Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи - Қанун шәрһи 21

Қанун шәрһи 21:10-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Әгәр силәр дүшмәнлириңлар билән җәң қилғили чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға бәргәч, улардин әсир алған болсаңлар,
11бу әсирләрниң арисида чирайлиқ бир аялни көрүп, көңлүң униңға чүшүп, уни әмриңгә елишни халисаң,
12ундақта уни өйүңгә елип барғин; у чечини чүшүрүп, тирнақлирини ясап,
13әсирликтә кийгән кийимлирини селип, өйүңдә олтирип толуқ бир ай ата-аниси үчүн матәм тотсун; андин сән униң қешиға кирип уни өзүңгә аял қилип униңға әр болсаң болиду.
14Кейин, әгәрдә көңлүң униңдин сөйүнмисә, у қәйәрни халиса, барғили қоюшуң керәк; уни пулға сатмиғин вә униңға дедәктәк муамилә қилмиғин, чүнки сән униңға йеқинлиқ қилип уят қилғансән.
15Әгәр бирисиниң икки аяли болуп уларниң биригә амрақлиқ, йәнә биригә өчлүк қилған болса вә амрақ вә өч болған һәр иккисидин оғул туғулған болса, тунҗисини өч аялидин тапқан болса
16ундақта у киши оғуллириға барини мирас үчүн үләштүрүп бәргән күнидә өч аялиниң оғли, йәни униң тунҗа оғлиниң орниға амрақ аялиниң оғлини тунҗа оғуллуққа қоюшқа болмайду.
17У бәлки өч аялиниң оғлини тунҗа оғлум дәп етирап қилсун; чүнки бу униң күч-қуввити бар вақтидики дәсләпки мевисидур; тунҗа оғуллуқ һоқуқи униңки болғачқа, атиси барлиқ мал-мүлүктин униңға икки үлүш мирас бәрсун.

Read Қанун шәрһи 21Қанун шәрһи 21
Compare Қанун шәрһи 21:10-17Қанун шәрһи 21:10-17