1Давут у йәрдин кетип Адулламдики ғарға қачти. Униң қериндашлири билән атисиниң пүткүл җәмәти буни аңлап униң қешиға барди.
2Езилгән, қәриздар болған вә дәрдмәнләрниң һәммиси жиғилип униң йениға кәлди вә у уларниң сәрдари болди. Униңға қошулған адәмләр болса төрт йүзчә еди.
3Давут у йәрдин чиқип Моабдики Мизпаһқа берип Моабниң падишаһидин: — Худаниң мени немә қилидиғинини билгичә, ата-анамниң бу йәргә келип араңларда турушиға йол қойғайла, дәп тәләп қилди.
4Давут атиси вә анисини Моабниң падишаһиниң қешиға елип кәлди. Давут қорғанда турған пүткүл күнләрдә ата-аниси униң билән биллә турди.
5Амма Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Қорғанда турмай, бу йәрдин чиқип, Йәһуда зиминиға барғин, деди. Шуниң билән Давут у йәрдин айрилип, Һәрәт орманлиғиға барди.
6Саул Давутниң нәдә туруватқанлиғидин хәвәр тапти. Саул бу вақитта Рамаһдики Гибеаһда егиз бир җайда жулғун дәриғиниң түвидә олтиратти. Униң қолида нәйзиси бар еди, барлиқ хизмәткарлири чөрисидә туратти.
7Саул чөрисидә турған хизмәткарлириға: — И Биняминлиқлар, қулақ селиңлар! Йәссәниң оғли һәр бириңларға етизлар билән үзүмзарларни тәқсим қилип берәмду? Һәммиңларни миң беши вә йүз беши қиламду?
8Силәр һәммиңлар маңа қәст қилдиңлар, өз оғлумниң Йәссәниң оғли билән әһдә қилишқинини һеч ким маңа уқтурмиди. Һеч қайсиңлар маңа ич ағритмидиңлар яки өз оғлумниң мениң хизмәткаримни маңа йошурун һуҗум қилишқа қутратқинидин маңа хәвәр бәрмидиңлар, деди.
9Андин Саулниң хизмәткарлириниң ичигә киривалған Доәг: — «Мән Йәссәниң оғлиниң Нобқа Ахитубниң оғли Ахимәләкниң қешиға кәлгинини көрдүм,
10— Ахимәләк униң үчүн Пәрвәрдигардин йол сориди вә униңға озуқ-түлүк билән Филистий Голиатниң қиличини бәрди» — деди.
11Падишаһ адәм әвәтип Ахитубниң оғли каһин Ахимәләкни, шундақла униң атисиниң пүткүл җәмәтини, йәни Нобдики каһинларниму чақиртип кәлди. Уларниң һәммиси падишаһниң қешиға кәлди.
12Саул: — И Ахитубниң оғли аңлиғин, деди. У: — И ғоҗам, мана мән, деди.
13Саул униңға: — Немишкә силәр, сән билән Йәссәниң оғли, маңа қәст қилисиләр? Сән униңға нан вә қилич берип, униң үчүн Худадин йол соридиңғу? Мана әнди у бүгүнкидәк маңа һуҗум қилмақчи болуп пайлап жүрмәктә! — деди.
14Ахимәләк падишаһқа җавап берип: — Силиниң барлиқ хизмәткарлириниң арисида Давутдәк садиқ ким бар? У падишаһниң күйоғли, силиниң мәхпий мәслиһәтлиригә иштирак қилғучи вә ордилири ичидә иззәтлик әмәсмиди?
15Мән пәқәт униң үчүн Худадин йол сорашни бүгүнла башлидимму? Асийлиқ қилиш мәндин нери болсун! Падишаһ өз қулини вә атамниң пүткүл җәмәтини әйипкә буйрумиғайла, чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ, деди.
16Лекин падишаһ: — И Ахимәләк, сән өлисән, сән вә атаңниң пүткүл җәмәти чоқум өлисиләр, деди.
17Падишаһ өз чөрисидики чапармәнлиригә: — Маң, Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүңлар! Чүнки улар һәм Давутқа һәмдәм болди һәм униң қачқинини билип туруп маңа хәвәр бәрмиди, деди. Лекин падишаһниң қол астидикилири Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүшкә қол көтәргили унимиди.
18Әнди падишаһ Доәккә: — Сән берип каһинларни өлтүрүвәткин, деди. Едомлуқ Доәг берип каһинларни өлтүрди; бу күни у канаптин тоқулған әфод кийгән сәксән бәш адәмни өлтүрди.
19Андин у каһинларниң шәһири Нобда олтарғучиларни қирди, йәни әр вә аяллар, балилар вә бовақлар, кала, ешәк, қойлар — һәммисини қиличлиди.
20Амма Ахитубниң оғли Ахимәләкниң Абиатар дегән бир оғли қутулуп Давутниң қешиға қечип кәлди.
21Абиатар Давутқа Саул Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрди, дәп хәвәр бәрди.
22Давут Абиатарға: — У күни Доәгниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң җәзмән Саулға хәвәр беридиғинини билгән едим. Мән атаңниң пүткүл җәмәтиниң өлтүрүлүшигә замин болдум, деди.
23Мән билән биллә турғин, һеч қорқмиғин. Чүнки мениң җенимни алмақчи болғанлар сениң җениңниму һәм алмақчи. Мениң қешимда бехәтәр турисән, деди.