Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «1»

Самуил «1» 24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Саул Филистийләрни қоғлап чиқирип янғанда униңға: — Мана, Давут Ән-Гәдидики чөлдә туруветипту, дегән хәвәр берилди.
2Саул әнди пүткүл Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип Давут билән адәмлирини издигили «Явайи текиләр» қорам ташлиғиға чиқти.
3У йолниң йенидики қой қотанлириға кәлгәндә, шу йәрдә бир ғар бар еди. У тәрәт қилиш үчүн ғарға кирди; Давут билән адәмлири ғарниң ичкирисидә олтиратти.
4Давутниң адәмлири униңға: — Мана Пәрвәрдигарниң саңа: — Өз дүшминиңни сениң қолуңға беримән, немә саңа лайиқ көрүнсә шуни қилғин, дегән күни дәл мошу күн екән, деди. Давут қопуп Саулниң тониниң пешини туйдурмай кесивалди.
5Лекин Саулниң тониниң пешини кәскини үчүн Давут көңлидә қаттиқ әпсусланди.
6У өз адәмлиригә: — Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилған ғоҗамға бундақ қолумни узартиштин сақлисун, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, деди.
7Шу сөз билән Давут өз адәмлирини тосуп Саулға чеқилғили қоймиди. Саул болса қопуп ғардин чиқип өз йолиға кәтти.
8Андин Давутму туруп ғардин чиқип Саулниң кәйнидин: — И ғоҗам падишаһ! — дәп чақирди. Саул кәйнигә қаравиди, Давут егилип йүзини йәргә яққан һалда тазим қилди.
9Давут Саулға мундақ деди: — «Мана, Давут сени қәстләшкә пурсәт издәватиду, дәйдиған кишиләрниң сөзигә немишкә қулақ салила?
10Мана бүгүн өз көзлири билән көрдилиги, Пәрвәрдигар бүгүн ғарда силини өз қолумға бәргән еди. Бәзиләр маңа уни өлтүрүвәткин, деди; лекин мән силини аяп: — Ғоҗамға қолумни узартмаймән, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, дедим.
11Қарисила, и ата, қолумдики тонлириниң пешигә. Силини өлтүрмәй тонлириниң пешини кәскәнлигимдин шуни билсиләки, көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ, силигә гуна қилғиним йоқ, лекин сили җенимни алғили пайлимақтила.
12Пәрвәрдигар мән билән силиниң оттуримизда һөкүм қилсун, мениң һесавимни силидин Пәрвәрдигар алсун; лекин мениң қолум силигә көтирилмәйду.
13Конилар: — «Рәзиллик рәзилләрдин чиқиду» дәп ейтқан екән, лекин өз қолум силигә көтирилмәйду.
14Исраилниң падишаһи кимни тутқили чиқти? Кимни қоғлап жүриду? Бир өлүк иштни, халас! Ялғуз бир бүргини, халас!
15Пәрвәрдигар сорақчи болуп мән билән силиниң оттуримизда һөкүм чиқарсун! У һәқ-наһәқни айрип, дәвайимни сорап мени силиниң қоллиридин халас қилип, адаләт жүргүргәй!» — деди.
16Давут Саулға бу сөзләрни ейтқанда Саул: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут? — деди. Андин Саул жуқури аваз билән жиғлап кәтти.
17У Давутқа: — «Сән мәндин адилсән, чүнки сән маңа яхшилиқ қайтурдуң, лекин мән саңа яманлиқ қайтурдум.
18Сән бүгүн маңа яхшилиқ қилғанлиғиңни убдан көрситип бәрдиң; Пәрвәрдигар мени қолуңға тапшурған болсиму, сән мени өлтүрмидиң.

19Бириси өз дүшминини тапса, уни аман-есән кәткили қоямду? Пәрвәрдигар сениң маңа бүгүн қилған яхшилиғиң үчүн саңа яхшилиқ яндурғай.
20Әнди мана, шуни билдимки, сән җәзмән падишаһ болисән, Исраилниң падишаһлиғи сениң қолуңда тиклиниду.
21Лекин һазир Пәрвәрдигар билән маңа қәсәм қилғинки, мәндин кейин мениң нәслимни йоқатмай, намимни атамниң җәмәтидин өчүрмигәйсән», деди.
22Шуниң билән Давут Саулға қәсәм қилди. Саул өз өйигә йенип кәтти; Давут адәмлири билән қорған-қияға чиқип шу йәрдә турди.