1Бириси Давутқа хәвәр берип: — Мана Филистийләр Кеилаһға һуҗум қилип хаманларни булап-талимақта, деди.
2Давут Пәрвәрдигардин: — Мән берип бу Филистийләргә зәрбә беримәнму? — дәп сориди. Пәрвәрдигар Давутқа: — Берип Филистийләргә зәрбә берип Кеилаһни азат қилғин, деди.
3Лекин Давутниң адәмлири униңға: — Мана биз Йәһуда зиминида турупму қорқиватқан йәрдә, Кеилаһға берип Филистийләрниң қошунлириға һуҗум қилсақ қандақ болар? - деди.
4Шуңа Давут йәнә бир қетим Пәрвәрдигардин соривиди, Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Сән орнуңдин туруп Кеилаһға барғин; чүнки Мән Филистийләрни қолуңға тапшуримән, деди.
5Буниң билән Давут өз адәмлири билән Кеилаһға берип Филистийләр билән соқушуп, маллирини олҗа қилип, уларни қаттиқ қирди. Давут шундақ қилип Кеилаһда туруватқанларни қутқузди.
6Әнди Ахимәләкниң оғли Абиатар Кеилаһға қечип келип Давутниң қешиға кәлгәндә, униң қолида әфод бар еди.
7Бириси Саулға, Давут Кеилаһға кәпту, дәп хәвәр бәрди. Саул: — Әнди Худа уни мениң қолумға ташлап тапшурди. Чүнки у дәрвазилири вә тақақлири бар шәһәргә киргәчкә солунуп қалди, деди.
8Әнди Саул Давут билән адәмлирини муһасиригә елиш үчүн һәммә хәлиқни Кеилаһға берип җәң қилишқа чақирди.
9Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиатар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди.
10Андин Давут: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, мәнки Сениң қулуң Саулниң бу шәһәрни мениң сәвәвимдин харап қилиш үчүн Кеилаһға келишкә қәстләватқанлиғини ениқ аңлиди.
11Кеилаһдикиләр мени униң қолиға тутуп берәрму? Саул өз бәндәң аңлиғандәк бу йәргә келәрму? И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимәнки, өз бәндәңгә билдүргәйсән, деди. Пәрвәрдигар: — У бу йәргә келиду, деди.
12Давут йәнә: — Кеилаһтикиләр мени вә адәмлиримни Саулниң қолиға тутуп берәрму, деди. Пәрвәрдигар: — Улар силәрни тутуп бериду, деди.
13Әнди Давут адәмлири билән (тәхминән алтә йүзчә) орнидин туруп Кеилаһдин чиқип, өзлири баралайдиған тәрәпкә қарап кәтти. Саулға, Давут Кеилаһтин қечипту дәп хәвәр берилгәндә у уни қоғлашқа чиқмиди.
14Давут болса чөлдики қорған-қияларда һәмдә Зиф чөлиниң тағлирида турди. Саул уни һәр күни издәйтти; лекин Худа уни униң қолиға тапшурмиди.
15Әнди Давут Саулниң өзини өлтүргили чиқидиғанлиғини байқап қалди. Шу чағда у Зиф чөлидики бир орманлиқта туратти.
16Саулниң оғли Йонатан болса орманлиққа чиқип Давутниң қешиға берип, уни Худа арқилиқ риғбәтләндүрүп униңға: —
17Қорқмиғин; чүнки атам Саулниң қоли сени тапалмайду. Сән бәлки Исраилниң үстидә падишаһ болисән, мән болсам сениң вәзириң болимән, буни атам Саулму билиду, деди.
18Андин улар иккилән Пәрвәрдигарниң алдида әһдә қилишти; Давут болса, орманлиқта туруп қалди, Йонатан өз өйигә йенип кәтти.
19Шуниңдин кейин Зифтикиләр Гибеаһта туруватқан Саулниң қешиға келип: — Мана, Давут Хақилаһниң егизлигидики Йәшимонниң җәнуби тәрипигә җайлашқан орманлиқтики қорғанларда йошурунивалди, билмәмдила?
20Шуңа, и падишаһ қачан көңүллири тартса шу чағда кәлсилә; бизниң бурчимиз уни падишаһниң қолиға тутуп бериштур, деди.
21Саул: Маңа ич ағритқиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит ата қилғай.
22Әнди силәрдин өтүнимәнки, берип зади қайси йәрдә туридиғинини җәзмләштүрүңлар, униң из-деригини ениқлап, вә кимниң уни көргәнлигини билип келиңлар; чүнки кишиләр ейтишичә у интайин һейлигәр екән, деди.
23Шуңа берип, униң йошурунған барлиқ мәхпий җайлирини ениқ көрүп келиңлар, йенимға йенип келип маңа әйнини ейтиңлар. Андин мән силәр билән биллә баримән; вә шундақ болидуки, әгәр у зиминда болсила, мән Йәһудийларниң миңлиғанларниң арисидин уни издәп тапимән, деди.
24Улар қопуп Саулдин илгири Зифқа барди; лекин Давут өз адәмлири билән Маон чөллүгидики Йәшимонниң җәнуп тәрипидики Арабаһ түзләңлигидә турувататти.
25Саул адәмлири билән Давутни издәп барди. Кишиләр бу хәвәрни Давутқа ейтти; шуниң билән у чүшүп, қияға берип Маон чөлидә турди. Саул буни аңлап Давутниң кәйнидин қоғлап Маонниң чөлигә чиқти.
26Саул тағниң бу тәрипидә маңди, амма Давут адәмлири билән тағниң у тәрипидә маңди. Давут Саулдин қечиш үчүн алдириватқан еди; лекин Саул адәмлири билән Давут вә униң адәмлирини тутимиз дәп уларни қоршиғили турди.
27Амма бир хәвәрчи Саулниң қешиға келип униңға: — Филистийләр зиминимизниң җәнуп тәрипигә кирип булаң-талаң қиливатиду, тездин қайтсила, деди.
28Шуниң билән Саул йенип Давутни қоғлаштин тохтап Филистийләр билән соқушқили чиқти. Шуңа у йәр Селаһ-Һаммаһлекот дәп аталди.
29Давут болса у йәрдин чиқип Ән-Гәдиниң тағ-қорғанлиғида турди.