Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа

Йәшуа 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пүткүл хәлиқ Иордан дәриясидин тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
2Хәлиқниң арисидин он икки адәмни таллиғин, һәр қәбилидин бирдин адәм болсун,
3уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидин, каһинларниң путлири мәзмут турған җайдин он икки ташни елип, уларни көтирип келип өзүңлар бүгүн кечә баргаһ тикидиған йәргә қоюңлар, дегин, деди.
4Шуниң билән Йәшуа һәр қәбилидин бирдин адәмни, йәни Исраиллар арисидин таллиған он икки кишини чақирди;
5андин Йәшуа уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисиға чүшүп Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң алдиға берип, Исраилниң он икки қәбилисиниң саниға мас һалда бирдин ташни елип мүрәңләргә қоюңлар.
6Чүнки бу араңларда бир әсләтмә-бәлгү болиду; кәлгүсидә балилириңлар: — Бу ташларниң силәргә немә әһмийити бар? — дәп сорап қалса, силәр уларға: —
7Иордан дәриясиниң сулири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида үзүп қоюлди; әһдә сандуғи Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә Иордан дәриясиниң сулири үзүп қоюлди; шуңа бу ташлар Исраилларға мәңгүлүк бир әсләтмә-бәлгү болиду, — дәп җавап берисиләр.
8Шуниң билән Исраиллар Йәшуа уларға буйруғандәк қилди. Пәрвәрдигарниң Йәшуаға қилған әмри бойичә Исраилниң қәбилилириниң саниға мувапиқ Иордан дәриясиниң оттурисидин он икки ташни елип, қонидиған җайға көтирип берип, шу йәрдә қоюп қойди.
9Буниңдин башқа Йәшуа Иордан дәриясиниң оттурисида әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң путлири мустәһкәм турған җайда он икки ташни тикләп қойди. Бу ташлар болса бүгүнгичә шу йәрдә туриду.
10Пәрвәрдигар Йәшуаға хәлиққә ейтишқа тапилиған барлиқ ишлар орунланғичилик, йәни Муса әслидә Йәшуаға буйруғанлириниң һәммиси беҗа кәлтүрүлгичә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида тохтап турди. Хәлиқ шу йәрдин тездин өтүвататти.
11Шундақ болдики, барлиқ хәлиқ тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи билән каһинлар хәлиқниң алдидин өтти.
12Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисидикиләрму Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп Исраилларниң алдида дәриядин өтти.   
13Җәмий болуп қириқ миңчә қуралланған киши Пәрвәрдигарниң алдидин өтүп, Йерихо түзләңликлиригә келип, җәң қилишқа тәйяр турди.
14У күни Пәрвәрдигар Йәшуани пүткүл Исраилниң нәзиридә чоң қилди; улар униң пүтүн өмридә Мусадин қорққандәк униңдинму қорқти.
15Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
16Һөкүм-гувалиқ сандуғини көтәргән каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруғин, деди.
17Шуңа Йәшуа каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруди.
18Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисидин чиқип, путлириниң тапини қуруқлуқни дәссиши биләнла, Иордан дәриясиниң сүйи йәнә өз җайиға қайтип келип, авалқидәк икки қирғиқиғичә тешип еқишқа башлиди.

19Хәлиқ болса биринчи айниң онинчи күни Иордан дәриясидин өтүп, Йерихониң шәрқиниң әң чәт тәрипидики Гилгалға келип чедиргаһ тикти.
20Улар Иордан дәриясидин алғач кәлгән он икки ташни болса, Йәшуа уларни Гилгалда тикләп қойди;
21андин Исраилларға: — Кейин балилириңлар өз атилиридин: — Бу ташларниң әһмийити немә, дәп сориса,
22силәр балилириңларға мундақ уқтуруп қоюңлар: — «Исраил илгири қуруқ йәрни дәссәп Иордан дәриясидин өткән еди;
23чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар биз Қизил Деңиздин өткичә алдимизда униң сулирини қурутуп бәргәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр өткичә алдиңларда Иордан дәриясиниң сүйини қурутуп бәрди;
24йәр йүзидики барлиқ әлләр Пәрвәрдигарниң қолиниң қанчилик күчлүклүгини билсун, шундақла силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлардин һемишә қорқушуңлар үчүн У шундақ қилди» — деди.