң оғли Манассәһниң әр җәмәт аилилири еди.
3Әнди Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң оғул пәрсәндлири йоқ болуп, пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлириниң исимлири Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди.
4Улар каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуа вә әмирләрниң қешиға берип уларға: — Пәрвәрдигар Мусаға биз тоғрилиқ қериндашлиримиз қатарида мирас беришкә әмир қилған еди, деди. Шуни девиди, Йәшуа Пәрвәрдигарниң әмри бойичә уларниң атисиниң қериндашлири қатарида уларға мирас бәрди.
5Буниң билән Иордан дәриясиниң у тәрипидики Гилеад билән Башан зиминлиридин башқа, Манассәһкә йәнә он үлүш йәр берилди.
6Чүнки Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида мирасқа егә болған еди; Гилеад зимини Манассәһниң қалған әвлатлириға тәккән еди.
7Манассәһниң зимининиң чегариси болса Аширдин тартип Шәкәмниң уттуридики Микмитатқа берип, андин җәнуп тәрипигә қайрилип, Ән-Таппуаһда турғучиларниң җайиғичә тутишатти.
8Чүнки Таппуаһниң зимини болса Манассәһгә тәккән еди; лекин Манассәһниң чегарисидики Таппуаһ шәһири Әфраимға тәвә еди.
9Чегариси у йәрдин Канаһ еқиниға чүшүп, җилғиниң җәнуп тәрипи билән чиқти. У йәрдики шәһәрләр болса Манассәһниң шәһәрлириниң арисида болсиму, Әфраимға тәгди. Манассәһниң чегариси җилғиниң шимал тәрипи билән берип деңизға йетип ахирлишатти.
10Җилғиниң җәнуп тәрипидики зимин Әфраимға, шимал тәрипидики зимин Манассәһкә тәвә еди; ғәрип тәрипиниң чегариси деңиз еди. Уларниң зимини шимал тәрипидә Аширниң үлүшигичә йетип, шәриқ тәрипи Иссакарниң үлүшигә туташқан еди.
11Манассәһкиму Иссакар билән Аширниң үлүшлири ичидин Бәйт-Шеан вә униңға қарашлиқ кәнтләр, Иблеам билән униңға қарашлиқ кәнтләр, Дор аһалиси билән Дорға қарашлиқ кәнтләр, Ән-Дор аһалиси билән Ән-Дорға қарашлиқ кәнтләр, Таанақ аһалиси билән Таанаққа қарашлиқ кәнтләр вә Мегиддо аһалиси билән Мегиддоға қарашлиқ кәнтләр, йәни «Үч Егизлик» дегән жут тәгди.
12Лекин Манассәһ бу шәһәрдикиләрни қоғливитәлмиди; Ⱪананийлар шу жутларда туруверишкә нийәт бағлиған еди.
13Исраиллар барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин мутләқ қоғливетәлмиди.
14Йүсүпләр болса Йәшуаға: — Бизләр Пәрвәрдигар һазирғичә шундақ бәрикәтләп кәлгән, чоң бир хәлиқ турсақ, сән немишкә чәк ташлаш билән бизгә пәқәт бир үлүш мирас, бир парчә йәрла бәрдиң? — деди.
15Йәшуа уларға җавап берип: — Әгәр силәр чоң бир хәлиқ болсаңлар, Әфраимниң тағлиқ жути силәргә тар кәлгән болса, орманға берип у йәрдики Пәриззийләр билән гигант Рәфайийлар жутида дәрәқләрни кесип, өзүңлар үчүн бир җайни чиқиривелиңлар, деди.
16Лекин Йүсүпләр: — Тағлиқ жут бизгә йәтмәйду; шуниң билән бир вақитта җилғида туруватқанлар, мәйли Бәйт-Шеанда вә униңға қарашлиқ кәнтләрдә болсун яки Йизрәәл җилғисида туруватқан Ⱪананийлар болсун, һәммисиниң төмүрдин җәң һарвулири бар екән, деди.
17Шундақ девиди, Йәшуа Йүсүп җәмәти болған Әфраим билән Манассәһгә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә чоң бир хәлиқсиләр вә зор күчүңлар бардур; шуңа силәргә пәқәт бир үлүшла мирас берилсә болмайду;
18әшу пүткүл тағлиқ жутму силәргә берилиду; гәрчә у орманлиқ болсиму, силәр уни кесип бошитисиләр вә униң әтраплириғиму егә болисиләр; Ⱪананийларниң төмүр җәң һарвулири бар, шундақла күчлүк болсиму, силәр уларни һайдап чиқиривитәләйсиләр, — деди.