Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «1»

Самуил «1» 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Самуил пүткүл Исраилға: — Мана, мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падишаһ қойдум;
2Мана әнди падишаһ силәрниң алдиңларда жүрмәктә, мән болсам қерип бешим ақарди; мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду. Яшлиғимдин тартип бу күнгичә силәрниң алдиңларда меңип кәлдим.
3Мана бу йәрдә туруптимән. Пәрвәрдигарниң алдида вә униң мәсиһ қилинғининиң алдида маңа әрзиңлар болса дәвериңлар; кимниң уйини тартивалдим? Кимниң ешигини тартивалдим? Кимниң һәққини йедим? Кимгә зулум қилдим? Яки мән көзүмни кор қилиш үчүн кимдин пара алдим? Шундақ болса дәңлар, вә мән уни силәргә төләп беримән, деди.
4Улар җавап берип: — Сән бизниң һәққимизни йемидиң, һеч кимгә зулум қилмидиң вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсиниму еливалмидиң, деди.
5У уларға: — Мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар силәргә гува болуп вә униң мәсиһ қилғини һәм бүгүн гувачи болсун, девиди, улар: — У гувадур, деди.
6Самуил хәлиққә мундақ деди: «Муса билән Һарунни тикләп ата-бовилириңларни Мисир зиминидин чиқарғучи болса Пәрвәрдигардур.
7Әнди орнуңлардин туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Пәрвәрдигарниң силәргә вә ата-бовилириңларға жүргүзгән һәққаний әмәллирини силәрниң алдиңларға қоюшқа сөз қилай.
8Яқуп Мисирға киргәндин кейин ата-бовилириңлар Пәрвәрдигарға пәряд қилғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни әвәтти. Улар ата-бовилириңларни Мисирдин чиқирип бу йәрдә олтирақлаштурди.   
9Амма улар өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди; шуңа у уларни Һазорниң қошунидики сәрдар Сисераниң қолиға, Филистийләрниң қолиға һәм Моабниң падишаһиниң қолиға тапшуруп бәрди; булар улар билән җәң қилишти.
10Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: «Биз гуна қилип Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ; амма әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғин, биз саңа ибадәт қилимиз» деди.
11Вә Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип, әтрапиңлардики дүшмәнлириңларниң қолидин силәрни қутқузди, шуниң билән теч-аман туруватқан едиңлар.  
12Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзи падишаһиңлар болсиму, Аммонниң падишаһи Наһашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда силәр: Яқ! Бир падишаһ үстимизгә сәлтәнәт қилсун дәп маңа ейттиңлар.
13Әнди силәр халап таллиған, силәр тилигән падишаһқа қараңлар; мана, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға бир падишаһ қойди.
14Әгәр силәр Пәрвәрдигардин қорқуп, униң қуллуғида болуп, Униң авазиға қулақлириңларни селип, Униң әмригә асийлиқ қилмисаңлар, силәр һәм үстүңларда сәлтәнәт қилған падишаһ Худайиңлар Пәрвәрдигарға әгәшсәңлар, әнди силәргә яхши болиду.
15Лекин Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки Пәрвәрдигарниң әмригә асийлиқ қилсаңлар, Пәрвәрдигарниң қоли ата-бовилириңларға қарши болғандәк силәргиму қарши болиду.
16Әнди туруңлар, Пәрвәрдигар көзлириңларниң алдида қилидиған улуқ карамәтни көрүңлар!
17Бүгүн буғдай оридиған вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигарға нида қилай, У гүлдүрмама билән ямғур яғдуриду. Шуниң билән силәрниң бир падишаһ тилигиниңларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә зор рәзиллик екәнлигини көрүп йетисиләр».
18Андин Самуил Пәрвәрдигарға нида қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмама билән ямғур яғдурди. Хәлиқ Пәрвәрдигардин вә Самуилдин бәк қорқти.

19Хәлиқниң һәммиси Самуилға: — Худайиң Пәрвәрдигарға бизни өлмисун дәп кәминилириң үчүн дуа қилғин; чүнки һәммә гуналиримизниң үстигә йәнә яманлиқ ашуруп өзимизгә бир падишаһ тилидуқ, деди.
20Самуил хәлиққә мундақ деди: — Қорқмаңлар; силәр дәрвәқә бу һәммә рәзилликни қилғансиләр, лекин әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин чәтнимәй, пүткүл көңүллириңлар билән Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар;
21адәмгә пайда йәткүзмәйдиған яки адәмни қутқузалмайдиған беһудә ишларни издәп, йолдин езип кәтмәңлар; чүнки уларниң тайини йоқтур.
22Чүнки Пәрвәрдигар Өз улуқ нами үчүн Өз хәлқини ташлимайду; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишни лайиқ көргәндур.
23Маңа нисбәтән, силәр үчүн дуа қилиштин тохташ билән Пәрвәрдигарға гуна қилиш мәндин нери болсун; бәлки мән силәргә яхши вә дурус йолни үгитимән.
24Пәқәт силәр Пәрвәрдигардин қорқуп пүткүл көңүллириңлар вә һәқиқәт билән униң ибадитидә болуңлар; чүнки силәр үчүн қилған улуқ карамәтләргә қараңлар!
25Лекин яманлиқ қилсаңлар, һәм өзүңлар һәм падишаһиңлар һалак қилинисиләр».