1Амма Филистийләр җәң қилиш үчүн қошунлирини жиғди. Улар Йәһудаға тәвә Сокоһда җәм болуп, Сокоһ билән Азикаһ оттурисидики Әфәс-Даммимда чедирларни тикти.
2Саул билән Исраилларму җәм болуп Елаһ җилғисида чедирлирини тикип Филистийләр билән җәң қилғили сәп түзди.
3Филистийләр бир тәрәптики тағда, Исраиллар йәнә бир тәрәптики тағда туратти; оттурисида җилға бар еди.
4Шу вақитта Филистийләрниң ләшкәргаһидин Гатлиқ Голиат исимлиқ бир чемпийон палван чиқип кәлди. Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди.
5Бешиға мис дубулға, учисиға қасирақлиқ савут кийгән еди. Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти.
6Пачақлириға мистин тизлиқ бағлиған, өшнисигә мис атма нәйзә қистуривалған еди.
7Униң нәйзисиниң сепи болса бапкарниң хадисидәк еди; нәйзисиниң беши алтә миң шәкәл келәтти; қалқан көтәргүчиси униң алдида маңатти.
8У орнида туруп Исраилниң қошунлириға мундақ товлайтти: — «Силәр немишкә җәң қилиш үчүн сәп түзгәнсиләр? Мән Филистий әмәсму? Силәр болсаңлар Саулниң қуллириғу? Араңлардин бир адәмни таллап чиқиңлар, у мән билән елишишқа чүшсун!
9У мән билән елишип мени уруп өлтүрәлсә, биз силәрниң қуллириңлар болимиз. Лекин мән уни мәғлуп қилип өлтүрсәм, силәр бизниң қуллиримиз болуп бизниң хизмитимиздә болусиләр».
10Шу Филистий йәнә сөз қилип: — Мән бүгүн Исраилниң қошуниға һақарәт қилдимғу? Силәр бир адәмни чиқириңлар, биз елишайли! — деди.
11Саул билән һәммә Исраил бу Филистийниң сөзлирини аңлап, алақзадә болуп бәк қорқти.
12Давут Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ Йәссә дегән Әфратлиқ адәмниң оғли еди. Йәссәниң сәккиз оғли бар еди. Саулниң күнлиридә у хелә яшинип қалған еди.
13Йәссәниң үч чоң оғли Саул билән җәңгә чиққан еди. Җәңгә чиққан үч оғулниң тунҗисиниң исми Елиаб, иккинчисиниң исми Абинадаб вә үчинчисиниң Шаммаһ еди.
14Давут һәммидин кичиги еди. Үч чоң оғли Саулға әгишип чиққан еди.
15Бәзидә Давут Саулниң қешидин өз атисиниң қойлирини беқиш үчүн қайтип келәтти.
16Әшу Филистий болса қириқ күнгичилик һәр әтигән вә кәчтә чиқип турди.
17Йәссә оғли Давутқа: — Бу әфаһ қомачни вә бу он нанни елип ләшкәргаһға тез берип акилириңға бәргин,
18бу он парчә қурутни уларниң миң бешиға берип акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин, деди.
19Саул, шу үч оғул вә Исраилниң һәммә адәмлири Елаһ җилғисида туруп Филистийләргә қарши җәң қилатти.
20Давут болса әтиси сәһәр қопуп қойларни бир баққучиниң қолиға тапшуруп, ашлиқ-түлүкни елип Йәссә униңға тапилиғандәк, қошун истиһкамиға йәткәндә, җәңгә чиқидиған ләшкәрләр сөрән көтириватқан еди.
21Исраил вә Филистийләр бир-биригә удулму-удул туруп соқушқа сәп түзди.
22Давут болса елип кәлгән нәрсиләрни жүк-тақларға қариғучиниң қолиға тапшуруп сәп арисиға жүгүрүп берип акилиридин течлиқ сориди.
23У улар билән сөзлишип турғанда, Филистийләрдин болған Голиат дегән чемпион палван Филистийләрниң сепидин чиқип йәнә һелиқи гәпни қилди; Давут уни аңлиди.
24Исраилниң һәммә адәмлири бу адәмни көргәндә қечип кетишти вә бәк қорқти.
25Исраилниң адәмлири бир-биригә: — Чиқиватқан бу адәмни көрдүңларму? У Исраилға һақарәт қилиш үчүн чиқиду. Шундақ болидуки, уни өлтүргән адәмгә падишаһ көп мал-мүлүк инъам қилиду, өз қизини униңға хотунлуққа бериду һәм атисиниң җәмәтини Исраил тәвәсидә баҗ-алвандин халас қилиду, деди.
26Давут өз йенида турған адәмләрдин: — Бу Филистийни өлтүрүп Исраилға қилинған шу һақарәтни йоқатқан кишигә немә қилиниду? Чүнки бу хәтнисиз Филистий зади ким? У қандақсигә мәңгү һаят болғучи Худаниң қошунлириға һақарәт қилишқа петиниду? — деди.
27Халайиқ униңға алдинқиларниң дегән сөзи бойичә җавап берип: — Уни өлтүргән кишигә мундақ-мундақ қилиниду, деди.
28Лекин униң чоң акиси Елиаб униң у адәмләр билән сөзләшкинини аңлап қалди; Елиабниң Давутқа аччиғи келип: — Немишкә бу йәргә кәлдиң? Чөлдики у азғинә қойни кимгә ташлап қойдуң? Мән кибирлигиңни вә көңлүңниң яманлиғини билимән. Сән алайитән җәңни көргили кәлдиң, деди.
29Давут: — Мән немә қилдим? Пәқәт бир сөз қилсам болмамдикән? — деди.
30Давут бурулуп башқисидин алдинқидәк сориди, хәлиқ алдида ейтқандәк униңға җавап бәрди.
31Амма бириси Давутниң ейтқан сөзлирини аңлап қелип Саулға йәткүзди; у Давутни чақиртип кәлди.
32Давут Саулға: — Бу кишиниң сәвәвидин һеч кимниң жүриги су болмисун. Силиниң қуллири бу Филистий билән соқушқили чиқиду, деди.
33Саул Давутқа: — Сән бу Филистий билән соқушқили барсаң болмайду! Сән техи яш, амма у яшлиғидин тартипла җәңчи еди, деди.
34Давут Саулға: — Қуллири өз атисиниң қойлирини беқип кәлдим. Бир шир яки ейиқ келип падидин бир қозини елип кәтсә,
35мән униң кәйнидин қоғлап уни уруп қозини ағзидин қутқузуп алаттим. Әгәр қопуп маңа һуҗум қилса мән уни яйлидин тутувелип уруп өлтүрәттим.
36Қуллири һәм шир һәм ейиқни өлтүргән; бу хәтнисиз Филистийму уларға охшаш болиду. Чүнки у мәңгү һаят болғучи Худаниң қошуниға һақарәт кәлтүрди — деди.
37Давут сөзини давам қилип: — Мени ширниң чаңгилидин вә ейиқниң чаңгилидин қутқузған Пәрвәрдигар охшашла бу Филистийниң қолидин қутқузиду, деди. Саул Давутқа: — Барғин, Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай, деди.
38Андин Саул Давутқа өз җәң кийимлирини кийгүзүп, бешиға мис дубулғини тақап вә униңға бир җәң савутини кийгүзди.
39Давут болса Саулниң қиличини кийимниң үстигә есип, меңип бақти; чүнки у буларни кийип бақмиған еди. Шуниң билән Давут Саулға: — Мән буларни кийип маңалмайдикәнмән; чүнки бурун кийип бақмиған, дәп уларни селивәтти.
40У қолиға һасисини елип, ериқтин бәш силиқ таш илғап падичи халтисиниң янчуқиға салди; у салғусини қолиға елип Филистийгә йеқин барди.
41Филистий болса чиқип Давутқа йеқинлашти, қалқан көтәргүчисиму униң алдида маңди.
42Филистий Давутқа бирқур сәпселип қарап мәсқирә қилди. Чүнки у техи яш, буғдай өңлүк вә келишкән жигит еди.
43Филистий Давутқа: — Сән һаса көтирип алдимға кәпсән? Сән мени ишт дәп ойлап қалдиңму? — дәп өз бутлириниң намлирини тилға елип Давутни қарғиди.
44Филистий Давутқа йәнә: — Бу яққа кәл, мән гөшүңни асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучларға йәм қилимән, деди.
45Давут Филистийкә: — Сән қилич, нәйзә вә атма нәйзини көтирип маңа һуҗум қилғили кәлдиң; лекин мән сән һақарәт қилған, Исраилниң қошунлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән алдиңға һуҗумға чиқтим — деди.
46«Дәл бүгүн Пәрвәрдигар сени мениң қолумға тапшуриду. Мән сени өлтүрүп бешиңни кесип алимән; мән ләшкәргаһдики Филистийләрниң җәсәтлириниму асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучлириға йәм қилимән. Буниң билән пүткүл җаһан Исраилда бир Худаниң бар екәнлигини билиду
47вә бу пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарниң нусрәт беришиниң қилич, нәйзә билән әмәс екәнлигини билиду; чүнки бу җәң болса Пәрвәрдигарниңкидур, У сени қолимизға тапшуриду».
48Филистий Давутқа һуҗум қилғили қопуп йеқин кәлгәндә Давут униңға һуҗум қилғили Филистий қошуниниң сепигә қарап жүгүрди.
49Давут қолини халтисиға тиқип бир ташни чиқирип салғуға селип Филистийгә қаритип атти; таш Филистийниң пешанисигә тәгди. Таш униң пешанисигә петип кәтти, у дүм чүшүп йәргә жиқилди.
50Шундақ қилип Давут Филистийни салғу вә таш билән мәғлуп қилип уни уруп өлтүрди; Давутниң қолида һеч қилич йоқ еди.
51Давут жүгүрүп берип, Филистийниң үстидә туруп, қиличини қинидин тартип елип уни өлтүрүп, униң бешини алди. Филистийләр өз батуриниң өлгинини көрүпла, бәдәр қачти.
52Исраиллар билән Йәһудалар болса орнидин қопуп сөрән селишип Филистийләрни җилғиғичә вә Әкрон дәрвазилириғичә кәйнидин қоғлап кәлди; өлтүрүлгән Филистийләр Шаараимға баридиған йолда Гат вә Әкронғичә йетип кәткән еди.
53Исраил Филистийләрни қоғлаштин йенип келип уларниң ләшкәргаһини булаң-талаң қилди.
54Давут Филистийниң бешини Йерусалимға елип барди; униң яриғини болса өз чедириға қойди.
55Саул Давутниң Филистийниң алдиға чиққинини көргәндә қошунниң сәрдари Абнәрдин: — И Абнәр, бу жигит кимниң оғли? — дәп сориди. Абнәр: — И падишаһ, һаятиң билән қәсәм қилимәнки, билмәймән, деди.
56Падишаһ: — Бу жигит кимниң оғли екән дәп сорап баққин, деди.
57Давут Филистийни қирип қайтип кәлгәндә Абнәр уни падишаһниң қешиға елип барди; Филистийниң беши техичә униң қолида туратти.
58Саул униңдин: — И жигит, кимниң оғлисән? Дәп сориди. Давут: — Мән силиниң қуллири Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң оғлимән, дәп җавап бәрди.