Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «1»

Самуил «1» 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Самуилға: — Сән қачанғичә Саул үчүн қайғуруп жүрисән? Мән уни Исраилға сәлтәнәт қилиштин мәһрум қилип ташлиған әмәсму? Мүңгүзүңни зәйтун мейи билән толдуруп барғин. Мән сени Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң қешиға әвәтимән. Униң оғуллиридин падишаһ болушқа өзүмгә бирни бекиттим, деди.
2Самуил болса: — Мән қандақ баримән? Саул бу ишни аңлиса мени өлтүрүветиду! — деди. Пәрвәрдигар: — Өзүң билән бир инәкни алғач берип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн кәлдим, дегин.
3Йәссәни қурбанлиққа чақирғин, андин Мән саңа қилидиғиниңни аян қилимән; вә Мән саңа дегән бирисини Өзүм үчүн мәсиһ қилғин, деди.
4Самуил Пәрвәрдигарниң дегинини ада қилип Бәйт-Ләһәмгә барди. Йетип кәлгәндә шәһәрниң ақсақаллири титригән һалда чиқип: — Бизгә теч-аманлиқ елип кәлдиңму? — дәп сориди.
5У: — Теч-аманлиқ елип кәлдим; Пәрвәрдигарға қурбанлиқ сунушқа кәлдим. Силәр өзүңларни һарамдин паклап мән билән биллә қурбанлиққа келиңлар, деди. Шуниң билән у Йәссә билән оғуллирини һалал қилип қурбанлиққа чақирди.
6Улар кәлгәндә Самуил Елиабни көрүп ичидә: — Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилидиғини шүбһисизки Өзиниң алдида туриду, деди.
7Лекин Пәрвәрдигар Самуилға: — Униң тәқи-турқиға яки бойиға қаримиғин. Мән уни шалливәттим, чүнки Худа инсан көргәндәк көрмәйду; инсан болса сиртқи қияпитигә қарайду, лекин Пәрвәрдигар қәлбгә қарайду, деди.
8Андин Йәссә Абинадабни чақирип Самуилниң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
9Андин Йәссә Шаммаһни униң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
10Шуниңға охшаш Йәссә оғуллириниң йәттисини Самуилниң алдидин өткүзди. Лекин Самуил Йәссәгә: — Пәрвәрдигар буларни һәм таллимиди, деди.
11Самуил Йәссәдин: — Барлиқ жигитләр мушуларму? Дәп сориди. У: — Һәммидин кичиги қалди. Лекин мана, у қой беқиватиду, деди. Самуил Йәссәгә: — Уни чақиртип елип кәлгин, чүнки у кәлмигичә дәстиханда олтармаймиз, деди.
12Йәссә адәм маңдуруп уни кәлтүрди. У чирайида қан жүгүрүп туридиған, көзлири чирайлиқ вә келишкән жигит еди. Пәрвәрдигар: — Қопуп уни мәсиһ қилғин, чүнки Мениң таллиғиним шудур! Деди.
13Самуил май мүңгүзини елип уни қериндашлириниң арисида мәсиһ қилди. У күндин тартип Пәрвәрдигарниң Роһи Давутниң вуҗудиға чүшти. Самуил болса қопуп Рамаһға кәтти.
14Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи Саулдин кәткән еди, вә Пәрвәрдигар тәрипидин бир яман роһ уни пәришан қилди.
15Саулниң хизмәткарлири униңға: — Мана Худа тәрипидин бир яман роһ сени пәришан қилиду.
16Әнди ғоҗимиз өзлири алдилиридики хизмәткарлирини дәрһал буйруғайлиги, улар чилтар челишқа уста адәмни тапсун; вә шундақ болидуки, Худа тәрипидин яман роһ үстлиригә кәлсә у чилтар чалсун, униң билән һаллири убдан болиду, деди.
17Саул хизмәткарлириға: — Мениң үчүн чилтар челишқа уста бир адәмни тепип қешимға елип келиңлар, деди.
18Ғуламлардин бири униңға: — Мана Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң чилтарға уста бир оғлини көрдүм. У өзи батур бир җәңчи, гәптә һошияр вә келишкән адәм екән, шундақла Пәрвәрдигар униң билән биллә екән, деди.

19Шуниң билән Саул Йәссәгә әлчиләрни маңдуруп: — Қой бақидиған оғлуң Давутни маңа әвәткин, дәп ейтти.
20Йәссә бир ешәкни тәйярлап униңға нан билән бир тулум шарап вә бир оғлақни артип, буларни оғли Давутниң қоли билән Саулға әвәтти.
21Шуниң билән Давут Саулниң қешиға келип униң алдида турди. Саул униңға толиму амрақ еди; у Саулниң ярақ көтәргүчиси болди.
22Андин Саул Йәссәгә хәвәр әвәтип: — Давут мениң алдимда турсун; чүнки у нәзиримгә яқти, дәп ейтти.
23Әнди шундақ болидуки, у яман роһ Худа тәрипидин Саулниң үстигә кәлгәндә Давут чилтарни елип қоли билән чалди. Буниң билән Саул арам тепип һали убдан болуп яман роһ униңдин чиқип кәтти.