1Шундақ болдики, Самуил қериғанда оғуллирини Исраилға һаким қилип қойди.
2Униң тунҗисиниң исми Йоел болуп, иккинчисиниң исми Абияһ еди. Булар Бәәр-Шебада һакимлиқ қилди.
3Лекин оғуллири униң йоллирида жүрмәйтти, бәлки мәнпәәтни көзләп езип, париларни йәп, һәқ-наһәқни астин-үстүн қилди.
4У вақитта Исраилниң һәммә ақсақаллири Рамаһда җәм болуп Самуилниң қешиға келип
5униңға: — Мана сән қеридиң, оғуллириң болса сениң йоллириңда жүрмәйду. Барлиқ әлләрдә болғандәк үстимизгә һөкүм сүридиған бир падишаһ бекиткин, деди.
6Уларниң «Үстимизгә һөкүм сүридиған бир падишаһ бекиткин» дегини Самуилниң көңлигә еғир кәлди. Самуил Пәрвәрдигарға дуа қиливиди,
7Пәрвәрдигар Самуилға җавапән: — Хәлиқ саңа һәр немә ейтса уларға қулақ салғин; чүнки улар сени әмәс, бәлки «Үстимизгә падишаһ болмисун» дәп Мени ташлиди.
8Мән уларни Мисирдин чиқарған күндин тартип бүгүнки күнгичә улар шундақ ишларни қилип, Мени ташлап башқа илаһларға ибадәт қилип кәлгән. Әнди улар саңа һәм шундақ қилиду.
9Шуниң үчүн уларниң сөзигә униғин. Лекин уларни қаттиқ агаһландуруп кәлгүсидә уларниң үстидә сәлтәнәт қилидиған падишаһниң уларни қандақ башқуридиғанлиғини билдүргин, деди.
10Самуил өзидин бир падишаһ сориған хәлиққә, Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисини дәп бәрди.
11У: — Үстүңларда сәлтәнәт қилидиған падишаһниң тутидиған йоли мундақ болиду: — У оғуллириңларни өз ишиға қоюп, җәң һарвулирини һайдашкә, атлиқ әскәрлири болушқа салиду; улар униң һарвулириниң алдида жүгүриду;
12уларни өзи үчүн миң беши вә әллик беши болушқа, йерини һайдашкә, һосулини орушқа, җәң қураллири билән һарву әсваплирини ясашқа салиду.
13Қизлириңларни әтир ясашқа, тамақ етишкә вә нан йеқишқа салиду.
14Әң есил зиминлириңлар, үзүмзарлириңлар билән зәйтунлуқлириңларни тартивелип өз хизмәткарлириға бериду.
15У уруғуңлардин, үзүмзарлириңларниң һосулидин ондин бир үлүшини өзиниң ғоҗидарлири вә хизмәткарлириға бөлүп бериду.
16У қуллириңлар, дедәклириңлар, әң келишкән жигитлириңларни вә ешәклириңларни өз ишиға салиду.
17У қойлириңлардин ондин бир үлүшини алиду; силәр униң қул-хизмәткарлири болисиләр.
18Силәр у күндә өзүңларға таллиған падишаһ түпәйлидин пәряд көтирисиләр; лекин Пәрвәрдигар у күнидә силәргә қулақ салмайду, деди.
19Хәлиқ болса Самуилниң сөзигә қулақ салмай: — Яқ, бәлки үстимизгә сәлтәнәт қилидиған бир падишаһ болсун, деди.
20—Шундақ қилип биз башқа һәр бир әлләргә охшаш болимиз; бизниң падишаһимиз үстимиздин һөкүм чиқирип, бизни башлайду вә биз үчүн җәң қилиду, деди.
21Самуил хәлиқниң һәммә сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарға йәткүзди.
22Пәрвәрдигар әнди Самуилға: — Сән уларниң сөзигә қулақ селип, уларға бир падишаһ бекиткин, деди. Самуил Исраилларға: — Һәр бириңлар өз шәһириңларға қайтиңлар, деди.