1Амма бу иш Юнусни интайин нарази қилип, уни қаттиқ ғәзәпләндүрди.
2У Пәрвәрдигарға: — «Аһ, Пәрвәрдигар, өз жутумдики чағда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни демигәнмидим? Шуңа мән әслидә Таршишқа қачмақчи болғанмән; чүнки мән билимәнки, Сән меһри-шәпқәтлик, рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, чоңқур меһриванлиққа толған, кишиләрниң бешиға күлпәт чүшүрүштин янғучи Худадурсән.
3Әнди Пәрвәрдигар, җенимни мәндин елип кәт, өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл» — деди.
4Пәрвәрдигар униңдин: — Бундақ аччиқланғиниң тоғриму? — дәп сориди.
5Андин кейин Юнус шәһәрдин чиқип, шәһәрниң шәрқий тәрипигә берип олтарди. У шу йәрдә өзигә бир чәллә ясап, шәһәрдә зади немә ишлар боларкин дәп униң сайисидә олтарди.
6Пәрвәрдигар Худа Юнусни өз паракәндичилигидин қутқузуш үчүн, униң бешиға сайә чүшсун дәп униңға бир кичик дәрәқни өстүрүп тәйярлиди. Юнус кичик дәрәқтин интайин хурсән болди.
7Бирақ иккинчи күни таң атқанда Худа бир қурутни тәйярлап әвәтти. Қурут бу кичик дәрәқни пилигигә зәрбә қилип уни қурутувәтти.
8Күн қизарғанда, Худа интайин иссиқ бир шәриқ шамилини тәйярлиди; күн тәптини Юнусниң бешиға чүшүрди, уни һалидин кәткүзди. У өзигә өлүм тиләп: — Өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл, — деди.
9Бирақ Худа униңдин: — Сениң әшу кичик дәрәқ сәвәвидин шундақ аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди. У җавап берип: — Һәә, һәтта өлгидәк аччиғим кәлгини тоғридур, — деди.
10Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән һеч әҗриңни сиңдүрмигән һәм өзүң өстүрмигән бу кичик дәрәққә ичиңни ағриттиң; бирақ у бир кечидила өзи өсүп, бир кечидила қуруп кәтти;
11Әнди Мениң оң қоли билән сол қолини пәриқ етәлмәйдиған йүз жигирмә миң адәм олтирақлашқан, шундақла нурғун мал-варанлириму болған Нинәвәдәк бундақ бүйүк шәһәрдикиләргә ичимни ағритип рәһим қилишимға тоғра кәлмәмду?».