1Әнди зифлиқлар Гибеаһға Саулниң қешиға келип: — Давут Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигигә йошурунувапту әмәсму? — деди.
2Саул қопуп Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип, Зиф чөлидә Давутни издигили у йәргә барди.
3Саул болса йол бойида, Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигидә чедир тикти. Давут чөлдә турувататти; у Саулниң чөлгә өз кәйнидин чиққинидин хәвәр тапқанда
4Давут пайлақчиларни маңдуруп Саулниң растла кәлгәнлигини билди.
5Давут қопуп Саул чедир тиккән җайға барди; у Саул билән қошун сәрдари, Нәрниң оғли Абнәр ятқан йәрни көрди. Саул болса қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди, адәмлири чедирлирини униң әтрапиға тиккән еди.
6Давут әнди Һиттийлардин болған Ахимәләк вә Йоабниң иниси Зәруияниң оғли Абишайға: — Ким мән билән ләшкәргаһға чүшүп, Саулниң йениға бариду? — дәп сориди. Абишай: — Мән сениң билән барай, деди.
7Шуниң билән Давут вә Абишай кечидә қошун бар йәргә беривиди, мана Саул қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди; униң нәйзиси тәкийисиниң йенида йәргә қадақлиқ туратти; Абнәр билән адәмлири униң әтрапида ятатти.
8Абишай Давутқа: — Худа бүгүн дүшминиңни қолуңға тапшурди. Сәндин өтүнимәнки, маңа нәйзә билән бирла санҗип уни йәргә қадап қоюшқа иҗазәт бәргәйсән! Икки қетим санҗишимниң лазими йоқтур, деди.
9Давут Абишайға: — Уни йоқатмиғин. Ким Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғиниға қол узитип гунаға тартилмиған? — деди.
10Давут йәнә: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар җәзмән уни уриду; я униң өлидиған күни келиду я у җәңгә чүшүп һалак болиду.
11Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишидин сақлиғай! Амма униң бешидики нәйзә билән су едишини алғин, андин кетәйли, деди.
12Шуниң билән Давут нәйзә билән едишни Саулниң бешиниң йенидин елип, иккиси чиқип кәтти. Амма һеч ким көрмиди, туюпму қалмиди һәм ойғинип кәтмиди, бәлки һәммиси ухлавәрди; чүнки Пәрвәрдигар бир қаттиқ уйқини уларниң үстигә чүшүргән еди.
13Давут удулдики тәрәпкә өтүп жирақрақ бир дөңниң төписидә турди; уларниң арилиғи жирақ еди.
14Давут қошун билән нәрниң оғли Абнәргә товлап: — Җавап бәрмәмсән, и Абнәр! — деди. Абнәр: — Падишаһға товлиғучи ким сән? — деди.
15Давут Абнәргә: — Сән батур әмәсму? Исраилда саңа ким тәң келәләйду? Немишкә ғоҗаң падишаһни қоғдимидиң? Чүнки хәлиқтин бир киши ғоҗаң падишаһни һалак қилғили кирипту.
16Сениң бундақ қилғиниң яхши әмәс! Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар мәсиһ қилған ғоҗаңларни қоғдимиғанлиғиңлар үчүн өлүмгә лайиқ болдуңлар. Әнди падишаһниң нәйзиси вә бешиниң йенидики су едишиниң қәйәрдилигигә қарап беқиңлар, деди.
17Саул Давутниң авазини тонуп: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут! — деди. Давут: — И ғоҗам падишаһ, бу мениң авазимдур, деди.
18У йәнә: — Немишкә ғоҗам өз қулини мундақ қоғлайду? Мән немә қилиптимән? Қолумда немә яманлиқ бар?
19Әнди ғоҗам падишаһ өз қулиниң сөзигә қулақ салғай. Пәрвәрдигар силини маңа қарши қозғатқан болса бир һәдийә-қурбанлиқ униң көңлини рази қилғай; лекин инсан балилири болса, улар Пәрвәрдигарниң алдида ләнәткә қалсун, чүнки уларниң әнди мени Пәрвәрдигарниң мирасидин бәһримән болуштин мәһрум қилип, мени башқа илаһларға ибадәт қил, дегини болиду.
20Әнди мениң қеним Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәргә төкүлмисун; чүнки тағларда бир кәкликни овлиғандәк Исраилниң падишаһи бир ялғуз бүргини издигили чиқипту, деди.
21Саул: — Мән гуна қилдим; йенип кәлгин и оғлум Давут; мениң җеним бүгүн көзлириңдә әзиз саналғини үчүн мән саңа бундин кейин һеч зиян-зәхмәт йәткүзмәймән; мана, ахмақлик қилдим, бәк езиптимән, деди.
22Давут җавап берип: — Мана падишаһниң нәйзиси, ғуламлардин бири келип уни яндуруп алсун.
23Пәрвәрдигар һәр адәмниң һәққанийлиғи билән садиқлиғиға қарап яндурғай. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар силини мениң қолумға тапшурди, лекин мән Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишни халимидим.
24Мана, бүгүн силиниң җанлири мениң көзлиримдә әзиз болғандәк мениң җеним Пәрвәрдигарниң көзидә әзиз болғай, у мени һәммә аваричиликтин қутқузғай, деди.
25Саул Давутқа: — Әй оғлум Давут, бәрикәтләнгәйсән. Сән җәзмән улуқ ишларни қилисән, ишлириң җәзмән раваҗлиқ болиду, деди. Андин Давут өз йолиға кәтти, Саулму өз җайиға йенип барди.