1Йүсүпниң әвлатлириға чәк ташлинип чиққан мирас зимин болса Йерихоға туташ болған Иордан дәриясидин тартип, Йерихониң шәриқ тәрипидики көлләргичә болған жутлар вә Йериходин чиқип, чөлдин өтүп Бәйт-Әлниң тағлиқ райониға созулған жутлар еди.
2Чегариси Бәйт-Әлдин тартип Лузға, андин Аркийларниң чегарисидики Атаротқа йетип,
3андин ғәрип тәрипигә берип, Яфләтийләрниң чегарисиға тутишуп, Астин Бәйт-Һоронниң четигә чүшүп, Гәзәргә берип деңизда ахирлишатти.
4Йүсүпниң әвлатлири, йәни Манассәһ билән Әфраимлар еришкән мирас үлүши мана шу еди.
5Әфраимларниң җәмәт-аилири бойичә алған зимининиң чегариси төвәндикидәк: — мирас зиминниң шәриқ тәрәптики чегариси Атарот-Аддардин тартип үстүн Бәйт-Һоронғичә йетип,
6андин деңизға берип шималға қарап Микмитатқа чиқти; андин йәнә шәриқ тәрипидики Таанат-Шилоһқа қайрилип, униңдин өтүп шәриқ тәрәпкә қарап Яноаһқа,
7Яноаһдин чүшүп Атарот билән Нааратқа йетип, Йерихоға тутишип Иордан дәриясиға чиқти.
8Чегара Таппуаһдин ғәрип тәрәпкә чиқип Канаһ еқиниғичә берип, деңизға йетип аяқлашти. Әфраимниң қәбилисигә, йәни уларниң җәмәт-аилилиригә тәккән мирас үлүши шу еди.
9Буниңдин башқа Әфраимлар үчүн Манассәһниң мирасиниң оттурисида бир нәччә шәһәрләр айрилған еди; бу айрилған шәһәрләрниң һәммиси қарашлиқ кәнт-қишлақлири билән қошулған еди.
10Амма Әфраимлар Гәзәрдә олтиришлиқ Ⱪананийларни қоғливәтмигән еди; шуңа Ⱪананийлар та бүгүнгичә Әфраимниң арисида туруп, мәхсус һашарчи мәдикарлар болуп турмақта.