Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «1»

Самуил «1» 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Самуил дегән бала болса әлиниң алдида Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти. Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи у күнләрдә кам еди; вәһийлик көрүнүшләрму көп әмәс еди.
2Вә шундақ болдики, бир күни Әли орнида ятқан еди (униң көзлири торлишип көрмәс болуп қалай дегән еди)
3Худаниң чириғи техи өчмигән болуп, Самуил Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида, Худаниң әһдә сандуғиға йеқинла йәрдә ятатти.
4Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. У: — Мана мән бу йәрдә, деди.
5У  Әлиниң қешиға жүгүрүп берип: — Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим; қайтип берип ятқин, деди. Шуниң билән у берип ятти.
6Пәрвәрдигар йәнә: «Самуил!» дәп чақирди. Самуил қопуп әлиниң қешиға берип: Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим и оғлум, йәнә берип ятқин, деди.
7Самуил Пәрвәрдигарни техи тонумиған еди; Пәрвәрдигарниң сөзи униңға техи аян қилинмиған еди.
8Лекин Пәрвәрдигар йәнә үчинчи қетим: «Самуил!» дәп чақирди; у қопуп әлиниң қешиға берип: — Мана мән; сән мени чақирдиң, деди. У вақитта Әли Пәрвәрдигар балини чақирипту, дәп билип йәтти.
9Шуниң билән Әли Самуилға: — Берип ятқин. У әгәр сени чақирса, сән: — И Пәрвәрдигар, сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп ейтқин, девиди, Самуил берип орнида ятти.
10Вә Пәрвәрдигар келип йеқин туруп илгәркидәк: — «Самуил, Самуил!» дәп чақирди. Самуил: — Сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп җавап бәрди.
11Пәрвәрдигар Самуилға: — Мана Мән аңлиғанларниң икки қулиқини зиңилдатқидәк бир ишни Исраилниң арисида қилмақчимән.
12Шу күнидә Мән бурун Әлиниң җәмәтидикиләр тоғрисида ейтқинимниң һәммисини униң үстигә чүшүримән; баштин ахирғичә ада қилимән!
13Чүнки өзигә аян болған қәбиһлик түпәйлидин Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән: чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди.
14Униң үчүн Әлиниң җәмәтидикиләргә қәсәм қилғанмәнки, Әлиниң җәмәтидикиләрниң қәбиһлиги мәйли қурбанлиқ билән болсун, мәйли һәдийә билән болсун кафарәт қилинмай, әбәдгичә кәчүрүм қилинмайду, деди.
15Самуил әтиси таң атқичә йетип, андин Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклирини ачти. Амма Самуил вәһийлик көрүнүшни Әлигә ейтиштин қорқти.
16Лекин Әли Самуилни чақирип: — И Самуил оғлум, деди. У: — Мана мән, дәп җавап бәрди.
17У: — У саңа немә сөз қилди? Сәндин өтүнәй, уни мәндин йошурмиғин. Әгәр Униң саңа ейтқанлириниң бирини маңа ейтмай қойсаң, Худа дегинини сениң бешиңға чүшүрсун вә униңдин артуқ чүшүрсун! — деди.
18Шуниң билән Самуил униңға һечнимини қалдурмай һәммини дәп бәрди. Әли: — Мана, У Пәрвәрдигардур; У немини лайиқ тапса, шуни қилсун, деди.

19Самуил өсүп чоң болувататти вә Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, униң ейтқан бешарәтлик сөзлиридин һеч қайсисини йәрдә қалдурмайтти.
20Шуниң билән пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Самуилниң Пәрвәрдигарниң пәйғәмбири қилип тикләнгәнлигини билип йәтти.
21Шу вақитта Пәрвәрдигар Шилоһда Өзини йәнә аян қилди. Чүнки Пәрвәрдигар Шилоһда Өз сөз-калами арқилиқ Самуилға Өзини аян қилди; вә Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди.