1Саул оттуз яшта падишаһ болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин
2Өзигә Исраилдин үч миң адәмни илғап алди. Икки миңи Микмашта вә Бәйт-Әл тағлирида Саулниң қешида, бир миңи Бинямин зиминидики Гибеаһда Йонатанниң қешида еди. Амма у қалған хәлиқниң һәр бирини өз өйлиригә кәткүзивәтти.
3Йонатан болса Филистийләрниң Гебадики ләшкәргаһиға һуҗум қилди, Филистийләр буниңдин хәвәр тапти. Саул болса: — Пүткүл зиминдики ибранийлар аңлап ойғансун дәп, канай чалдурди.
4Пүткүл Исраил Саулниң Филистийләрниң ләшкәргаһиға һуҗум қилғанлиғидин һәмдә Исраилниң Филистийләргә нәпрәтлинидиғанлигидин хәвәр тапти. Хәлиқ Саулниң кәйнидин Гилгалға берип жиғилди.
5Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз саһилидики қумдәк көп пиядә ләшкәр жиғилди. Улар келип Бәйт-Авәнниң шәриқ тәрипидики Микмашта баргаһ тикти.
6Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғини көрүп ғарларға, чатқаллиқларға, қия ташлиқларға, жуқури җайларға вә азгалларға йошурунивелишти;
7бәзи Ибранийлар Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилеадниң зиминиға қечип барди. Лекин Саул Гилгалда қалди, адәмлириниң һәммиси униңға титригән һалда әгәшти.
8Әнди Саул Самуил униңға бекиткән вақитқичә йәттә күн күтүп турди; лекин Самуил Гилгалға кәлмиди, хәлиқ униңдин тарилип кәткили турди.
9Саул: — Көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини бу йәргә — йенимға елип келиңлар, деди. Андин у өзи көйдүрмә қурбанлиқ өткүзди.
10Вә шундақ болдики, у көйдүрмә қурбанлиқни түгитиши биләнла, мана Самуил кәлди. Саул униңға салам қилғили алдиға чиқти.
11Лекин Самуил: — Немә ишларни қилдиң?! — дәп сориди. Саул: — Хәлиқ мәндин тарилип кәткәнлигини, силиниң бекиткән вақитта кәлмигәнликлирини, Филистийләрниң Микмашта жиғилғинини көрдум,
12мән ичимдә: Әнди Филистийләр Гилгалға чүшүп маңа һуҗум қилмақчи, мән болсам техи Пәрвәрдигарға илтиҗа қилмидим, дедим. Шуңа көйдүрмә қурбанлиқ қилишқа өзүмни мәҗбурлидим, деди.
13Самуил Саулға: — Сән ахмақлик қилдиң; сән Худайиң Пәрвәрдигар саңа буйруған әмирни тутмидиң; шундақ қилған болсаң Пәрвәрдигар Исраилниң үстидики сәлтәнитиңни мәңгү мустәһкәм қилатти, деди.
14Лекин әнди сәлтәнитиң мустәһкәм турмайду. Пәрвәрдигар Өз көңлидикидәк мувапиқ бир адәмни издәп тапти. Пәрвәрдигар уни Өз хәлқиниң башламчиси қилди, чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруғанни тутмидиң, деди.
15Андин Самуил орнидин туруп Гилгалдин кетип Бинямин зиминидики Гибеаһға барди. Саул болса өз йенидики адәмләрни саниди; улар алтә йүзчә чиқти.
16Саул билән оғли Йонатан вә уларниң қешида қалған хәлиқ Бинямин зиминидики Гебада қелип қалди, Филистийләр болса Микмашта баргаһ тиккән еди.
17Қарақчилар дайим Филистийләрниң баргаһидин чиқип үч бөләккә бөлүнәтти. Бир бөләк Шуал зиминидики Офраһға баридиған йолға атлинатти,
18бир бөләк Бәйт-Һоронға баридиған йол билән маңатти, йәнә бир бөләк чөлниң четидики Зәбоим җилғисиға қарайдиған зиминдики йолға маңатти.
19Амма пүткүл Исраил зиминида һеч бир төмүрчи тепилмайтти; чүнки Филистийләр: — Ибранийлар өзлиригә қилич яки нәйзә ясиялмисун, дәп ойлайтти.
20Бу сәвәптин Исраиллар һәммиси сапан чишлири, кәтмәнлирини, палтилирини вә оғақлирини бислаш үчүн Филистийләрниң қешиға баратти.
21Улар сапан чишлири вә кәтмәнләр үчүн үчтин икки шәкәл, җоту, палта вә зихларни бислаш үчүн үчтин бир шәкәлни төләйтти.
22Шуңа уруш болғанда Саул вә Йонатанниң қешидики хәлиқниң һеч биридә қилич я нәйзә йоқ еди; пәқәт Саул билән оғли Йонатандила бар еди.
23У вақитта Филистийләрниң бир қаравуллар әтрити Микмаштики даванға чиққан еди.