1Әнди Самуил Саулға: — Пәрвәрдигар сени Өз хәлқи Исраил үстигә падишаһ болуш үчүн мәсиһ қилғили мени әвәткән еди; әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин.
2Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Амаләкләрниң Исраилға қилған муамилисини, йәни Исраил Мисирдин чиққанда уларниң йолда уларға қандақ қаршилиқ көрсәткәнлигини көңлүмгә пүккәнмән.
3Әнди берип Амаләкләрни уруп уларниң һәммисини вәйран қилип уларни һеч айимайла, әр болсун, аял болсун, өсмүр болсун, бовақ болсун, кала-қой, төгә вә ишәк һәммисини йоқатқин, деди.
4Саул хәлиқни җәм қилип уларни Тәлаим шәһиридә санивиди, икки йүз миң пиядә әскәр, Йәһуда қәбилисидин он миң адәм чиқти.
5Саул Амаләкләрниң шәһиригә кәлгәндә шу йәрдики вадида бөктүрмә қойди.
6Андин Саул Кенийләргә: — Чиқип кетиңлар, силәрни улар билән қошуп йоқатмаслиғим үчүн Амаләкләрниң арисидин чиқип кетиңлар; чүнки Исраил Мисирдин чиққанда силәр уларниң һәммисигә меһриванлиқ көрсәткәнсиләр, деди. Шуниң билән Кенийләр Амаләкләрдин чиқип кәтти.
7Әнди Саул Амаләкләрни Һавилаһдин тартип Мисирниң удулидики Шурғичә қоғлап урди.
8У Амаләкләрниң падишаһи Агагни тирик тутти, амма барлиқ хәлиқни қилич биси билән пүтүнләй йоқатти.
9Лекин Саул билән хәлиқ Агагни айиди вә қой-кала, бордалған мал вә қозилардин әң есилләрниң һәммисини, җүмлидин немә яхши болса шуни аяп уларни һалак қилишқа қоли бармиди; лекин немә яримас вә зәип болса шуларниң һәммисини улар йоқатти.
10Шуниң билән Пәрвәрдигарниң сөзи Самуилға келип мундақ дейилди: —
11«Саулни падишаһ қилғинимға пушайман қилдим, чүнки у маңа әгишиштин йенип Мениң сөзүмгә әмәл қилмиди». Самуил азар чекип пүткүл бир кечә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди.
12Әтиси Самуил Саулниң алдиға чиқиш үчүн таң сәһәрдила орнидин турди. Самуилға: — Саул Кармәлгә барди вә мана, у өзигә бир абидә турғузуп андин йенип Гилгалға чүшүпту, дегән хәвәр берилди.
13Самуил Саулниң қешиға кәлгәндә Саул униңға: — Пәрвәрдигар сени мубарәклигәй! Пәрвәрдигарниң сөзлиригә әмәл қилдим, деди.
14Лекин Самуил: — Ундақ болса қулиқимға аңланған қойниң мәриши билән мән аңлаватқан калиниң мөриши зади нәдин кәлди? — деди.
15Саул җавап берип: — Улар Амаләкләрдин елип келинди; чүнки хәлиқ Худайиң Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн қой-калиниң есиллирини аяп қалдуруп қойди; қалғинини болса пүтүнләй йоқаттуқ, деди.
16Самуил Саулға: — Қой, бу гепиңни! Мән Пәрвәрдигарниң бу кечә маңа немә дегинини саңа ейтип берәй, деди. У униңға: — Ейтқин, деди.
17Самуил мундақ деди: — Өз нәзириңдә кичик һесапланған вақтиңдила Пәрвәрдигар сени Исраилниң үстигә падишаһ болсун дәп, мәсиһ қилиши билән сән Исраил қәбилилириниң беши болған әмәсмидиң?
18Андин Пәрвәрдигар сени: — Сән берип гунакар Амаләкләрни һалак қилғин; уларни йоқатқичә улар билән соқушқин, дәп әвәткән еди.
19Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки олҗа үстигә дүм чүшүп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман болғанни қилдиң?
20Саул Самуилға: — Мән һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салдимғу! Пәрвәрдигар мени әвәткән йол билән маңдим вә Амаләкләрниң падишаһи Агагни елип келип Амаләкләрниң өзини пүтүнләй йоқаттим.
21Амма хәлиқ болса олҗидин қой билән кала, йәни йоқитишқа бекитилгән нәрсиләрдин әң есилини елип Худайиң Пәрвәрдигарға Гилгалда қурбанлиқ қилиш үчүн елип кәлди, деди.
22Самуил: — Пәрвәрдигар көйдүрмә қурбанлиқлар билән тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүштин сөйүнәмду, я Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәт қилиштин сүйүнәмду? Мана итаәт қилмақлиқ қурбанлиқ қилмақлиқтин әвзәл, көңүл қоюш қочқар йеғини сунуштин әвзәлдур.
23Чүнки асийлиқ болса җадугәрлик гунайи билән охшаштур, Башпаштақлиқ қәбиһлик вә бутпәрәсликкә баравәрдур. Сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғиниң үчүн, Пәрвәрдигар сени ташлап падишаһлиқтин мәһрум қилди, — деди.
24Саул Самуилға: — Мән гуна садир қилдим, чүнки мән Пәрвәрдигарниң әмридин вә сениң сөзүңдинму чиқтим; чүнки мән хәлиқтин қорқуп уларниң сөзигә кирдим.
25Әнди гунайимни әпу қилғин; мениң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилишим үчүн мениң билән қайтип барғин, деди.
26Самуил Саулға: — Мән сениң билән қайтип бармаймән; чүнки сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғансән, вә Пәрвәрдигар сени ташлап падишаһлиқтин мәһрум қилди, деди.
27Самуил кетишкә бурулғинида Саул униң тониниң пешини тутувалди, у житилип кәтти.
28Самуил униңға: — Пәрвәрдигар бүгүн Исраилниң падишаһлиғини сәндин житип елип сәндин әвзәл болған бир йеқиниңға тапшурди.
29Исраилниң Җанабий Алийиси Болғучи ялған сөзлимәйду яки нийитидин янмайду; чүнки у адәм балисидәк нийитидин янғучи әмәстур, деди.
30Саул: — Мән гуна садир қилдим. Лекин хәлқимниң ақсақаллириниң вә Исраилниң алдида маңа иззәт қилип мениң билән йенип барғин; шуниң билән Худайиң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилалаймән, деди.
31Шуниң билән Самуил Саул билән йенип барди вә Саул Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
32Андин Самуил: — Амаләкләрниң падишаһи Агагни мениң алдимға елип келиңлар, деди. Агаг болса хушлуқ билән униң қешиға барди. Агаг көңлидә: — Шүбһисизки, өлүм дәһшити өтүп кәтти, деди.
33Амма Самуил: — Сениң қиличиң хотунларни балисиз қилғандәк сениң анаңму хотунларниң арисида балисиз болиду, девиди, Самуил Агагни Гилгалда Пәрвәрдигарниң алдида чанап парә-парә қилди.
34Андин Самуил Рамаһқа барди. Саул болса «Саулниң жути Гибеаһ» дегән җайдики өйигә чиқип кәтти.
35Самуил өлгән күнигичә Саул билән қайта көрүшмиди. Амма Самуил Саул үчүн қайғурди. Пәрвәрдигар Саулни Исраилниң үстигә падишаһ қилғанлиғидин әпсусланди.