1Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Филистийләрниң жутида йәттә ай турди.
2Филистийләр каһинлар билән палчиларни чақирип уларға: — Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қандақ қилимиз? Уни қандақ қилип өз җайиға әвәтәләймиз? Йол көрситиңлар, деди.
3Улар: — Әгәр Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қайтуруп әвәтсәңлар, қуруқ әвәтмәңлар, һеч болмиғанда униң билән бир «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни биргә әвәтишиңлар зөрүрдур, деди. Шундақ қилғанда шипа таписиләр, шундақла Униң қолиниң немә үчүн силәрдин айрилмиғанлиғини билисиләр, деди.
4Улар: — Биз немини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип әвәтимиз? — дәп сориди. Улар: — Филистийләрниң ғоҗилириниң сани бәш; шуңа бәш алтун һүррәк вә бәш алтун чашқан ясап әвәтиңлар; чүнки силәргә вә ғоҗаңларға охшашла бала-қаза чүшти.
5Һүррәклириңларниң шәклини вә зиминиңларни вәйран қилидиған чашқанларниң шәклини нәқиш қилип ясап, Исраилниң Худасиға шан-шәрәп кәлтүрүңлар. Шуниң билән у бәлким силәрниң, илаһлиримизниң вә зиминиңларниң үстини басқан қолини йениклитәрмекин: —
6Мисирлиқлар билән Пирәвн өз көңүллирини қаттиқ қилғандәк силәрму немишкә өз көңлүңларни қаттиқ қилисиләр? У мисирлиқларға зор қаттиқ қоллуқ көрсәткәндин кейин, улар Исраилларни қоюп бәрмидиму, улар шуниң билән қайтип кәлмидиму?
7Әнди йеңи бир һарву ясап, техи боюнтуруққа көндүрүлмигән мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуңлар; улардин мозайлирини айрип, өйдә елип қелиңлар;
8андин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип һарвуға селиңлар; вә униңға әвәтидиған итаәтсизлик қурбанлиғи қилидиған алтун буюмларни бир қапқа селип сандуққа яндап қоюңлар вә сандуқни шу пети маңдуруңлар;
9андин қарап туруңлар. Әгәр һарву Исраил чегарисидики йол билән Бәйт-Шәмәшкә маңса, бизгә кәлгән шу чоң бала-қазани чүшүргүчиниң өзи Пәрвәрдигар болиду. Ундақ болмиса, бизни урған Униң қоли әмәс, бәлки бизгә чүшкән тәсадипилиқ болиду, халас, дейишти.
10Шуниң билән Филистийләр шундақ қилди. Улар Мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуп, мозайлирини өйдә солап қоюп,
11Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һарвуға селип, алтун чашқан вә қуйма һүррәкләр қачиланған қапни униңға яндап қойди.
12Инәкләр Бәйт-Шәмәшкә баридиған йол билән удул жүрүп кәтти. Улар көтирилгән йол билән маңғач мөрәйтти, я оң тәрәпкә я сол тәрәпкә қейип кәтмиди. Филистийләрниң ғоҗилири уларниң арқисидин Бәйт-Шәмәшниң чегарисиғичә барди.
13Бәйт-Шәмәштикиләр җилғида буғдай орувататти, улар башлирини көтирип әһдә сандуғини көрүп хуш болушти.
14Һарву Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғиға келип, у йәрдики бир чоң ташниң йенида тохтап қалди. Улар һарвуни чеқип, икки инәкни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
15Лавийлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи билән алтун буюмлар бар қапни чүшүрүп чоң ташниң үстигә қойди. Шу күни Бәйт-Шәмәштикиләр Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни қилди.
16Филистийләрниң бәш ғоҗиси буларни көрүп шу күни Әкронға қайтип кәтти.
17Филистийләрниң Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қурбанлиғи қилип бәргән алтун һүррики: — Ашдод үчүн бир, Газа үчүн бир, Ашкелон үчүн бир, Гат үчүн бир вә Әкрон үчүн бир еди.
18Алтун чашқанларниң сани болса Филистийләрниң бәш ғоҗисиға тәвә барлиқ шәһәрниң сани билән баравәр еди. Бу шәһәрләр сепиллиқ шәһәрләр вә уларға қарашлиқ сәһра-кәнтләрни, шундақла улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қойған чоң чимәнзарғичә һәммә җайни өз ичигә алатти. Бу чимәнзар һазирму Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғида бар.
19Амма Бәйт-Шәмәштикиләр өз мәйличә әһдә сандуғиниң ичигә қариғини үчүн Пәрвәрдигар улардин йәтмиш адәмни, җүмлидин чоңлардин әлликни урди. Пәрвәрдигар хәлиқни мундақ қаттиқ урғанлиғи үчүн пүтүн хәлиқ матәм тутти.
20Бәйт-Шәмәштикиләр: — Бу муқәддәс Худа Пәрвәрдигарниң алдида ким өрә туралайду? Әһдә сандуғи бизниң бу йәрдин кимниң қешиға апирилиши керәк? — деди.
21Андин улар Кириат-Йеаримдикиләргә әлчиләрни әвитип: — Филистийләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қайтуруп бәрди. Бу йәргә келип уни өзүңларға елип кетиңлар, деди.