1Әнди Филистийләр Исраил билән җәң қилди. Исраилниң адәмлири Филистийләрниң алдидин қечип, Гилбоа теғида қирип жиқитилди.
2Филистийләр Саул вә униң оғуллирини тап бесип қоғлавататти. Филистийләр болса Саулниң оғуллири Йонатан, Абинадаб, Мәлкишуани уруп өлтүрди.
3Саулниң әтрапини уруш қаплиди; оқячилар Саулға йетишти; у я оқи билән еғир яриландурулди.
4Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди.
5Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди.
6Шуниң билән Саул, үч оғли, ярақ көтәргүчиси вә униң һәммә адәмлири шу күндә бирақла өлди.
7Әнди вадиниң у тәрипидики һәмдә Иордан дәриясиниң бу йеқидики Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, шәһәрләрни ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
8Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди.
9Улар униң бешини кесип савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида вә хәлиқниң арисида бу хуш хәвәрни тарқатти.
10Улар униң савут-ярақлирини Аштарот бутханисида қоюп өлүгини Бәйт-Шан шәһиридики сепилға есип қойди.
11Әнди Ябәш-Гилеадта олтарғучилар Филистийләрниң Саулға немә қилғинини аңлиғанда
12уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип кечичә меңип, Саул билән оғуллириниң өлүклирини Бәйт-Шандики сепилдин чүшүрүп, уларни Ябәшкә елип берип у йәрдә көйдүрди.
13Андин уларниң сүйәклирини Ябәштики жулғунниң түвигә дәпнә қилип йәттә күн роза тутти.