1Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим Юнусқа йетип мундақ дейилди: —
2«Орнуңдин тур, Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, Мән саңа тапшурған хәвәрни уларға җакала».
3Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Нинәвә шәһиригә барди. Нинәвә болса наһайити бүйүк бир шәһәр болуп, шәһәрниң өзила үч күнлүк йол еди.
4Юнус шәһәр ичигә кирип бир күн маңди, у: — Қириқ күндин кейин, Нинәвә шәһири вәйран қилиниду! — дәп җакалиди.
5Нинәвәдикиләр Худаниң сөзигә ишәнди. Улар роза тутулсун дәп елан қилип, мөтивәрләрдин тартип әң кичигигичә уларниң һәммиси бөз кийим кийди.
6Бу сөз падишаһқа йәткәндә, уму тәхтидин туруп, тонини ташлап бөз кийим кийип күллүккә кирип олтарди.
7У йәнә әмри арқилиқ пүткүл Нинәвә шәһиригә мунуларни җакалиди: — «Падишаһ һәм ақсүнәкләрниң ярлиғи бойичә, Нинәвә шәһиридики һеч қандақ адәм, ат-улақ, кала, қой падилири һеч нәрсигә еғиз тәгмисун; һеч нәрсини йемисун, суму ичмисун.
8Һәр бир адәм вә һайван бөз кийсун, һәр бири Худаға қаттиқ пәряд көтәрсун; һәр бири яман йолдин янсун, һәр бири қолини зораванлиқтин үзсун;
9ким билиду, буниң билән Худа қаттиқ ғәзивидин йенип бизни һалак қилмасмекин?».
10Шуниң билән Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллардин янғанлиғини көрүп, уларға қаратқан балайиқазани чүшүрүштин йенип, шу балияқазани чүшүрмиди.